Қозиниң алтә печәтни ечиши
1 Андин Қозиниң йәттә печәтниң биринчисини ачқанлиғини көрдүм. Шу чағда төрт тирик мәхлуқтин бириниң гүлдүрмомидәк
аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим.
2 Қариведим, бир ақ атни көрдүм. Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди. Униңға бир таҗа берилди. У ғалибә қилғучи
сүпитидә ғалибә қучуш үчүн җәңгә атланди.
3 Қоза иккинчи печәтни ачқанда, иккинчи мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим.
4 У чағда йәнә бир ат оттуриға чиқти, униң рәңги қизил еди. Атқа мингүчигә йәр йүзидики течлиқни елип кетиш вә инсанларни өз
ара қирғинчилиққа селиш һоқуқи берилди. Униңға йәнә чоң бир қилич берилди.
5 Қоза үчинчи печәтни ачқанда, үчинчи мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. Қариведим, бир қара атни көрдүм. Атқа мингүчиниң қолида бир тараза бар еди. 6 Төрт тирик мәхлуқниң арисидин: «Бир күнлүк иш һәққи үчүн пәқәт бир тавақ буғдай яки болмиса үч тавақ арпила берилиду. Зәйтун дәриғи билән үзүм ғолиға тәгмә!» дегәндәк бир авазни аңлидим.
7 Қоза төртинчи печәтни ачқанда, төртинчи мәхлуқниң: «Кәл!» дегән авазини аңлидим.
8 Қариведим, бир татираң атни көрдүм. Атқа мингүчиниң исми «Өлүм» еди. Униң кәйнидин өлүкләр дияри әгишип келивататти. Буларға йәр йүзиниң төрттин биригә һөкүмранлиқ қилип, қилич, ачарчилиқ, ваба вә йәр йүзидики жиртқуч һайванлар арқилиқ адәм өлтүрүш һоқуқи ерилди.
9 Қоза бәшинчи печәтни ачқанда, Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги вә бәргән гувалиғи сәвәвидин өлтүрүлгәнләрниң җанлирини қурванлиқ суписиниң тегидә көрдүм. 10 Улар қаттиқ аваз билән чуқан селишип: «Муқәддәс вә ишәнчлик Егимиз! Йәр йүзидә яшаватқан инсанларни қачан сорақ қилип, улардин қенимизниң интиқамини елип берисән?» дейишәтти.
11 Уларниң һәр биригә бирдин ақ тон берилгән болуп, Худаға хизмәт қилған өзлиригә охшаш өлтүрүлидиған мәсиһий
қериндашлириниң сани тошқичә азғинә вақит күтүши тәләп қилинған еди.
12Андин Қозиниң алтинчи печәтни ачқанлиғини көрдүм. Бу вақитта зимин қаттиқ тәвринип, қуяш худди қап-қара көмүрниң, ай
болса қанниң рәңгигә кирди.
13 Әнҗир дәриғиниң қаттиқ боранда силкинишидин тоң әнҗирләр йәргә төкүлгәндәк, асмандики юлтузларму йәр йүзигә төкүлди.
14Асман худди орам язмидәк орилип ғайип болди, пүткүл тағлар вә араллар орнидин йөткәлди.
15 Дунияниң падишалири, һөкүмранлири, сәрдарлири, байлири, һоқуқдарлири, қуллири вә әркин адәмлириниң һәммиси өңкүрләргә вә тағларниң төшүклиригә йошурунди.
16 Улар тағ-даванларға мундақ дәп җар салди: «Үстимизгә чүшүңлар! Бизни тәхттә Олтарғучиниң йүзидин вә Қозиниң ғәзивидин тосап қелиңлар!
17 Чүнки уларниң ғәзиви тутқан дәһшәтлик күн кәлди. Униңға кимму бәрдашлиқ берәлисун?»