Қутқузувелинғанларниң қошиғи
1 Андин Қозиниң Сион теғи үстидә турғанлиғини көрдүм. Униң йенида пешанисигә Қозиниң вә Униң Атисиниң исми
йезилған 144000 киши бар еди.
2Асмандин худди шарқирап еқиватқан суларниң вә гүлдүрмоминиң қаттиқ гүлдүрлишидәк бир авазни аңлидим. Мән аңлиған аваз йәнә чилтарчилар орундиған нәғмә авазиғиму охшатти. 3 Һелиқи 144000 киши тәхтниң, төрт тирик мәхлуқниң
вә йетәкчиләрниң алдида йеңи бир нахша ейтишти. Бу нахшини гуналириниң төләми төлинип бу дуниядин азат қилинған
кишиләрдин башқа һеч ким үгинишкә қадир әмәс еди.
4 Улар худди җинсий әхлақсизлиқ қилип бақмиған кишиләрдәк пак болуп, Қоза нәгә барса, уларму Униңға әгишип шу йәргә бариду. Улар инсанлар арисидин төләм билән қутқузувелинғанлар болуп, худди дәсләп пишқан мевә
Худаға аталғинидәк, улар Худаға вә Қозиға аталғанлардур.
5 Уларниң ағзидин ялған сөз чиқмайду. Улар әйипсиздур. Үч периштә елип кәлгән хәвәрләр
6 Буниң кәйнидин асманда учуп жүргән башқа бир периштәни көрдүм. Бу периштә йәр йүзидә яшайдиғанларға, йәни һәр бир
хәлиқ, қәбилә вә һәр хил тилда сөзлишидиған милләтләргә йәткүзидиған мәңгүлүк Хуш Хәвәрни елип кәлгән еди.
7 У җараңлиқ аваз билән: «Худадин қорқуңлар! Уни улуқлаңлар! Чүнки Униң инсанларни сорақ қилидиған вақти йетип кәлди.
Асманни, зиминни, деңизни вә булақларни Яратқучиға сәҗдә қилиңлар!» дәтти.
8 Униң кәйнидин кәлгән иккинчи периштә мундақ деди: «Гумран болди! Өз җинсий әхлақсизлиғиниң күчлүк шаравини пүткүл
хәлиқләргә ичкүзгән улуқ шәһәр Бабил гумран болди!»
9Алдинқи икки периштәниң кәйнидин үчинчи периштә қаттиқ аваз билән мундақ деди: «Кимдә-ким деңиздин чиққан девигә вә
униң һәйкилигә ибадәт қилса, униң бәлгүсини пешанисигә яки қолиға урғузса,
10 Худаниң ғәзивиниң сап һәм күчлүк шаравини Худаниң ғәзиви билән толған қәдәһтә ичиду. У муқәддәс периштәләрниң вә Қозиниң алдида от вә гуңгутта азаплиниду.
11 Уни қийниған отниң ис-түтәклири мәңгү пурқирап туриду. Девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилип, униң исминиң бәлгүсини
урғузғанларға кечә- күндүз арамлиқ болмайду».
12 Шуниң үчүн Худаниң әмирлирини тутқан вә Әйсаға садиқ болған хәлиқ сәвир-тақәтлик болуши лазим.
13 Мән йәнә асманда мундақ бир авазни аңлидим: «Бу сөзни яз: ‹Буниңдин кейин Рәббимизгә мәнсүп болуп өлгәнләр нәқәдәр
бәхитлик! › » Муқәддәс Роһ: «Дурус, улар өз ишлирини түгитип арам алиду. Чүнки қилған яхши әмәллириниң нәтиҗиси улар
билән биллә болиду», деди. Зиминдики ома
14 Униңдин кейин бир парчә ақ булутни көрдүм. Булутниң үстидә бешиға алтун таҗа кийгән, қолида өткүр бир оғақ тутқан,
Инсан Оғлиға охшайдиған Бири олтиратти.
15 Ибадәтханидин чиққан башқа бир периштә булутниң үстидә Олтарғучиға жуқури аваз билән: «Оғиғиңни сал вә ор! Чүнки ома
вақти кәлди, зиминдики зираәтләр пишип йетилди», деди.
16 Булут үстидә Олтарғучи зиминға оғақ салди. Йәрдики зираәтләр орулди.
17Асмандики ибадәтханидин йәнә бир периштә чиқти. Униңму өткүр бир оғиғи бар еди.
18Арқидинла отни башқуридиған йәнә бир периштә қурванлиқ суписи тәрәптин чиқип, өткүр оғақ тутқан периштәгә жуқури аваз
билән: «Өткүр оғиғиңни селип, йәр йүзидики үзүм таллириниң сапақлирини жиғивал, чүнки үзүмләр пишип йетилди», деди.
19 Буниң билән периштә оғиғини йәр йүзигә салди вә йәрдики үзүм таллириниң мевилирини жиғип, Худаниң ғәзивиниң шарап
көлчигигә ташлиди.
20 Шәһәрниң сиртидики шарап көлчигидики үзүмләр дәссилип, шәрбәтлири қан болуп, атниң тизгинигә келидиған егизликтә үч
йүз чақирим жирақлиққа ақти.