Биз Худани ишәнчимиз билән хошал қилалаймиз. Демәк ишәнч болмай туруп Худани хошал қилалмаймиз. Ундақта ишәнч дегән немә? Ишәнч дегинимиз - Худаниң Муқәддәс китапта йезилған сөзлиригә ишиниш дегәнликтур. Әгәр башқилар Муқәддәс китаптин гуманланса, гуманлинивәрсун. Лекин сиз Муқәддәс Китапниң Худаниң сөзлири екәнлигигә мутләқ ишиниң. Муқәддәс китапта мундақ хатириләнгән: "Әй Пәрвәрдигар! Сениң сөзлириң асманда әбәдил әбәт туриду". Зәбур 119:89
Һәр күни Муқәддәс Китапни оқуш Немә үчүн биз һәр күни Муқәддәс Китапни оқуймиз? Бизниң һәр күни Муқәддәс китап оқушимиздики сәвәп шуки, Худа Муқәддәс Китап арқилиқ бизгә сөзләйду Һәм Муқәддәс Китап арқилиқ бизниң билишимизгә вә қилишимизға тегишлик болған барлиқ ишларни бизгә көрситиду. Озуқлуқ бизниң тенимизгә нисбәтән интайин муһим болғандәк, Муқәддәс Китапни оқушму бизниң роһий һаятимизға нисбәтән интайин муһимдур. Әгәр Худаниң сөзлири болмайдикән, биз һәқиқий ишәнгүчигә хас турмуш кәчүрәләймиз. Бу һәқтә Һәзрити Әйса тохтилип мундақ дәйду: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду». Мәтта 4:4
Әгәр биздә ишәнч болмайдикән, биз Худани хошал қилалаймиз. Муқәддәс Китапта мундақ дейилгән: «Демәк, ишәнч болмай туруп, Худани хурсән қилиш мүмкин әмәс» Ибранийларға 11:6 Ундақта, ишәнч дегән немә? Ишәнч дегинимиз Худаниң сөзлиригә ишиниш вә Муқәддәс Китапқа ишиниш дегәнликтур. Әгәр башқилар Муқәддәс Китаптин гуманланса, гуманлинивәрсун. Лекин сиз Муқәддәс Китапниң Худаниң сөзлири екәнлигигә мутләқ ишиниң. Муқәддәс Китапта мундақ хатириләнгән: «Әй Пәрвәрдигар! Сениң сөзлириң асманда әбәдил әбәт туриду» Зәбур 119:89