Периштәләр вә кейинки балаю-апәтләр
1 Асманда зор һәм һәйран қаларлиқ йәнә бир карамәтни, йәни ахирқи йәттә хил балаю-апәтни елип келидиған йәттә периштәни
көрдүм. Худаниң ғәзиви бу балаю-апәтләр билән ахирлишатти.
2 Мән йәнә от арилаш хрусталь деңиздәк бир көрүнүшни көрдүм.Униң йенида девә үстидин ғалибә қилғанлар, йәни девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилмиған һәм униң намиға вәкиллик қилидиған рәқәм билән тамғиланмиғанлар туратти. Уларниң қоллирида Худа бәргән чилтарлар болуп,
3 улар Худаниң хизмәткари Мусаниң нахшисини һәм Қоза һәққидики нахшини ейтишатти: «Һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа,
Қилғанлириң улуқ вә карамәттур. Әй пүткүл хәлиқләрниң Падишаси, Йоллириң адил вә һәқтур.
4 Әй Пәрвәрдигар, Сәндин қорқмайдиған ким бар, Намиңни мәдһийилимәйдиған? Чүнки ялғуз бир муқәддәс Өзәңдурсән. Келип пүткүл хәлиқләр, Саңа сәҗдә қилғуси.Чүнки ашкарә болғач Қилғанлириңниң һәққанийлиғи».
5 Униңдин кейин асмандики ибадәтханиниң, йәни келишим чедириниң ечилғанлиғини көрдүм.
6 Йәттә хил балаю-апәтни өз илкидә тутқан йәттә периштә пакиз һәм пақирап туридиған кәндир рәхттин тон кийгән, көксигә
алтун бәлбағ бағлиған һалда ибадәтханидин чиқти.
7 Төрт тирик мәхлуқниң бири йәттә периштәгә әбәдил-әбәт яшайдиған Худаниң ғәзиви билән толған йәттә алтун чинини бәрди.
8 Ибадәтхана Худаниң улуқлуғи вә қудритидин түтүн билән толди. Йәттә периштәниң йәттә балаю-апити тамам болмиғичә, һеч ким ибадәтханиға кирәлмиди.