Икки гувачи
1 Маңа өлчигүч орнида ишлитишкә қомуч берилди вә бир аваз маңа мундақ деди: «Берип, Худаниң ибадәтханиси вә қурванлиқ суписини өлчә, у йәрдә ибадәт қиливатқанларни сана.
2 Ибадәтханиниң ташқирқи һойлисини өлчимәй қой, чүнки у йәр йәһудий әмәсләргә берилди. Улар муқәддәс шәһәрни 42 ай дәпсәндә қилиду.
3 Мән икки гувачимға қудрәт беримән. Улар қарилиқ кийим кийип, Худаниң аянини бәкитилгән әйнә шу 1260 күндә йәткүзиду».
4 Дунияниң Рәбби алдида турған икки түп Зәйтун дәриғи вә икки чирақдан мана шу гувачилардур.
5 Бирәрси уларни зәхимләндүрмәкчи болса, улар еғизлиридин от пүркүп, у дүшмәнни көйдүрүп ташлайду. Уларни зәхимләндүрмәкчи болғанлар мана шундақ өлтүрүлиду.
6 Улар Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини җакалайдиған күнләрдә ямғур яғмаслиғи үчүн, асманни йепиветиш қудритигә егә еди. Улар суларни қанға айландуруш вә һәр хил балаю-апәтләр билән йәр йүзигә халиған вақитта зәрбә бериш қудритигиму егә.
7 Гувалиқ вәзипилири аяқлашқанда, теги йоқ һаңдин чиқидиған девә улар билән елишиду вә уларни йеңип өлтүриду.
8 Җәсәтлири улуқ шәһәрниң ғол йолиға ташлиниду. Бу шәһәр Содом яки Мисир дегән символлуқ нам билән аталған болуп, уларниң Рәббиму у йәрдә чапрас яғачқа миқланған еди.
9 Һәр милләттин, һәр қәбилидин вә һәр хил тилда сөзлишидиған хәлиқләрдин кишиләр келишип, уларниң җәсәтлиригә үч йерим күн тикилип қарайду вә җәсәтләрниң йәрликкә қоюлушиға рухсәт қилмайду.
10 Йәр йүзидә яшайдиғанлар уларниң бу әһвалидин хошаллиққа чөмүп, һейт-мәйрәм өткүзиду, бир-биригә һәдийәләр әвәтишиду, чүнки бу икки пәйғәмбәрниң сөзи инсанларниң вижданлириға тикәндәк санчилип, уларға қахшатқуч зәрбә бәргән еди.
11 Үч йерим күндин кейин, икки пәйғәмбәрниң тенигә Худадин кәлгән һаятлиқ нәпәси кирди вә улар орнидин турди. Уларни көргәнләр интайин алақзадә болуп кетишти.
12 Икки пәйғәмбәр асмандин кәлгән җараңлиқ бир авазниң: «Бу яққа чиқ!» дегәнлигини аңлиди вә дүшмәнлириниң көз алдида бир булут ичидә асманға көтирилди.
13 Дәл шу чағда, зимин шиддәтлик тәврәнди, шәһәрниң ондин бири гумран болуп, йәттә миң киши һалак болди. Қалғанлири интайин қорқушуп, асмандики Худани улуқлашти.
14 Иккинчи балаю-апәт өтүп кәтти. Әнди үчинчи балаю-апәт келишкә аз қалди.
Йәттинчи периштәниң канай челиши
15 Униңдин кейин йәттинчи периштә канийини чалди. Асмандин кәлгән җараңлиқ авазлар мундақ дәтти:
«Дунияниң падишалиғи Пәрвәрдигаримиз вә Униң
Мәсиһигә мәнсүп болди. У әбәдил-әбәт һөкүм сүргүси».
16 Худаниң алдидики өз тәхтлиридә олтарған жигирмә төрт йетәкчи йәргә баш қоюп, Худаға сәҗдә қилип, мундақ дейишти:
17 «Һазир вә әзәлдин бар болған Һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, Шүкүрләр болсун Саңа.
Чүнки улуқ қудритиң билән, Һөкүмүңни жүргүзүшкә башлидиң.
18 Хәлиқләр ғәзәпләнгән еди. Әнди Сениң ғәзивиң йетип кәлди! Өлүкләрни сорақ қилиш, Хизмәткарлириң болған пәйғәмбәрләрни Вә Худаниң муқәддәс хәлқи, Шундақла әрзимәс яки улуқ болсун, Намиңни чоңқур һөрмәтлигәнләрни мукапатқа егә қилиш, Йәр йүзини гумран қилғанларни һалак қилиш вақти кәлди».
19Андин Худаниң асмандики ибадәтханиси ечилди вә Униң келишим сандуғи у йәрдә көрүнди. Шу ан чақмақлар чеқип, гүлдүрмоминиң гүлдүр-қараслири аңланди. Зимин тәвринип, дәһшәтлик мөлдүр йеғип кәтти.