Даңлиқ паһишә аял
1 Йәттә чиниси бар йәттә периштәниң бири келип, маңа: — Бу йәргә кәл, сулар үстидә олтарған, даңқи чиққан паһишә аялниң
тартидиған җазасини саңа көрситип қояй.
2 Дунияниң падишалири униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилишти, йәр йүзидә яшайдиғанлар униң җинсий әхлақсизлиғиниң шаравидин мәс болушти, — деди.
3 Униңдин кейин периштә мени бир чөлгә елип кәтти. Шу чағда Муқәддәс Роһ мени өз илкигә алған еди. У йәрдә йәттә башлиқ, он
мүңгүзлүк, пүтүн әзайини күпүрлүк намлири қаплиған бир тоқ қизил девиниң үстидә олтарған бир аялни көрдүм. 4Аял сөсүн вә тоқ қизил рәңлик кийим кийгән болуп, алтун, қиммәт баһалиқ таш вә үнчә- мәрвайитлар билән безәлгән еди. Қолида жиркиничлик нәрсиләр вә өз җинсий әхлақсизлиғиниң мәйнәтчиликлири билән толған бир алтун қәдәһ бар еди.
5 Пешанисигә «Улуқ Бабил — паһишиләрниң вә дуниядики пүткүл жиркиничликләрниң аниси» дегән бир сирлиқ нам йезилған еди.
6 Мән аялниң Худаниң муқәддәс хәлқи, йәни Әйсаға гувалиқ берип қурван болғанларниң қени билән мәс болғанлиғини көрдүм. Уни көрүп интайин һәйран болдум.
7 Периштә маңа мундақ деди: — Немигә һәйран болуватисән? Аялниң вә у минип турған йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк девиниң сирини саңа ейтип берәй.
8 Сән көргән девә бир заманларда бар еди, һазир йоқ. У кейин теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә йүзлиниду. Йәр йүзидә яшайдиған, амма дуния яритилғандин бу ян нами һаятлиқ дәптиригә йезилмиған кишиләр девини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду.
9 Буни чүшиниш үчүн әқил-парасәт керәк. Йәттә баш у аял олтарған йәттә таққа, шундақла йәттә падишаға вәкиллик қилиду.
10 Буларниң бәши ағдурулған, бири бар, йәнә бири техи кәлмиди. У кәлгәндә азла вақит туралайду.
11 Бурун бар, лекин һазир болмиған девиниң өзи сәккизинчи падишадур. У һәм йәттә падишаниң қатарида һалакәткә йүзлиниду.
12 Сән көргән девиниң он мүңгүзи техи һөкүм сүрмигән он падишадур. Лекин буларға девә билән биллә бир саатлиқ падишалиқ һоқуқи берилиду.
13 Бу падишалар өз қудрити вә һоқуқлирини бир нийәт, бир мәхсәттә девигә беришиду.
14 Девә вә падишалар бирлишип Қозиға қарши җәң қилиду. Қоза ғалибә қилиду, чүнки Қоза рәбләрниң Рәбби, падишаларниң Падишасидур. Униң билән бир сәптикиләр чақирилған, талланған вә Униңға садиқ болғанлардур.
15 Периштә маңа йәнә: — Паһишә аял бойида олтарған, сән көргән суларниң өзи милләтләр, қәбилиләр, хәлиқләр вә һәр хил тилларда
сөзлишидиған кишиләрдур.
16 Сән көргән девә вә он мүңгүз бу паһишә аялдин нәпрәтлиниду, уни талан-тараҗ қилип ялиңачлап қойиду, униң гөшини йәп, өзини отта көйдүриду.
17 Чүнки Худа әшу он падишаниң қәлбини әсир қилип, уларниң өз мәхсәтлирини әмәлгә ашурғузиду. Шуниң билән бу падишалар Худаниң сөзлири әмәлгә ашқичә, һөкүмранлиқ һоқуқини девигә өткүзүп бериштә бирликкә келиду.
18 Сән көргән аял дунияниң падишалири үстидин һөкүмранлиқ қилидиған улуқ шәһәр — Бабилдур, — деди.