Һәзрити Әйсаниң паләч кесилини сақайтиши
1 Һәзрити Әйса кемигә чүшүп көлдин өтүп, Өзи турған шәһәр Кәпәрнаһумға
қайтип кәлди.
2 Кишиләр зәмбилгә ятқузулған бир паләчни Униң алдиға елип кәлди.
Уларниң ишәнчини көргән һәзрити Әйса һелиқи паләчкә: — Оғлум, хатирҗәм
бол, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
3 Бир қанчә Тәврат устазлири көңлидә «Бу Адәм күпүрлүк қилди», дәп ойлиди.
4 Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға: — Немә
үчүн яман ойда болисиләр?
5 «Гуналириң кәчүрүм қилинди» дейиш асанму яки
«Орнуңдин тур, маң!» дейишму? Әлвәттә, ейтмақ асан, қилмақ тәс. 6Амма
һазир Инсан Оғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини
испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә:
— Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп, өйүңгә қайт, — дәп буйриди.
7 Һелиқи адәм орнидин туруп өйигә қайтти. 8 Буни көргән көпчилик қорқушуп, инсанға бундақ һоқуқни бәргән Худаға мәдһийиләр ейтишти.
Һәзрити Әйсаниң Мәттани шагиртлиққа чақириши
9 Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип алдиға қарап кетиватқанда, бир баҗгирни көрди. Униң исми Мәтта болуп, баҗ жиғидиған җайда олтиратти. Һәзрити Әйса униңға: — Маңа әгәшкин! — деди. Мәтта орнидин туруп, Униңға әгәшти.
10 Һәзрити Әйса Мәттаниң өйидә меһмандарчилиқта болуватқанда, нурғун
баҗгирлар вә гунакар дәп қаралған бир топ кишиләрму кирип, һәзрити
Әйса вә Униң шагиртлири билән һәмдәстихан болди.
11 Буни көргән пәрисийләр һәзрити Әйсаниң шагиртлириға: — Устазиңларниң
баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтарғини қандақ гәп?! — дейишти.
12 Бу гәпни аңлиған һәзрити Әйса: — Сағлам адәм әмәс, бәлки кесәл адәмла тевипқа муһтаҗдур.
13 Муқәддәс Язмиларда: «Мән қурванлиқ қилишиңларни әмәс, рәһим-шәпқәт
көрситишиңларни истәймән», дейилгән. Силәр берип бу сөзниң мәнасини үгиниңлар. Мән өзлирини дурус һесаплайдиғанларни әмәс, бәлки өзлириниң
гуналирини тонуйдиғанларни чақирғили кәлдим, — деди.
Кониға есиливалмаслиқ
14 Шу вақитларда Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири келип, һәзрити Әйсаға:
— Биз вә пәрисийләр роза тутимиз, Сизниң шагиртлириңиз немишкә тутмайду?
— дәп сорашти.
15 Һәзрити Әйса җававән мундақ деди:— Тойи болуватқан жигит техи той
зияпитидә турған чағда, меһманлар һаза тутуп олтарса қандақ болғини?!
Әлвәттә болмайду! Амма жигитниң улардин елип кетилидиған күни келиду,
әйнә шу чағда улар қайғу-һәсрәт чәккинидин роза тутиду.
16 Һеч ким кона көйнәккә киришип кетидиған йеңи рәхттин ямақ салмайду.
Ундақ қилса, кийим жуюлғанда йеңи ямақ киришип, кийимни житип ташлайду.
Нәтиҗидә житиқ техиму йоғирип кетиду.
17 Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумға қачилимайду. Әгәр ундақ
қилса, йеңи шарапниң көпүши билән тулум йерилидудә, шарапму төкүлүп кетиду.
Демәк, тулумму кардин чиқиду. Шуниң үчүн йеңи шарапни йеңи тулумға қачилаш
керәк. Шундақ қилғанда, һәр иккилисини сақлап қалғили болиду.
