Аял вә әҗдиһа
1 У чағда асманда әҗайип зор бир карамәт, йәни қуяшни йепинчақлиған бир аял көрүнди. Униң путлириниң астида ай, бешида он
икки юлтузлуқ таҗа бар еди.
2 Бу аялниң ай-күни тошуп қалған болуп, толғақ ичидә дат-пәрият қилатти.
3 Андин асманда йәнә бир карамәт, йәни йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, чоң бир қизил әҗдиһа көрүнди. Униң йәттә бешида йәттә таҗа бар еди.
4 У асмандики юлтузларниң үчтин бирини қуйруғи билән сүрүп, йәр йүзигә чүширивәтти. Андин аял бошанған һаман униң балисини лмап жутувәтмәкчи болуп, туғут үстидики аялниң алдида турди.
5Аял бир бала, йәни пүтүн әлләрни төмүр калтәк билән башқуридиған бир оғул туғди. Бала тәхттә олтарған Худаниң алдиға дәрһал елип иқилди. 6Аял болса чөлгә қачти. У йәрдә униң 1260 күн беқилиши чүн униңға Худа тәрипидин һазирлап қоюлған бир җай бар еди.
7 Униңдин кейин асманда җәң болди. Баш периштә Микаил вә униң периштәлири әҗдиһаға қарши җәң қилди. Әҗдиһаму өз периштәлири билән уларға етилди,
8 лекин елишалмиди. Буниң билән улар асмандики орнидин мәһрум қалди.
9 Чоң әҗдиһа, йәни иблис яки шәйтан дәп аталған, пүтүн дунияни аздурған һелиқи қедимий илан өз периштәлири билән биллә йәр йүзигә ташланди.
10 Шуниңдин кейин асманда җараңлиқ бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим «Худайимизниң ниҗатлиғи, қудрити, падишалиғи вә У тайинлиған Мәсиһниң һоқуқи намайән болди. Чүнки Худайимизниң алдида қериндашлиримизни кечә-күндүз әйиплигүчи асмандин ташлаветилди.
11 Қериндашлиримиз Қозиниң қени вә Униң қилған гувалиғи билән әҗдиһани йәңди. Улар һәтта өлүм алдидиму өз җенини айимиди.
12 Шуниң үчүн, әй асман вә асманда яшиғучилар, хошал болуңлар! Лекин һалиңларға вай, әй йәр вә деңизлар! Чүнки иблис
үстүңларға ташланди. У өз вақтиниң аз қалғанлиғини билип, дәрғәзәпкә кәлди».
13 Әҗдиһа өзиниң йәр йүзигә ташланғанлиғини көрүп, оғул балини туққан аялни қоғлашқа башлиди.
14 Аялниң әҗдиһадин далдилинип, чөлдики үч йерим жил беқилидиған маканға учуп кетиши үчүн, униңға йоған бир бүркүтниң икки қанити берилди.
15 Әҗдиһа аялниң арқисидин ағзи билән дәриядәк су пүркүп, уни сәлгә бастуруп еқитип кәтмәкчи болди.
16 Лекин зимин аялға ярдәм қилип, ағзини ечип, әҗдиһаниң ағзидин етилип чиққан дәрияни жүтти.
17 Буниң билән әҗдиһа аялға дәрғәзәп болуп, униң башқа пәрзәнтлири, йәни Худаниң әмирлирини тутуп, Әйса Мәсиһниң бәргән
гувалиғида турғанлири билән җәң қилғили кәтти.
18 Һелиқи әҗдиһа деңиз бойида тикилип туратти.