Қозиниң йәттинчи печәтни ечиши
1 Қоза йәттинчи печәтни ачқанда, асманда йерим саатчә җим- җитлиқ һөкүм сүрди. 2Андин Худаниң алдида турған йәттә периштәни көрдүм. Уларға йәттә канай берилди. 3Алтун исриқдан тутқан йәнә бир периштә келип, қурванлиқ суписиниң алдида турди. Тәхтниң алдидики алтун қурванлиқ суписида Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқиниң дуалири билән биллә аташ үчүн, униңға көп исриқ берилди.
4 Исриқтин чиққан түтүнләр билән муқәддәс хәлиқниң дуалири периштәниң қолидин Худаниң алдиға көтирилди.
5Андин периштә исриқданни қолиға елип, уни қурванлиқ суписидики от билән толтуруп йәр йүзигә атти. У чағда гүлдүрмоминиң
гүлдүр-қараслири аңланди. Чақмақлар чеқип, йәр-зимин тәврәнди. Периштәләрниң канай челиши
6 Андин кейин қоллириға бирдин канай тутқан йәттә периштә канайлирини челишқа һазирланди.
7 Биринчи периштә канийини чалғанда, мөлдүр билән от қанға арилашқан һалда яғдурулди. Зиминниң үчтин бири, дәл-дәрәқләрниң үчтин бири вә пүткүл йешил от-чөпләр көйүп кәтти.
8 Иккинчи периштә канийини чалғанда, гоя лавулдап көйүватқан чоң бир тағдәк наһайити зор бир җисим деңизға ташланди. Деңизниң үчтин бири қанға айланди. 9 Деңиздики җаниварларниң үчтин бири өлди вә кемиләрниң үчтин бири вәйран болди.
10 Үчинчи периштә канийини чалғанда, асмандин мәшъәлдәк ялқунлап янған чоң бир юлтуз дәрияларниң үчтин бириниң вә булақларниң үстигә чүшти.
11 Бу юлтузниң исми «Қериқ» еди. Суларниң үчтин бири қериқ болуп кетип, бу суни ичкән нурғун адәм өлүп кәтти.
12 Төртинчи периштә канийини чалғанда, қуяшниң, айниң вә юлтузларниң үчтин бири зәрбигә учриди. Нәтиҗидә қуяш, ай вә
юлтузларниң йоруқлуғиниң үчтин бири өчти. Күндүзниң үчтин бири қараңғулуққа айланди, кечиниң үчтин биридә йоруқлуқ йоқалди.
13 Йәнә қариведим, асманда учуп кетиватқан бир бүркүтниң қаттиқ аваз билән: «Башқа үч периштә чалидиған канай авазлириниң дәстидин йәр йүзидә яшайдиғанларниң һалиға вай, һалиға вай, һалиға вай!» дегинини аңлидим.