Қозиниң орам язмини қолиға елиши
1 Андин тәхттә Олтарғучиниң оң қолида һәр икки йүзигә хәт йезилған вә йәттә тамға билән печәтләнгән бир орам язмини көрдүм.
2 Жуқури аваз билән: «Орам язма вә печәтләрни ечишқа ким лайиқтур?» дәп вақириған күчлүк бир периштәниму көрдүм.
3 Лекин нә асманда, нә йәр йүзидә, нә йәр астида орам язмини ечип оқалайдиған бирәрси чиқмиди. 4 Орам язмини ечиш вә оқушқа лайиқ бирәрси чиқмиғачқа, қаттиқ жиғлавәттим.
5 Буниң билән йетәкчиләрдин бири маңа: — Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин кәлгән Шир — Давутниң Нотиси ғалибә қилди. Орам язмини вә униң йәттә печитини ечишқа У қадир, — деди. 6Андин бир Қозиниң йетәкчиләр қоршап турған тәхт билән тирик
мәхлуқларниң арилиғида турғанлиғини көрдүм. Қаримаққа, У бурун боғузланғандәк қилатти. Қозиниң йәттә мүңгүзи вә йәттә көзи бар болуп, бу көзләр Худаниң пүткүл дунияға әвәткән йәттә Роһи еди.
7 Қоза берип, тәхттә Олтарғучиниң оң қолидин орам язмини алди.
8 Язмини алғанда, төрт тирик мәхлуқ вә жигирмә төрт йетәкчи Униң айиғиға баш қойди. Уларниң һәр бириниң қолида чилтар вә
исриқ билән толған алтун тавақ бар еди. Бу исриқ Худаниң муқәддәс хәлқиниң дуалири еди.
9 Улар йеңи бир қошақ ейтишти: «Орам язмини елишқа Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән. Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр хәлиқтин болған инсанларни Өз қениң төләми билән Худаға мәнсүп қилдиң.
10 Уларни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Худайимизниң хизмитидики роһаний қилдиң. Улар йәр йүзидә һөкүм сүргүси».
11Андин тәхтниң, тирик мәхлуқларниң вә йетәкчиләрниң әтрапида миңлиған, он миңлиған периштәләрни көрдүм вә уларниң авазлирини аңлидим.
12 Улар үнлүк аваз билән мундақ дейишәтти: «Боғузланған Қоза Қудрәт, байлиқ, даналиқ, күч-қувәт, Һөрмәт, шан-шәрәп вә мәдһийигә лайиқтур».
13 Мән йәнә асман, йәр йүзи, йәр асти, деңизлар вә каинаттики пүтүн җанлиқларниң: «Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә қудрәт,
Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға мәңгү мәнсүп болсун!» дегинини аңлидим.
14 Төрт тирик мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, йетәкчиләр йәргә баш қоюп, тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға сәҗдә қилатти.