Тамғиланған 144000 киши
1 Униңдин кейин йәр йүзиниң төрт булуңида турған төрт периштәни көрдүм. Улар қуруқлуқ, деңиз һәм дәл-дәрәқләрни боран урмаслиғи үчүн, йәр йүзиниң төрт тәрипидин келидиған боранни тизгинләп туратти.
2 Мәңгү һаят Худаниң тамғисини елип күн чиқиштин кәлгән башқа бир периштәниму көрдүм. У қаттиқ аваз билән қуруқлуқ вә деңизларни бузуп ташлаш һоқуқи берилгән әшу төрт периштәгә:
3 «Биз Худаниң хизмәткарлириниң пешанисигә тамға басқичә, қуруқлуқ, деңиз вә дәл-дәрәқләрни бузуп ташлимаңлар
», дәп вақириди.
4Андин мән тамғиланғанларниң санини аңлидим. Исраилларниң пүтүн қәбилилиридин 144000 киши, йәни:
5 Йәһуда қәбилисидин 12000 киши, Рубен қәбилисидин 12000 киши, Гад қәбилисидин 12000 киши,
6 Ашер қәбилисидин 12000 киши, Нафтали қәбилисидин 12000 киши, Манассә қәбилисидин 12000 киши,
7 Шимон қәбилисидин 12000 киши, Лавий қәбилисидин 12000 киши, Иссакар қәбилисидин 12000 киши,
8 Зәбулун қәбилисидин 12000 киши, Йүсүп қәбилисидин 12000 киши, Бинямин қәбилисидин 12000 киши тамғиланған еди.
Ақ кийимлик халайиқ
9 Андин һәр хәлиқ, һәр қәбилә, һәр милләттин болған, һәр хил тилларда сөзлишидиған санап түгәткүсиз зор бир топ халайиқниң
тәхтниң вә Қозиниң алдида турғанлиғини көрдүм. Уларниң һәммиси ақ тон кийгән болуп, қоллирида хорма шахлири тутқан еди.
10 Улар үнлүк аваз билән: «Ниҗатлиқ тәхттә олтарған Худайимиздин вә Қозидин келиду», дәп вақиришатти.
11 Пүтүн периштәләр тәхтниң, йетәкчиләрниң вә төрт тирик мәхлуқниң әтрапиға олишивалған еди. Улар тәхтниң алдида йәргә баш қоюп, Худаға сәҗдә қилип, мундақ дейишәтти:
12 «Амин! Мәдһийә, шан-шәрәп, Даналиқ вә тәшәккүр, Һөрмәт вә күч-қудрәт Худайимизға мәңгү мәнсүп болсун. Амин!»
13 Шу чағда йетәкчиләрдин бири мәндин: — Ақ тон кийгән бу кишиләр ким болиду, қәйәрдин кәлди? — дәп сориди.
14 — Тәхсир, мән билмәймән, бу өзлиригә мәлумдур, — дедим. У маңа:
— Булар дәһшәтлик балаю-апәтләрни бешидин өткүзүп кәлгәнләрдур. Улар тонлирини Қозиниң қенида жуюп, аппақ қилған.
15 Шуниң үчүн улар Худаниң тәхтиниң алдида туруп, Худаниң ибадәтханисида кечә-күндүз Униң хизмитидә болиду. Тәхттә
олтарғучи Худа уларға сайивәндур.
16 Улар әнди ач қалмайду, уссимайду, уларға нә аптап, нә қаттиқ иссиқ өтмәйду.
17 Чүнки уларни тәхтниң оттурисидики Қоза бақиду вә һаятлиқ сүйиниң булақлириға елип бариду. Худа уларниң көзлиридики
пүтүн яшларни сүртиду, — деди.