Тирилдүрүлгән қиз вә сақайтилған аял
18 Һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлириға бу сөзләрни қиливатқан вақтида,
мәлум бир ибадәтханиниң бир җавапкәр адими келип, һәзрити Әйсаниң айиғиға
жиқилип:— Мениң қизим һазирла өлүп кәтти, Сиз берип униңға қолуңизни тәккүзүп
қойсиңиз, у тирилиду, — деди.
19 Һәзрити Әйса орнидин туруп, шагиртлирини елип, униң билән биллә барди.
20 Йолда хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял
һәзрити Әйсаниң арқа тәрипидин келип, Униң чапининиң пешини силиди.
21 У ичидә «Һәзрити Әйсаниң чапинини тутсамла, чоқум сақийип кетимән»,
дәп ойлиған еди.
22 Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп, униңға қарап:— Қизим, хатирҗәм бол, ишәнчиң
сени сақайтти! — дейишигила, һелиқи аял сақийип кәтти.
23 Һәзрити Әйса һелиқи ибадәтханиниң җавапкәр адиминиң өйигә кирип, нәй
челиватқан вә һаза тутуп жиғлаватқан адәмләр топини көрүп,
24 уларға: — Чиқип кетиңлар, бу қиз өлмиди, ухлап қапту, — деди. Бирақ
халайиқ Уни мәсқирә қилди.
25 Кишиләр чиқириветилгәндин кейин, һәзрити Әйса қиз ятқан өйгә кирип, униң
қолидин тартти Қиз орнидин турди.
26 Бу хәвәр пүтүн әтрапқа тарқалди. Бемарларниң сақайтилиши
27 Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип кетиватқанда, икки қарғу Униң
кәйнидин келип:— Әй падиша Давутниң Әвлади, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп
вақирап кәтти.
28 Һәзрити Әйса өйгә киргәндин кейин, һелиқи икки қарғу Униң алдиға кәлди.
Һәзрити Әйса улардин:— Силәр Мениң силәрни сақайтишқа қадир екәнлигимгә
ишинәмсиләр?— дәп сориди.— Әй Рәббим, ишинимиз, — дәп җавап бәрди улар.
29 Һәзрити Әйса уларниң көзлиригә қолини тәккүзүп туруп:— Ишәнгиниңлардәк
болсун! — дейишигила,
30 уларниң көзлири ечилди. Һәзрити Әйса уларға: — Бу ишни һеч кимгә
ейтмаңлар! — дәп қаттиқ тапилиди.
31 Лекин улар у йәрдин чиқипла, бу ишни әтрапқа йейивәтти.
32 Улар чиқип кәткәндин кейин, җин чаплашқан бир кекәч һәзрити Әйсаниң
алдиға елип келинди.
33 Һәзрити Әйса униңдики җинни қоғлиши биләнла, һелиқи адәм зуванға кәлди.
Халайиқ һәйран болуп:— Бундақ иш Исраилда зади болмиған, — дейишти.
34 Лекин пәрисийләр: У җинларни уларниң башлиғиға тайинип һайдайдикән, —
дейишти. Һәзрити Әйсаниң кишиләргә болған меһир-муһәббити
35 Һәзрити Әйса пүтүн шәһәр, йеза-қишлақларни арилап, һәр қайси
ибадәтханиларда тәлим берип, Асманниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни
тарқатти вә хәлиқ ичидики һәр хил кесәллик вә ағриқ-силақларни сақайтти.
36 У топ-топ адәмләрни көрүп уларға ич ағритти, чүнки улар қойчисиз қой
падилиридәк панасиз бечариләр еди.
37 Шуниң билән У шагиртлириға: — Қутқузулушқа интилидиғанлар мол һосулдәк көп,
бирақ һосулни елиш үчүн ишләйдиғанлар аз екән.
38 Һосулниң Егиси болған Худадин көпирәк ишчи әвәтип, һосулни жиғивелишни
тиләңлар, — деди