1 Бәшинчи периштә канийини чалғанда, асмандин йәргә чүшүп кәткән бир юлтузни көрдүм. Теги йоқ һаңға баридиған йолниң
ачқучи униңға берилди.
2 У теги йоқ һаңни ачқанда, һаңдин йоған очақниң исидәк түтүн етилип чиқти. Һаңниң түтүнидин қуяш вә асманни қараңғулуқ басти.
3 Түтүнниң ичидин йәр йүзигә чекәткә яғди. Уларға чаянлардәк чеқиш күчи берилгән еди.
4 Чекәткиләргә йәр йүзидики от-чөпләргә вә һәр қандақ өсүмлүк яки дәл-дәрәқләргә әмәс, пәқәт пешанисидә Худаниң тамғиси болмиған инсанларғила зиян йәткүзүш буйрулған еди.
5 Уларға бу инсанларни өлтүрүш әмәс, пәқәт бәш ай муддәтлик қийин-қистаққа елиш буйруғила берилгән еди. Бу қийин-қистақ чаян адәмни чаққан вақиттики қаттиқ ағриқ азавиға охшатти.
6 У күнләрдә инсанлар өлүмни издәйду, лекин тапалмайду; өлүмни сеғиниду, лекин өлүм улардин қачиду.
7 Чекәткиләрниң қияпити худди җәңгә һазирланған атларға охшатти. Башлирида болса алтун таҗиға охшайдиған бир нәрсә бар еди. Чирайи адәмниңкигә охшатти.
8 Чачлири аялларниң чечиға, чишлири ширниң чишиға охшатти.
9 Көкрәклири төмүр савутларға охшатти. Қанатлириниң авази җәңгә атланған нурғун ат-һарвуларниң авазиға охшатти.
10 Чаянларниңкигә охшаш чақидиған қуйруқлири бар еди. Қуйруқлиридики зәһәрлик нәштиридә адәмни бәш ай азапқа салғидәк
күч бар еди.
11 Уларни башқуридиған падиша теги йоқ һаңниң периштәси еди. Бу периштәниң ибранийчә исми Аваддон; грекчә исми
Аполийон, йәни һалак қилғучи еди.
12 Биринчи балаю-апәт өтүп кәтти. Әнди буниңдин кейин йәнә икки балаю-апәт келиду.
13Алтинчи периштә канийини чалғанда, Худаниң алдидики алтун қурванлиқ суписиниң төрт мүңгүзидин чиққан бир авазни аңлидим.
14 Бу аваз алтинчи периштәгә: «Чоң Фират дәриясиниң йенида бағлақлиқ төрт периштәни бошат», деди.
15 Дәл шу жил, шу ай, шу күн вә шу саат үчүн һазирлап қоюлған бу төрт периштә инсанларниң үчтин бирини һалак қилиш үчүн
бағлақтин бошитилди.
16 Буларниң атлиқ ләшкәрлириниң сани икки йүз миллион еди. Уларниң саниниң җакаланғанлиғини аңлидим.
17 Ғайибанә аламәттә көзүмгә көрүнгән ат вә атлиқлар мана мундақ еди: атлиқларниң көкрәк қалқанлири чоғдәк қизил, көк яқуттәк көк вә гуңгуттәк сериқ еди. Атларниң башлири ширниң бешиға охшатти. Еғизлиридин от, түтүн вә гуңгут пүркүләтти.
18 Инсанларниң үчтин бири буларниң ағзидин пүркүлгән от, түтүн вә гуңгуттин ибарәт бу үч апәттин өлди.
19Атларниң күчи еғизлирида вә қуйруқлирида еди. Қуйруқлириниң иланға охшаш беши болуп, булар билән адәмни зәхимләндүрәтти.
20 Қалған инсанлар, йәни бу балаю-апәтләрдин аман қалғучилар өз қилмишлириға товва қилмиди. Җинларға, көрәлмәс, аңлалмас
вә маңалмас алтун, күмүч, мис вә яғач бутларға ибадәт қилиштин ваз кәчмиди.
21 Улар қатиллиқ, сехиргәрлик, җинсий әхлақсизлиқ вә оғрилиқлириғиму товва қилмиди.
-----------------------------------------------------------------------------------------------------------------------------------------------------
1 Теги йоқ һаң — җинлар қамилидиған йәр.