Бабилниң гумран болуши
1 Униңдин кейин чоң һоқуқлуқ йәнә бир периштәниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. Йәр йүзи униң парлақ нури билән
йоруп кәтти.
2 Периштә җараңлиқ аваз билән мундақ вақириди: «Гумран болди, улуқ шәһәр Бабил гумран болди! Әнди у җинларниң макани, Һәр хил яман роһларниң угиси, Һәр хил иплас вә жиркиничлик қушларниң угисидур.
3 Чүнки ичишти һәр қайси хәлиқләр, Униң әхлақсизлиғиниң күчлүк шаравидин. Җинсий әхлақсизлиқ қилишти дунияниң падишалири
униң билән, Бейишти дунияниң содигәрлири. Униң баяшәтчилигиниң көплүгидин».
4 Асмандин йәнә бир авазни аңлидим: «У йәрдин чиқиңлар, әй хәлқим!Болмиса шерик болисиләр у шәһәрниң гуналириға.
Учрайсиләр униң бешиға чүшидиған балаю-апәтләргә.
5 Чүнки пәләккә йәтти униң қатму-қат гуналири, Худаниң ядиға йәтти униң яман қилмишлири.
6 Яндуруңлар униң силәргә қилғиниға мувапиқ. Қайтуруңлар униң қилмишлириға қошлап. Сунуңлар икки баравәр толтуруп, Униң
шарап бәргән қәдиһини.
7 Әйш-ишрәттә һашамәтчилик билән яшиған қандақ, Бериңлар униңға азап вә әләм шундақ.
Чүнки махтинидуки у өз көңлидә: ‹ Олтиримән хаништәк тәхттә, Тул әмәсмән. Тутмасмән әсла матәм! ›
8 Бу сәвәвидин Униң бешиға келидиған балаю-апәт, Йәни өлүм, ачарчилиқ вә матәм, Келиду һаман бир күн ичидила. Өртилиду у
от ичидә. Чүнки сорақ қилиду уни Қудрәтлик Пәрвәрдигар Худа!»
9 Униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилған вә әйш-ишрәттә яшиған дунияниң падишалири уни өртигән отниң ис-түтәклирини көргәндә, униң һалиға ечинип жиға-зар қилишиду.
10 Униң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп дәйдуки:«Исит! Исит! Улуқ шәһәр! Аһ Бабил, күчлүк шәһәр! Тартилдиң җазаға, бир саат ичидила».
11 Дуниядики содигәрләрму униң һалиға ечинип жиға-зар қилишиду. Чүнки әнди уларниң маллирини,
12 йәни алтун-күмүч, қиммәт баһалиқ таш, үнчә-мәрвайит, есил кәндир рәхт, сөсүн товар-дурдун, ипәк, тоқ қизил рәңлик гәзмал,
һәр түрлүк хушбой яғачлар, пил чиши, әң есил яғач, мис, төмүр вә мәрмәрләрдин ишләнгән хилму-хил буюмлар,
13 шуниңдәк гүлдарчин, дора-дәрмәк, исриқ, мурмәкки, мәстәк, шарап, зәйтун йеғи, ақ ун, буғдай, кала, қой, ат, һарву вә
қуллирини, йәни адәмлирини сетивалидиған киши йоқтур.
14 Бу содигәрләр Бабилға: «Сән мәстанә болған есил нәрсиләр сәндин кәтти; Пүтүн есил мал-дуниялириң ғайип болди.
Сән уларни әнди тапалмассән», дәйду.
15 Бабилда бу малларни сетип бейиған содигәрләр шәһәрниң тартиватқан азап-оқубәтлиридин қорқуп, жирақта туруп, униң һалиға ечинип жиға-зар қилишип дейишидуки:
16 «Исит, исит улуқ шәһәр! Оралған едиң есил кәндир рәхтләргә, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик гәзмалларға, Безәлгән едиң алтун,
қиммәт баһалиқ таш вә үнчә-мәрвайитларға
17 Бәрбат болдуң шунчә улуқ байлиқлар билән бир саат ичидила». Барлиқ кемә башлиқлири, кемидики йолувчилар, кемичиләр вә
деңизға тайинип җан бақидиғанларниң һәммиси жирақта туруп:
18 уни өртигән отниң ис-түтәклирини көрүп: «Бу улуқ шәһәрниң йәнә бир тәңдиши бармиду?» дәп пәрият қилишиду.
19 Улар башлириға топа төкүшүп, матәм тутуп, һәсрәт билән үн селип мундақ дәп жиғлишиду: «Исит! Исит! Улуқ шәһәр!
Бейиған еди униң байлиғидин деңизда кемиси барлар, Һалбуки, вәйран болди шәһәр бир саат ичидила!»
20 «Әй асман, әй Худаниң муқәддәс хәлқи, әлчиләр вә пәйғәмбәрләр!Хуш болуңлар униң бешиға кәлгәнләрдин! Чүнки җазалап Худа уни, Елип бәрди силәрниң дәрдиңларни».
21Андин күчлүк бир периштә түгмән тешиға охшаш йоған бир ташни көтирип, деңизға ташлап мундақ деди: «Ташлиниду мана шундақ шиддәт билән улуқ шәһәр Бабил, Көрүнмәйду қайта.
22 Әнди аңланмайду авази униңда, Чилтарчиниң, нахшичиниң, канайчиниң, сүнәйчиниң. Әнди тепилмайду униңда һеч қандақ қол
һүнәрвән. Әнди аңланмайду авази түгмәнчиниң.
23 Әнди парлимайду чирақ йоруғи униңда, Аңланмайду муңдишиши йеңи әр-хотунларниң.
Дунияниң әң мәртивилик кишилири еди униң содигәрлири, Азди сехри билән пүтүн хәлқи аләм.
24 Төкүлди бу шәһәрдә қанлири, Пәйғәмбәрләр, Худаниң муқәддәс хәлқи, йәр йүзидә қирғин болғанларниң».