Худаниң некаға болған плани билән үлгисини
чүшәндүрүш.Нека дегән әр билән аялниң иттипақидур. Бу иттипаққа
асасән, әр билән аял өмүр бойи бир-биригә қануний вә
әхлақий җәһәттә бағлинип, уларниң башқилар билән
әхлақсиз йеқин мунасивәттә болуши мәнъий қилиниду.
Аилә мошундақ болғанда, Худани рази қилиду. Әр билән
аял некаланғанда, улар «бир тәнгә» айлиниду.Адәм ата аялини дәпсәндә
19
қилмаслиғи үчүн, Худа сүйәкни Адәм атиниң путидин
алмиди. Аяли уни башқурмаслиғи үчүн, Худа сүйәкни Адәм
атиниң бешидин алмиди. Худа аялни Адәм атиниң
қовурғисидики сүйәктин яратти, бу болса жүрәккә йеқин йәр.
Буниңдики мәхсәт, әр киши аялини яхши көрүп, уни қоғдап,
өзиниң йенида сақлиши үчүндур. Бундақ болғанда улар
бирликтә моҗут болалайду.
Некалиқ һаяттики бәхит, әр билән аяниң арисидики
меһир-муһәббәт вә һәмкарлиқ мунасивәтлиригә бағлиқтур.
Һава ана Адәм атиниң бир қисми болған. Әр билән аял
некаланғанда бир-бириниң қисмиға айлиниду. Уларниң
һаяти бир болуп, улар айрим болғанда өзини йерим һис
қилиду. Әфәсликләргә йезилған хәт 5:28дә әр кишиләр
аяллирини «өзиниң тенини» сөйгәндәк сөйүши керәк дәп
йезилған.