Периштә вә кичик орам язма
1 Андин кейин асмандин чүшүватқан йәнә бир күчлүк периштәни көрдүм. У бир парчә булутни йепинған болуп, бешиниң
үстидә бир һасан-һүсән бар еди. Йүзи қуяшқа, путлири болса от түврүгигә охшатти. 2 Қолида бир кичик очуқ орам язма бар
еди. У оң путини деңиз үстигә, сол путини болса қуруқлуққа қоюп туруп,
3 ширниң һөкүришигә охшаш қаттиқ аваз билән вақириди. У вақириғанда, йәттә гүлдүрмома өз гүлдүр-қараслири билән җавап қайтурди.
4 Йәттә гүлдүрмома җавап қайтурғанда, уларниң сөзлирини хатириливалмақчи болуп тураттим. Бирақ асмандин: «Йәттә гүлдүрмоминиң ейтқанлирини хатирилимә. Уларни мәхпий тут», дегән бир авазни аңлидим.
5 Деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған, мән көргән у периштә оң қолини асманға көтирип,
6 асман, йәр, деңиз вә улардики мәвҗудатларни Яратқучи, йәни әбәдил-әбәт Яшиғучиниң нами билән қәсәм қилип: «Әнди кечиктүрүлмәйду;
7 әксичә йәттинчи периштә канийини чалғанда, Худа Өз хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләргә җакалиған сир әмәлгә ашиду», деди.
8 Мән асмандин аңлиған аваз маңа йәнә: «Берип, деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған периштәниң қолидики очуқ орам язмини ал», деди.
9 Мән берип, периштәниң кичик орам язмини маңа беришини соридим. У маңа: — Буни елип йә! Ағзиңда һәсәлдәк татлиқ болиду, бирақ мәйдәңни ечиштуриду, — деди.
10 Кичик орам язмини периштәниң қолидин елип йедим, ағзимда һәсәлдәк татлиқ тетиди. Лекин уни жутқинимда мәйдәм ечишип
кәтти.
11 Кейин периштә маңа: — Сән Худаниң көп милләтләр, хәлиқләр, һәр хил тилларда сөзлишидиған кишиләр вә падишалар тоғрисидики пәйғәмбәрлик сөзлирини йәнә бир қетим җакалишиң лазим, — деди.