1 Худаниң хизмәткари вә Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Павлустин Титусқа салам. Мән Худа таллиғанларға ишәнчи үчүн вә уларниң Худаға садақәтмән болуши үчүн һәқиқәтни чүшәндүрүшкә тайинландим.
2 Бу ишәнч вә һәқиқәт биздә мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтини пәйда қилиду. Ялған сөзлимәйдиған Худа дуния яритилиштин илгирила бу мәңгүлүк һаятни вәдә қилған.
3 Худа бәлгүләнгән вақитта бу мәңгүлүк һаят тоғрисидики Хуш Хәвәрни ашкарилиди. Қутқaзғучимиз Худа Өз әмри билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзиписини маңа тапшурди.
4 Худа Атимиз вә Қутқaзғучимиз Әйса Мәсиһкә болған ортақ ишәнч йолида өз оғлумдәк болуп қалған саңа меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай! Титусниң Крит арилидики хизмити
5 Орунлинип болмиған ишларни бир тәрәп қилиш вә саңа бурун тапшурғинимдәк, һәр қайси шәһәрләрдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилирини тайинлаш үчүн, сени Крит арилида қалдурдум.
6 Йетәкчиликкә тайинлинидиған киши әйипсиз, бир аяллиқ, пәрзәнтлири болса Худаға ишинидиған, кәйп-сападин нери болған һәм ата-анисиға бойсунидиған кишиләрдин болуши керәк.
7 Мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болған бундақ киши Худаниң хизмитини зиммисигә алғанлиғи үчүн, шундақ әйипсиз болуши керәкки, һәргиз тәрса, чос мүҗәз, һарақкәш, зораван, мал-дунияға тамахор болмаслиғи,
8 әксичә меһмандост, яхшилиқни сөйидиған, өзини тутувалған, адил, пак вә тәмкин болуши лазим.
9 У өзигә үгитилгән ишәнчлик тәлимдә чиң туруши керәк. Шундақ қилғанда, у бу тоғра тәлим арқилиқ башқиларға несиһәт қилалайду һәм тәлимгә қарши чиққучиларниң хаталиғини түзитәләйду.
10 Нурғун кишиләр бу тәлимгә бойсунмай, бемәна сөзләр билән башқиларни аздуриду. Болупму қутқузулуш үчүн хәтнә қилиниш зөрүр, дәп турувалғучилар шундақ қилиду.
11 Мошундақ кишиләрниң ағзини тувақлаш керәк. Чүнки улар мал-дунияға егә болуш үчүн кишиләргә сахта тәлимләрни үгитип, бәзи
аилиләрниң ишәнчини пүтүнләй набут қилмақта.
12 Крит арилидикиләрниң өз пәйғәмбәрлиридин бири: «Критлар һемишәм ялған сөзләйду, улар вәһши һайванлар вә һорун нан қепилардур», дегән.
13 Бу һәқиқәттур. Шуңа Криттики мәсиһийләрниң ишәнчиниң сап болуши үчүн, уларни қаттиқ агаһландурғин.
14 Улар бемәна йәһудий әпсанилиригә вә һәқиқий тәлимдин чәтнигәнләрниң диний қаидә-йосунлириға қулақ салмисун.
15 Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә һалалдур. Лекин напак кишиләр вә ишәнмәйдиғанлар үчүн һеч қандақ нәрсә һалал әмәстур. Уларниң
ой-пикирлириму, вижданиму булғинип кәткән. 16 Улар Худани тонуймиз, дәп давраң салсиму, лекин әмәлиятида Уни рәт қилиду. Улар һечкимгә бойсунмайдиған жиркиничлик кишиләр болуп, қолидин һеч қандақ яхши иш кәлмәйду.