Асмандики һәмдусаналар
1 Шуниңдин кейин асманда нурғун халайиқниң вақирашлиридәк бир авазни аңлидим. Улар: «Һәмдусана!
Ниҗатлиқ, улуқлуқ вә қудрәт Худайимизға мәнсүптур.
2 Чүнки Униң һөкүмлири һәқ вә адилдур. У йәр йүзини өз җинсий әхлақсизлиғи билән бузған даңлиқ паһишини сораққа
тартип, Өз хизмәткарлириниң қениниң интиқамини алди», дейишәтти.
3 Улар йәнә: «Һәмдусана! Паһишини өртигән отниң ис-түтәклири Пурқирайду әбәдил-әбәт!» дейишти.
4 Жигирмә төрт йетәкчи вә төрт тирик мәхлуқ йәргә баш қоюп: «Амин! Һәмдусана!» дәп тәхттә олтарған Худаға сәҗдә қилишти.
Қозиниң той зияпити
5 Униңдин кейин тәхттин көтирилгән бир аваз мундақ деди: «Әй Худаниң пүткүл хизмәткарлири,
Уни чоңқур һөрмәтлигән улуқ вә әрзимәсләрниң һәммиси Уни мәдһийиләңлар!»
6Андин суларниң шарқиришиға, қаттиқ гүлдүрмоминиң гүлдүрлишигә вә нурғун халайиқниң авазиға охшаш бир авазни аңлидим.
Улар: «Һәмдусана! Һәммигә қадир Пәрвәрдигаримиз Худа һөкүмрандур.
7 Шат-хорамлиқ билән тәнтәнә қилайли! Уни мәдһийиләп улуқлайли!
Чүнки Қозиниң той күни йетип кәлди, Қиз өзини тәйяр қилди.
8 Униңға кийиш үчүн пакиз вә ялтирап туридиған есил кәндир тон берилди», дәп вақирашти. (Есил кәндир Худаниң муқәддәс
хәлқиниң хәйирлик ишлириға вәкиллик қилиду.)
9Андин периштә маңа:— Мону сөзләрни хатириләвал, «Қозиниң той зияпитигә тәклип қилинғанлар нәқәдәр бәхитлик!» — деди.
У маңа йәнә:— Булар Худаниң һәқиқий сөзлиридур, — деди.
10 Униңға сәҗдә қилиш үчүн айиғиға баш қойдум. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ
бәргән қериндашлириңға охшаш хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! Чүнки Әйса Мәсиһ һәққидә гувалиқ бериш Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини ейтишниң һәқиқий маһийитидур, — деди.
Ақ атқа мингүчи
11 Униңдин кейин асманниң ечилғанлиғини вә у йәрдә турған бир ақ атни көрдүм. Атқа Мингүчиниң исми «Садиқ» вә «Һәқ» еди.
У адил һөкүм вә адил җәң қилатти.
12 Униң көзлири ялқунлап турған отқа охшатти. Бешида нурғун таҗа бар болуп, бәдинигә Өзидин башқа һеч ким билмәйдиған бир
исим йезилған еди.
13 Учисиға қанға миләнгән тон кийгән бу атқа Мингүчиниң исми «Худаниң Сөзи» еди.
14 Пакиз вә аппақ есил кәндир тон кийгән асмандики қошунлар ақ атларға минип, Униң кәйнидин әгишип келивататти.
15 Униң ағзидин һәр қайси хәлиқләргә зәрбә бериш үчүн өткүр бир қилич чиқип туратти. У хәлиқләрни төмүр калтәк билән башқуратти. У Худаға қарши турғучиларни худди үзүмләрни шарап көлчигидә дәссәп миҗиғандәк, һәммигә қадир Худаниң отлуқ ғәзиви билән һалак қилатти.
16 Униң тони вә йотисида «Падишаларниң Падишаси вә рәбләрниң Рәбби» дегән нами йезилған еди.
17Андин қуяшниң ичидә турған бир периштәни көрдүм. У асманда учуватқан барлиқ қушларға қаттиқ аваз билән: «Келиңлар, Худаниң улуқ зияпитигә жиғилиңлар!
18 Падишаларниң, сәрдарларниң вә қудрәтликләрниң, шундақла атларниң вә униңға мингәнләрниң, қулларниң вә әркин адәмләрниң, улуқларниң вә әрзимәсләрниң гөшлирини йәңлар», деди.
19 Униңдин кейин девә, дуния падишалири вә уларниң ләшкәрлириниң атқа Мингүчи һәм Униң қошуни билән җәң қилиш үчүн
җәм болғанлиғини көрдүм.
20 Девә вә униңға вакалитән мөҗүзиләр көрсәткән сахта пәйғәмбәр иккилиси тутулди. Сахта пәйғәмбәр шу мөҗүзиләр арқилиқ тенидә девиниң бәлгүси болған һәм девиниң һәйкилигә ибадәт қилғанларни аздуруп жүргән еди. Уларниң һәр иккилиси гуңгут йениватқан от көлигә тирик ташланди.
21 Уларниң ләшкәрлири атқа Мингүчиниң ағзидин чиққан қилич билән чепилди. Пүтүн учарқанатлар буларниң гөшини йәп тойди.