Деңиздин чиққан девә
1 Андин он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир девиниң деңиздин чиқиватқанлиғини көрдүм. Униң һәр бир мүңгүзидә бирдин таҗа бар еди, һәр бир бешида Худаға күпүрлүк кәлтүридиған ибарә йезилған еди.
2 Мән көргән бу девә илпизға охшатти, путлири ейиқниң путлириға, ағзи болса ширниң ағзиға охшатти. Әҗдиһа девигә өз
қудрити, тәхти вә зор һоқуқини бәрди.
3 Девиниң башлиридин бири әҗәллик яриланғандәк туратти. Лекин бу әҗәллик яра сақайған еди Пүтүн дуния һәйранлиқ ичидә
девигә әгәшти.
4 Улар девигә бундақ һоқуқ бәргән әҗдиһаға ибадәт қилишти. Улар йәнә девигиму ибадәт қилип: «Девигә тәң келәләйдиғанлар барму? Униң билән кимму елишалисун?» деди.
5 Девигә тәкәббурлуқ вә күпүрлүк қилидиған еғиз һәмдә 42 ай жүргүзәләйдиған һоқуқ берилди.
6 У Худаға, Худаниң намиға вә Униң дәргаһиға, йәни бу йәрдә яшайдиғанларға күпүрлүк қилиш үчүн ағзини ачти.
7 Униң Худаниң муқәддәс хәлқигә қарши җәң қилип, уларни йеңишигә йол қоюлди. Һәр қәбилә, һәр милләт, һәр хил тилда
сөзлишидиған хәлиқләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи берилди.
8 Дуния яритилғандин бу ян, боғузланған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилғанлардин башқа, йәр йүзидә яшайдиған һәммә инсан Униңға ибадәт қилиду.
9 Мону сөзни қулиғиңларда чиң тутуңлар:
10 «Худаниң: «Тутқун болиду», дегини чоқум тутқун болиду. Худаниң: «Қиличлиниду», дегини чоқум қиличлинип өлиду».
Шуниң үчүн Худаниң муқәддәс хәлқи сәвир қилиши, етиқатта чиң туруши лазим.
Йәрдин чиққан девә
11 Униңдин кейин йәрдин чиқиватқан йәнә бир девини көрдүм. Униң Қозиниңкидәк кичик икки мүңгүзи бар еди, лекин авази
әҗдиһаниңкидәк чиқатти.
12 У биринчи девигә вакалитән пүтүн һоқуқни жүргүзүп, йәр йүзини вә униңда яшайдиғанларни әҗәллик яриси сақайған биринчи
девигә ибадәт қилишқа мәҗбурлатти.
13 У чоң карамәтләрни көрситәтти, һәтта инсанларниң көз алдида асмандин йәр йүзигә от яғдуратти.
14 У биринчи девигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған карамәтләр билән йәр йүзидә яшайдиғанларни аздурди. Уларға қилич билән чепилған, лекин аман қалған биринчи девиниң һөрмити үчүн бир һәйкәл тикләшни буйриди.
15 Йәрдин чиққан девигә, деңиздин чиққан девиниң һәйкилигә һаятлиқ нәпәси берип, уни сөзләләйдиған қилиш вә униңға ибадәт
қилмиғанларниң һәммисини өлтүрүш қудрити берилди.
16 У улуқ вә әрзимәс, бай вә кәмбәғәл, әркин адәм вә қулларниң һәммисини оң қоли яки пешанисигә бир бәлгү урғузушқа мәҗбурлиди.
17 Бу бәлгү барлар, йәни қоли яки пешанисидә девиниң нами яки униң намиға вәкиллик қилидиған рәқәм бесилғанлардин башқа һеч ким бир нәрсә сетивалалматти яки саталматти.
18 Бу йәрдә бир һекмәт бар. Әқил-парасити барла кишиләр девиниң рәқимини һесаплап чиқалайду, чүнки бу рәқәм бир адәмгә вәкиллик қилиду. Униң рәқими 666дур.