Һәзрити Әйсаниң мохо кесилини сақайтиши
1 Һәзрити Әйса тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр Униңға әгишип маңди.
2 Мохо кесилигә гириптар болған бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип,
тизлинип: — Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қилғайсиз!— деди.
3 Һәзрити Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак болғин, — девиди, бу адәмниң бәдинидики мохо кесили шу ан сақайди.
4 Һәзрити Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, лекин удул
мәркизий ибадәтханиға берип роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин
буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин
сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиқни қил, — деди. Һәзрити Әйсаниң римлиқ
йүз бешиниң чакирини сақайтиши
5 Һәзрити Әйса Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, римлиқ бир йүз беши Униң алдиға
келип, шапаәт тиләп:
6 — Тәхсир, чакирим паләч болуп қалди, наһайити азап ичидә өйдә ятиду, — деди.
7 — Мән берип уни сақайтип берәй, — деди һәзрити Әйса.
8 Йүз беши: — Тәхсир, өйүмгә келишиңизгә әрзимәймән. Пәқәт бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду.
9 Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм,
бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди.
10 Бу гәпләрни аңлап, һәйран болған һәзрити Әйса биллә кәлгәнләргә: — Билип
қоюңларки, бундақ ишәнчни исраиллар ичидә учратмиған едим.
11 Силәргә шуни ейтайки, шәриқ вә ғәриптин нурғун йәһудий әмәсләр келип,
Асманниң Падишалиғида әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду.
12 Лекин Асманниң Падишалиғиниң мирасхорлири болған нурғун йәһудийлар
ташқириға, қараңғулуққа һайдилип, у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду, — деди.
13Андин йүз бешиға: — Өйүңгә қайт, ишәнгиниңдәк болиду, — деди. Һелиқи
чакарниң кесили шу ан сәллимаза сақийип кәтти. Һәзрити Әйсаниң нурғун кесәлләрни сақайтиши
14 Һәзрити Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинанисиниң қизитмиси
өрләп, орун тутуп йетип қалған еди.
15 Һәзрити Әйса униң қолини тутуши биләнла қизитмиси йенип кәтти. У аял
дәрһал орнидин туруп, һәзрити Әйсани күтүшкә башлиди.
16 Қараңғу чүшкәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни һәзрити Әйсаниң
алдиға елип келишти. Һәзрити Әйса бир еғиз сөз биләнла улардики җинларни
қоғлавәтти вә кесәлләрниң һәммисини сақайтти.
17 Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурулған: «Ағриқ-силақлиримизни У
көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди», дегән сөз әмәлгә ашурулди.
Һәзрити Әйсаға әгишишниң төләмлири
18 Һәзрити Әйса әтрапиға олишивалған кишиләрни көрүп, шагиртлириға көлниң у
қетиға өтүп кетишни буйриди.
19 Шу чағда Тәврат устазлиридин бири келип, Униңға: — Устазим, Сиз қәйәргә
бармаң, мән Сизгә әгишип маңимән, — деди.
20 Бирақ һәзрити Әйса униңға:— Түлкиниң өңкүри, қушниң угиси бар. Бирақ Инсан
Оғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.
21 Йәнә бир шагирти һәзрити Әйсаға:— Устаз, атам өлүп уни йәрликкә қойғичә
күтүп, андин Сизгә әгишәé÷ó ! — деди.
22 Һәзрити Әйса униңға: — Маңа әгәшкин! Өлгәнләрни роһи өлүкләр өзлири йәрликкә
қойсун, — деди.
20. Муқәддәс Язмиларда «Инсан Оғлидин» ибарәт Әвәтилгүчиниң Худаниң
күч-қудрити вә шан-шәриви билән асмандин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү
башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Һәзрити Әйса бу намни Өзи һәққидә
ишләткән.
Һәзрити Әйсаниң боранни тиничлитиши
23 Һәзрити Әйса кемигә чүшти, шагиртлириму чүшүп биллә маңди.
24 Көл үстидә уштумтут қаттиқ боран чиқип кәткәчкә, долқунлар кемидин һалқип
кәтти. Бу чағда һәзрити Әйса ухлавататти.
25 Шагиртлар Уни ойғитип: — Устаз, ғәриқ болуш алдида туримиз, бизни
қутулдурғайсиз! —деди.
26 — Неманчә қорқисиләр, ишәнчиңлар немә дегән аҗиз! — деди һәзрити Әйса вә
орнидин туруп, боран-чапқун вә долқунларға буйруқ қилди. Шуниң билән боран
вә долқунлар пүтүнләй тиничланди.
27 Шагиртлар интайин һәйран болуп, бир-биригә: — Бу зади қандақ Адәмду?
Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.
Һәзрити Әйсаниң җин чаплашқан икки адәмни сақайтиши
28 Һәзрити Әйса көлниң у қетидики Гадара дегән җайға барғинида,
Униңға җин чаплашқан икки киши йолуқти. Гөр қилинидиған өңкүрләрни
макан тутқан бу икки киши шунчә вәһши едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт
қилалматти.
29 Улар һәзрити Әйсани көргән һаман:— Әй Худа Оғли, ишимизға арилашма! Сән
вақит-саати кәлмәстинла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп вақириди.
30 Шу әтрапта чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинип жүрәтти.
31 Җинлар һәзрити Әйсаға ялвуруп: — Әгәр Сән бизни һайдап чиқармақчи болсаң,
тоңғуз падисиға киргүзүвәткин, — деди.
32 Һәзрити Әйса:— Чиқиңлар! — девиди, җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кирип кәтти. Пүтүн тоңғуз падиси терә-перәң болуп, жүгригән пети тик ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
33 Тоңғуз баққучилар шәһәргә қечип кирип, бу ишниң баш- ахирини вә җин чаплашқан
кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа тарқатти.
34 Шуниң билән пүтүн шәһәрдикиләр һәзрити Әйса билән көрүшүшкили чиқти. Улар Уни
көргәндә, Униң бу йәрдин чиқип кетишини тәләп қилди.