Тоғра тәлимгә лайиқ яшаш
1 Титус, мәсиһийләргә тоғра тәлимгә лайиқ яшашни үгитишиң керәк.
2 Йеши чоң әрләрни өзини тутувалған, есил пәзиләтлик, еғир бесиқлиқ, ишәнчидә сап, меһир-муһәббити билән сәвир-тақити толуп ташқан болушқа чақирғин.
3 Шуниңдәк, йеши чоң аялларни садақәтмәнликкә лайиқ жүрүш-турушқа һәм питнә-пасат қилмайдиған,һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушқа чақирғин. Улар башқиларға неминиң яхши екәнлигини үгәтсун.
4 Буниң билән бу аяллар яш аялларға тәлим берип, уларға өз әрлиригә вә балилириға көйүнүш,
5 өзини тутувелиш, пак болуш, өй ишлириға маһир болуш, меһриван болуш вә әрлиригә бойсунуш қатарлиқларни үгитәләйдиған болсун. Яш аяллар шундақ яшиса, Худаниң сөзи қариланмайду.
6 Яш әрләрниму өзини тутувалалайдиған болушқа чақирғин.
7 Өзәңму һәр қандақ ишта яхши әмәлиятиң билән уларға үлгә бол. Пак нийәт, еғир бесиқлиқ
8 һәм башқилар камчилиқ тапалмайдиған тоғра сөзләр билән тәлим бәргин. Буниң билән бизгә қарши чиққучилар яман гепимизни қилишқа сәвәп тапалмай уялсун.
9‑10 Қулларға һәр қандақ ишта ғоҗайинлириға бойсунушни үгәткин. Улар гәп яндурмай, оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәммә ишта ишәнчлик екәнлигини көрситип, ғоҗайинлирини рази қилсун. Шундақ болғанда, улар башқиларни Қутқaзғучимиз Худа тоғрисидики тәлимләргә һәр җәһәттин җәлип қилалайду.
11 Сәвәви Худаниң барлиқ инсанларни қутқузидиған меһир-шәпқити аян болди.
12 Бу меһир-шәпқәт бизни гунакарлиқни вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, бу паний дунияда тоғра, Худаға садақәтмән вә өзини тутувалған һалда яшашқа йетәкләйду.
13 Биз улуқ Худа болған Қутқaзғучимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән қайта келишидин ибарәт мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтимиз.
14 Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.
15 Сән бу тәлимләрни мәсиһийләр җамаитигә үгәт. Уларға илһам бәр һәм пүтүн һоқуқуңни ишлитип, уларниң яман илләтлирини түзәт. Һеч ким сени камситмисун.