Миң жил
1 Униңдин кейин қолида теги йоқ һаңниң ачқучи вә йоған бир кишән тутқан бир периштәниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм.
2 Периштә әҗдиһани, йәни иблис яки шәйтан дейилгән һелиқи қедимий иланни тутуп, миң жиллиқ кишәнлиди.
3 Һәр қайси хәлиқләрниң миң жил тошқичә қайта аздурулмаслиғи үчүн, уни теги йоқ һаңға ташлиди. Андин һаңниң ағзини йепип
тамғиливәтти. Миң жил тошқандин кейин, әҗдиһа вақитлиқ қоюп берилиши керәк еди.
4Андин тәхтләрни вә уларда олтарғанларни көрдүм. Уларға һөкүм қилиш һоқуқи берилгән еди. Униңдин башқа, Әйсаға гувалиқ
бәргәнлиги вә Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги үчүн каллиси елинғанларниң җанлириниму көрдүм. Улар девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилмиған, униң бәлгүси пешанисигә вә қоллириға урулмиғанлар еди. Уларниң һәммиси тирилип, Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүрәтти.
5 Бу дәсләпки тирилиш еди. Өлүкләрниң қалғанлири миң жил тошмиғичә тирилмәтти.
6 Дәсләпки тирилиштин һөзүрләнгәнләр бәхитлик вә муқәддәстур. Иккинчи өлүмниң буларни илкигә елиш һоқуқи йоқтур. Улар Худаниң вә Мәсиһниң роһанийлири болиду вә Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүриду.
Шәйтанниң мәғлуп болуши
7 Миң жил тошқанда, шәйтан зиндандин бошитилип,
8 йәр йүзиниң төрт булуңидики хәлиқләрни, йәни йәҗүҗ билән мәҗүҗләрни аздуруш вә уларни җәң қилиш үчүн бир йәргә топлашқа чиқиду. Топлинидиғанларниң сани деңиз бойидики қумдәк санақсиздур.
9 Улар пүтүн йәр йүзини кезип, Худаниң муқәддәс хәлқиниң туридиған җайини, йәни у сөйидиған шәһәрни қоршавға алиду. Лекин
асмандин от йеғип, уларни күл қилиду.
10 Уларни аздурған иблис болса девә билән сахта пәйғәмбәр көйүватқан от вә гуңгут көлигә ташлинип, у йәрдә кечә-күндүз мәңгү
азаплиниду.
Ахирқи һөкүм
11 Униңдин кейин чоң бир ақ тәхт вә униңда Олтарғучини көрдүм. Асман билән зимин Униң алдидин қечип, ғайип болди.
12 Мән йәнә өлүкләрни көрдүм. Улуқ яки әрзимәс болсун, һәммиси тәхтниң алдида туратти. Китаплар ечилди. «Һаятлиқ дәптири»
дейилгән йәнә бир китапму ечилди. Өлүкләр китапларда хатириләнгәнләр бойичә өз әмәлиятиға қарап һөкүм қилинди.
13 Деңиз өзидики өлүкләрни, өлүм вә өлүкләр дияриму өзлиридики өлүкләрни тапшурушти. Һәр ким өз әмәлиятиға қарап һөкүм қилинди.
14Андин өлүм вә өлүкләр дияри от көлигә ташланди. Мана бу от деңизи иккинчи өлүмдур.
15 Исми һаятлиқ дәптиридә йезилмиғанларниң һәммиси от көлигә ташланди.