Башқиларниң үстидин һөкүм қилмаңлар
1 — Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Болмиса силәрму Худаниң
һөкүмигә учрайсиләр.
2 Чүнки силәр башқилар үстидин қандақ өлчәм билән һөкүм қилсаңлар, Худаму
силәрниң үстүңлардин шундақ өлчәм билән һөкүм чиқириду. Силәр башқиларға
қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, Худаму силәргә шундақ өлчәм билән өлчәп
бериду.
3 Немә үчүн бурадириңниң һәрә кепигидәк кичик камчилиғини көрүп, өзәңдики
лимдәк чоң гунани көрмәйсән?!
4 Өзәңдә шунчә чоң гуна туруп, бурадириңгә: «Көзүңдики һәрә кепигини
еливетәй!» дегиниң қандақ гәп?
5 Әй сахтипәз! Авал өзәңниң көзидики лимни еливәт. Буниң билән ениқ көрүп,
бурадириңниңкөзидики һәрә кепигини еливетәләйсән. Хуш Хәвәрни аңлашни
халимайдиғанлар һәққидә
6 — Иштқа муқәддәс нәрсини бәрмәңлар яки тоңғузниң алдиға үнчә-мәрвайитларни
ташлап қоймаңлар. Чүнки ишт кәйнигә бурулуп силәрни таллайду; тоңғуз
үнчә-мәрвайитларни аяқ астида дәссәп янчийду. Тилигәнләр еришиду
7 — Дуа қилип тиләңлар, Худа тилигиниңларни бериду. Издәңлар, таписиләр.
Ишикни қеқиңлар, ечилиду.
8 Чүнки тилигәнләр еришиду, издигәнләр тапиду, ишикни қаққанларға ишик
ечилиду.
9 Әгәр оғлуңлар нан тәләп қилса, силәр униңға таш берәттиңларму?
10 Белиқ тәләп қилса, илан берәттиңларму?
11 Гунакар болған силәр пәрзәнтлириңларға яхши нәрсиләрни беришни билгән
йәрдә, асмандики Атаңлар тилигәнләргә яхши нәрсиләрни техиму илтипат қилмасму?
12 Башқиларниң өзәңларға қандақ муамилә қилишини күтсәңлар, силәрму уларға
шундақ муамилә қилиңлар. Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири мана шу.
Худаниң Падишалиғиға киридиған дәрваза
13 — Тар дәрвазидин кириңлар. Чүнки кишини һалакәткә елип баридиған дәрваза
кәң, йол асан болуп, бу дәрвазидин киридиғанлар көп.
14 Бирақ һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар, йол тәс болуп, уни издәп
тапалайдиғанларму аз. Икки хил мевә дәриғи
15 — Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи жиртқуч чил бөридәк сахта
пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар.
16 Силәр уларни «мевилиридин» тонувалалайсиләр. Тикәндин үзүм, қамқақтин әнҗир
алғили болмайду.
17 Яхши дәрәқ яхши мевә бериду, яман дәрәқ яман мевә бериду.
18 Яхши дәрәқ яман мевә бәрмәйду. Яман дәрәқ яхши мевә бәрмәйду.
19 Яхши мевә бәрмәйдиған һәр бир дәрәқ кесилип отқа ташлиниду.
20 Шуниңдәк, сахта пәйғәмбәрләрни уларниң «мевилиридин» тонувалалайсиләр.
Һәқиқий шагирт
21 — Мени «Рәббим, Рәббим» дегәнләрниң һәммисила Асманниң Падишалиғиға кирәлмәйду.
Пәқәт асмандики Худа Атамниң ирадисини ада қилғанларла кирәләйду.
22 Қиямәт күнидә нурғун кишиләр Маңа: «Рәббим, Рәббим, биз Сениң намиң билән
пәйғәмбәрлик сөз йәткүздуқ» вә «Сениң намиң билән җинларни қоғлидуқ, нурғун
мөҗүзиләрни көрсәттуқ», дәйду.
23 Һалбуки, у чағда Мән уларға: «Силәрни әзәлдин тонумаймән. Көзүмдин йоқилиңлар,
әй яманлиқ қилғучилар», дәймән. Икки хил имарәт салған кишиләр
24 — Демәк, бу сөзлиримни аңлап әмәл қилғанлар имарәтни қорам таш үстигә салған
әқиллиқ кишиләргә охшайду.
25 Боран соқуп, ямғур уруп, кәлкүн кәлгән тәғдирдиму, у имарәт өрүлмәйду. Чүнки
униң һули қорам ташниң үстигә селинған. 26 Бирақ сөзлиримни аңлап туруп, әмәл
қилмайдиғанлар имарәтни қумниң үстигә қурған ахмақларға охшайду.
27 Ундақ имарәт боран, ямғур вә кәлкүнниң һуҗумиға учриғанда өрүлүп кетиду,
өрүлгәндиму интайин паҗиәлик өрүлиду!
28 Һәзрити Әйса бу сөзлирини аяқлаштурғандин кейин, халайиқ Униң тәлимлиригә
һәйран қелишти.
29 Чүнки һәзрити Әйсаниң тәлимати Тәврат устазлириниңкидин пәриқләнгән болуп,
У Худадин кәлгән алаһидә һоқуқ билән тәлим бәрди.