Худаниң ғәзиви билән толған йәттә чинә
1 Шуниңдин кейин ибадәтханидин көтирилгән җараңлиқ бир авазниң йәттә периштәгә: «Бериңлар, Худаниң ғәзиви
билән толған йәттә чинидикини йәр йүзигә төкүңлар!» дегәнлигини аңлидим.
2 Биринчи периштә берип чинидикини қуруқлуққа төкти. Буниң билән тенидә девиниң бәлгүси болған вә униң һәйкилигә ибадәт
қилғанларниң бәдинини жиркиничлик жириңлиқ ярилар қаплап кәтти.
3 Иккинчи периштә чинидикини деңизға төкти. Деңиз сүйи өлүкниң қениға охшаш қанға айланди вә ичидики пүтүн җанлиқлар өлди.
4 Үчинчи периштә чинидикини дәрия вә булақларға төкти. Уларниң сүйиму қанға айланди. 5Андин су периштәсиниң мундақ
дегәнлигини аңлидим: «Һазир вә әзәлдин бар болған муқәддәс Худа! Чиқарған һөкүмлириң дурус вә адилдур.
6 Яман адәмләр Сениң муқәддәс хәлқиң вә пәйғәмбәрләр қенини төккәнлиги үчүн, Сән уларға ичкили қан бәрдиң. Улар мошу җазаға лайиқтур».
7 Йәнә қурванлиқ суписидин кәлгән бир авазниң: «Әй һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, һөкүмлириң һәқ вә адилдур», дегәнлигини аңлидим.
8 Төртинчи периштә чинидикини қуяшниң йүзигә төкти. Буниң билән қуяшқа инсанларни оттәк қизиғи билән өртәш қудрити берилди.
9 Инсанлар дәһшәтлик иссиқта өртәлди. Бирақ улар товва қилиш вә бу балаю-апәтләрни кәлтүрүш қудритигә егә болған Худаға
һәмдусаналар ейтишниң орниға Уни қарғашти.
10 Бәшинчи периштә чинидикини девиниң тәхтигә төкти. Девиниң падишалиғини қараңғулуқ басти. Инсанлар азаптин тиллирини
чишләшти.
11 Улар ағриқ азави вә ярилириниң дәстидин асмандики Худани қарғашти. Бирақ қилмишлириға товва қилишмиди.
12Алтинчи периштә чинидикини улуқ Фират дәриясиға төкти. Шу һаман дәрияниң сүйи қуриди. Буниң билән күн чиқиштин келидиған падишаларниң йоли ечилди.
13 Шуниңдин кейин әҗдиһаниң, девиниң вә сахта пәйғәмбәрниң еғизлиридин чиққан пақиға охшайдиған үч яман роһни көрдүм.
14 Булар карамәтләр көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүтүн дуниядики падишаларни һәммигә қадир Худаниң улуқ күнидики җәңгә топлашқа кетивататти.
15 Әйса мундақ деди: «Қараңлар, оғриниң келишидәк туюқсиз келимән. Ялиңач қелип, номусқа қалмаслиқ үчүн, кийимлирини
йениға қоюп, сәгәк ятқанлар нәқәдәр бәхитлик-һә!»
16 Үч яман роһ падишаларни ибранийчә «Армагедон» дейилидиған йәргә топлиди.
17 Йәттинчи периштә чинидикини һаваға төкти. Асмандики ибадәтханиниң тәхтидин көтирилгән җараңлиқ бир аваз: «Иш тамам!» деди.
18 Шу пәйттә чақмақлар чеқилди, гүлдүрмоминиң гүлдүр-қараслири аңланди. Йәр-зимин шунчилик тәврәндики, инсанлар яритилғандин бери бундақ қаттиқ тәвриниш болмиған еди.
19 Улуқ шәһәр Бабил үчкә бөлүнди. Һәр қайси әлләрдики шәһәрләрму йәр билән йәксән болди. Шу улуқ шәһәр Бабилдин һесап елиниш үчүн, Худаниң қаттиқ ғәзиви билән толған қәдәһ униңға берилди.
20 Пүтүн араллар ғайип болди, тағлар йоқалди.
21Асмандин инсанларниң үстигә һәр бир даниси қириқ бәш килограмм чамисида келидиған мөлдүр яғди. Бу мөлдүр апити шундақ қорқунучлуқ болдики, инсанлар бу балаю-апәтниң дәстидин Худани қарғашти.