Мәсиһийләр қилишқа тегишлик ишлар
1 Сән мәсиһийләргә шуни әслитип турғунки, улар һөкүмәт вә һөкүмәт әмәлдарларға бойсунсун, уларниң сөзини аңлап һәр қандақ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр турсун.
2 Мәсиһийләр һеч кимгә төһмәт қилмисун, җедәлхор болмисун, әксичә хуш пеил болсун. Һәр қандақ киши билән муамилә қилғанда һәқиқий кәмтарлиғини көрсәтсун.
3 Чүнки бир чағларда бизму надан едуқ. Бизму Худаға бойсунмайдиған, аздурулған, һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болған, яманлиқ вә көрәлмәслик ичидә яшиған, бир-биримизгә өчмән кишиләр едуқ.
4 Лекин Қутқaзғучимиз Худа инсанларға болған меһриванлиғи вә муһәббитини очуқ аян қилди.
5 Биз яхши әмәлләр билән әмәс, бәлки Униң рәһим-шәпқитидин қутқузулдуқ. Худа бизниң гуналиримизни жуюп, Муқәддәс Роһ арқилиқ бизни қайтидин туғулдуруп, йеңи һаятқа ериштүрүш билән бизни қутқузди.
6 Қутқaзғучимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа кәңчилик билән Муқәддәс Роһни қәлбимизгә төкти.
7 Буниң билән биз Худаниң меһир-шәпқитидин һәққаний адәм дәп җакалинип, мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтигә егә болдуқ.
8 Бу сөзлирим һәқтур. Уларни тәкитлишиңни үмүт қилимән. Шундақ қилғиниңда, Худаға ишәнгәнләр өзлирини дайим тиришчанлиқ билән яхши әмәлләрни қилишқа беғишлайду. Бу тәлимләр инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқтур.
9 Әхмиқанә талаш-тартишлар, нәсәбнамиләр тоғрисидики қуруқ гәп-сөзләр вә Тәврат қануни билән мунасивәтлик җедәл-маҗралардин сақлан. Чүнки бу ишлар пайдисиз вә әһмийәтсиздур.
10‑11 Шундақ ишларни қилип мәсиһийләр арисида груһвазлиқ пәйда қилғучиларни агаһландур. Бир-икки қетимлиқ агаһландуруштин кейин йәнә груһвазлиқ қилса, улар билән болған мунасивитиңни үз. Бундақ адәмләрниң һәқиқәттин чәтнигән, гунакар адәмләр екәнлиги ениқтур. Уларниң қилған гуналири өзлирини җазаға мәһкүм қилиду.
Ахирқи сөз
12Артемасни яки Тикикусни қешиңға әвәтмәкчи болуватимән. Қайси бири қешиңға бармисун, мүмкин қәдәр Никополис шәһиригә тезирәк кәлгин, чүнки у йәрдә қишлимақчимән.
13 Қануншунас Зенас билән Аполлосниң сәпиригә имканқәдәр ярдәмдә болғин. Уларниң кам-котилири болса, һәл қилип бәргин.
14 Мәсиһий қериндашлиримиз һаҗәтмәнләргә ярдәм қилип, өзлирини яхши әмәлләрни қилишқа беғишлашни үгәнсун. Шундақ болғанда, уларниң һаяти мевисиз болмайду.
15 Йенимдикиләрниң һәммисидин саңа салам. Крит арилидики бизни сөйидиған мәсиһийләргә салам ейт. Худаниң меһир-шәпқити һәммиңларға яр болғай!