Йеңи асман вә йеңи зимин
1 Андин йеңи асман вә йеңи зиминни көрдүм, чүнки бурунқи асман вә зимин ғайип болған еди. Деңизму йоқалған еди.
2 Муқәддәс шәһәрниң, йәни Худа назил қилған йеңи Йерусалимниң асмандин худди өз жигитигә пәдәзлинип һазирланған қиздәк
чүшүватқанлиғини көрдүм.
3 Тәхттин көтирилгән җараңлиқ бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: «Мана, Худаниң макани
инсанларниң арисидидур, Худа уларниң арисида яшайду, улар Худаниң хәлқи болиду. Худа Өзиму уларниң арисида туруп,
уларниң Худаси болиду,
4 У уларниң көзлиридики һәр бир тамча яшлирини етиду. Әнди өлүм әсла болмайду, нә матәм, нә жиға-зар, нә қайғу-әләм болмайду, чүнки бурунқи аләм өтүп кәтти».
5 Бу чағда тәхттә Олтарғучи мундақ деди: «Мана, һәммини йеңилаймән!» У маңа йәнә: «Буларни хатириләвал, чүнки бу сөзләр
ишәнчлик вә һәқтур», деди.
6 У йәнә: «Тамам болди. Баш вә Ахир, Муқәддәм вә Тамам Өзәмдурмән. Уссиғанларға һаятлиқ сүйиниң булиғидин һәқсиз су беримән.
7 Ғалибә қилғанлар буларға мирасхорлуқ қилиду. Мән уларниң Худаси болимән. Уларму Мениң пәрзәнтлирим болиду.
8 Лекин қорққанчақ, етиқатсиз, бузуқ, қатил, җинсий әхлақсизлиқ қилғучи, сехиргәр, бутпәрәс вә ялғанчиларға кәлсәк, уларниң
еришидиғини гуңгут билән янған от көлидур. Мана бу иккинчи өлүмдур». Йеңи Йерусалим
9Ахирқи йәттә балаю-апәт билән толған йәттә чинини тутқан йәттә периштәдин бири келип, маңа: — Кәл! Қозиға һәмра болидиған
қизни саңа көрситип қояй, — деди.
10Андин Муқәддәс Роһниң мени өз илкигә елиши билән, периштә мени чоң вә егиз бир таққа елип чиқти. У йәрдин маңа асмандин
Худа назил қилған муқәддәс шәһәр Йерусалимниң чүшүватқанлиғини көрсәтти.
11 Шәһәр Худаниң улуқлуғи билән толған болуп, униң пақириши интайин есил бир гөһәрниң, йешил қашташтәк ялтириған
хрустальниң пақиришиға охшатти.
12 Шәһәрниң чоң һәм егиз сепили вә он икки дәрвазиси бар еди. Һәр бир дәрвазини бирдин периштә сақлатти. Һәр бир дәрвазиниң үстигә исраилларниң он икки қәбилисидин бириниң исми йезилған еди.
13 Шәриқтә үч дәрваза, ғәриптә үч дәрваза, шималда үч дәрваза вә җәнупта үч дәрваза бар еди.
14 Шәһәрни қоршап турған сепилниң он икки һул теши бар болуп, уларниң үстигә Қозиниң он икки әлчисиниң исимлири йезилған еди.
15 Маңа гәп қилған периштәниң қолида шәһәрни вә шәһәрниң дәрвазилири билән сепилини өлчәйдиған бир алтун өлчигүч бар еди.
16 Шәһәр төрт булуңлуқ болуп, узунлуғи билән кәңлиги охшаш еди. Периштә шәһәрни өлчигүч билән өлчиди. Һәр бир тәрипи икки миң икки йүз чақирим кәлди. Узунлуғи, кәңлиги вә егизлиги бир-биригә тәпму-тәң еди.
17 Периштә сепилниму өлчиди. Сепилниң қелинлиғи у ишләткән инсанларниң өлчигүчи бойичә атмиш бәш метр кәлди.
18 Сепил йешил қашташтин, шәһәр әйнәктәк сүзүк сап алтундин бена қилинған еди.
19 Шәһәр сепилиниң һули һәр хил есил ташлар билән безәлгән еди. Биринчи һул таш йешил қашташ, иккинчиси көк яқут,
үчинчиси һеқиқ, төртинчиси зумрәт,
20 бәшинчиси қизил һеқиқ, алтинчиси қизил кварц, йәттинчиси сериқ кварц, сәккизинчиси рәңсиз яқут, тоққузинчиси топаз,
онинчиси йешил кварц, он биринчиси сөсүн яқут вә он иккинчиси сөсүн кварц еди.
21 Он икки дәрваза он икки мәрвайит еди, йәни дәрвазиларниң һәр бири бирдин мәрвайиттин ясалған еди. Шәһәрниң ғол йоли
әйнәктәк сүзүк сап алтундин еди.
22 Шәһәрдә һеч қандақ ибадәтхана көрмидим, чүнки һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа вә Қоза шәһәрниң ибадәтханисидур.
23 Шәһәрниң йорутулуши үчүн қуяш яки ай һаҗәтсиз болуп, уни Худаниң парлақ нури йорутуп туриду. Қоза униң чириғи болиду.
24 Дуниядики хәлиқләр шәһәрдики йоруқлуқта яшайду. Дунияниң падишалири шану-шәвкитини у йәргә елип келиду.
25 Шәһәрниң дәрвазилири мәңгү тақалмай күн бойи очуқ туриду, чүнки у йәрдә зади кечә болмайду.
26 Һәр қайси хәлиқләр шану-шәвкитини вә иззитини у йәргә елип келиду.
27 У йәргә һәр қандақ напак нәрсиләр вә жиркиничлик ишларни қилидиған ялғанчи кишиләр кирәлмәйду;пәқәт нами Қозиниң һаятлиқ дәптиридә йезилғанларла кирәләйду.