Хәйир-сахавәт һәққидә
1 — Диққәт қилиңларки, башқиларға көз-көз қилиш үчүн яхши иш қилмаңлар.
Бундақ қилсаңлар, асмандики Атаңларниң мукапитиға еришәлмәйсиләр.
2 Хәйир-сахавәт қилғиниңларда, дәвраң салмаңлар. Сахтипәзләрла башқиларниң
махтишиға еришиш үчүн, ибадәтхана вә кочиларда шундақ қилиду. Билип
қоюңларки, улар шундақ қилип башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ
мукапатқа еришәлмәйду.
3 Шуниң үчүн сәдиқә бәргиниңларда оң қолуңларниң қиливатқинини сол қолуңлар
билмисун.
4 Сәдиқәңләрни йошурун бериңлар. Шундақ болғанда, йошурун қилинған ишларни
билип турғучи асмандики Атаңлар силәргә мукапат бериду. Дуа һәққидә
5 — Дуа қилған вақтиңларда, башқиларға көз-көз қилиш үчүн ибадәтхана яки
төрт коча оттурида турувелип дуа қилидиған сахтипәзләрдәк дуа қилмаңлар.
Билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ
мукапатқа еришәлмәйду.
6 Дуа қилған вақтиңларда, өйгә кирип, ишикни йепип, асмандики көрүнмәс
Атаңларға дуа қилиңлар. Сәздүрмәстин қилинған барлиқ ишларни билип турғучи
асмандики Атаңлар җәзмән силәргә мукапат бериду.
7 Дуа-тилавәт қилғанда, бутпәрәсләрдәк қуруқ гәпләрни тәкрарлавәрмәңлар.
Улар гәпни тәкрарлавәрсәк Худа тәливимизни иҗавәт қилиду, дәп ойлиса
керәк.
8 Силәр уларни доримаңлар. Чүнки асман6дики Атаңлар силәрниң еһтияҗиңларни
силәр тәләп қилиштин авалла билиду.
9 Шуниң үчүн мундақ дуа қилиңлар: «Әй асмандики Атимиз, Сениң намиң улуқланғай.
10 Падишалиғиң йәр йүзидә намайән болғай. Ирадәң асмандикидәк йәр йүзидиму әмәлгә
ашурулғай.
11 Күндилик йемәклигимизни бәргәйсән.
12 Бизгә гуна қилғанларни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән.
13 Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән. Бизни яманлиқтин жирақ қилғайсән».
14 Силәр башқиларниң гуналирини кәчүрсәңлар, асмандики Атаңларму силәрни кәчүриду.
15 Бирақ силәр башқиларниң гуналирини кәчүрмисәңлар, асмандики Атаңларму силәрни
кәчүрмәйду.
Роза тутуш һәққидә
16 — Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк қияпәткә киривалмаңлар. Улар роза
тутқинини көз-көз қилиш үчүн, өзлирини ғәмкин қияпәттә көрситиду. Шуни билип
қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа
еришәлмәйду.
17 Силәр роза тутқанда, чечиңларни майлап, өзәңларни түзәштүрүп жүрүңлар.
18 Шу чағда пәқәт асмандики көрүнмәс Атаңлардин башқа һеч ким роза тутқанлиғиңларни
сезәлмәйду. Буниң билән силәрниң йошурун қиливатқан ишиңларниму билип туридиған
асмандики Атаңлар җәзмән силәргә мукапат бериду.
Байлиқ һәққидә
19 — Йәр йүзидә өзәңларға байлиқ топлимаңлар. Чүнки бу йәрдә йә күйә йәп түгитиду,
йә датлишип түгәйду яки оғри оғрилап кетиду.
20 Әксичә асманда өзәңларға байлиқ топлаңлар. У йәрдә күйә йемәйду, датлашмайду,
оғриму алмайду.
21 Байлиғиңлар қәйәрдә болса, қәлбиңларму шу йәрдә болиду.
22 — Көз тәнниң чириғидур. Әгәр көзүңлар яхши болса, йәни көзүңлар Худада болса,
пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толиду.
23 Әгәр көзүңлар яман болса, пүтүн вуҗудуңларни қараңғулуқ басиду. Әгәр һаятиңлардики
«йоруқлуқ» әмәлиятта қараңғулуқ болса, у қараңғулуқ немә дегән қорқунучлуқ һә!
24 — Икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалайдиған һеч қандақ киши йоқ. У яки бирини яман
көрүп, йәнә бирини яхши көриду яки биригә етивар берип, йәнә биригә сәл қарайду.
Шуниңға охшаш, силәрниң бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қули болушуңлар
мүмкин әмәс.
25 Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған
кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар. Һаятлиқ йемәк-ичмәктин, тән кийим-кечәктин көп әзиз
әмәсму?
26 Көктики учар қанатларға қараңлар! Улар теримайду, жиғмайду, амбарда озуқму
сақлимайду. Асмандики Атаңлар уларниму ач қоймиған йәрдә, силәрниң рисқиңларни чоқум
бериду. Чүнки силәр әшу қушлардин көп әзиз әмәсму?
27Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни кичиккинә узарталайсиләр?
28 Кийим-кечәк үчүн ғәм қилишниң немә һаҗити?! Даладики явайи гүлләрниң қандақ
өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар ишму қилмайду, кийимму тикмәйду;
29 лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта улуқ падиша Сулайманниң һашамәтлик тонлириму
бу явайи гүлләрниң гөзәллигигә тәң келәлмәйду.
30 Әй ишәнчи аҗизлар! Худадин немишкә гуманлиниватисиләр? Даладики бүгүн ечилса,
әтиси қуруп очаққа қалинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән Худа силәрни техиму
кийиндүрмәсму?
31 Шундақ екән, «Немә йәймиз, немә ичимиз, немә кийимиз?» дәп ғәм қилмаңлар.
32 Йәһудий әмәсләр мана шу нәрсиләр үчүн издиниду. Бирақ асмандики Атаңлар силәрниң бу
нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду.
33 Шундақ екән, һәммидин муһими Худаниң Падишалиғи вә һәққанийлиғи һәққидә издиниңлар. У чағда Худа силәргә мана буларниң һәммисини қошуп тәғдим қилиду.
34 Шуниң үчүн әтидин ғәм қилмаңлар. Әтиниң ғеми әтигә қалсун. Һәр күнниң дәрди шу күнгә
йетиду.