Һәқиқий бәхит
1 Һәзрити Әйса көпчиликни көрүп дөңгә чиқип, у йәрдә олтарди. Шагиртлириму
Униң йениға кәлди.
2 Һәзрити Әйса уларға тәлим беришкә башлиди:
3 — Өзиниң Худаға болған муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр
нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Асманниң Падишалиғи уларниңдур.
4 Қайғурғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларға тәсәлла бериду.
5 Мулайим болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки йәр йүзигә мирасхордур улар.
6 Һәққанийлиққа интилидиғанлар нәқәдәр бәхитлик
Чүнки Худа уларни толуқ қанаәтләндүриду.
7 Башқиларға рәһимдил болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларға
рәһимдилдур.
8 Қәлби пак болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар Худани көриду.
9 Течлиқ тәрәпдарлири нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларни пәрзәндим дәйду.
10 Худаниң әмрини тутуп зиянкәшликкә учриғанлар нәқәдәр бәхитлик!
Чүнки Асманниң Падишалиғи уларниңдур.
11 Мән үчүн башқиларниң һақарәт, зиянкәшлик вә төһмитигә учрисаңлар,
нәқәдәр бәхитликсиләр.
12 Шат-хорам болуңлар. Чүнки асманда силәр үчүн көп мукапат сақланмақта. Бурунқи пәйғәмбәрләрму мошундақ зиянкәшликләргә учриған. Шагиртлар туз болуш ролини йоқатмаслиғи керәк
13 — Силәр йәр-йүзиниң тузидурсиләр. Һалбуки, әгәр туз өз тәмини
йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини киргүзгили болмайду! У чағда у һеч немигә яримас ташланди нәрсигә айлинип, кишиләрниң айиғи астида қелиштин башқа ишқа яримайду.
14 Силәр дунияниң нуридурсиләр. Тағ үстигә селинған шәһәр йошуруналмайду.
15 Йеқилған чирақни һеч ким дас астиға йошуруп қоймайду.
Әксичә чирақданниң үстигә қойиду. Буниң билән өй ичидики адәмләргә йоруқлуқ чүшиду.
16 Худди шуниңдәк, силәрниң нуруңлар инсанлар алдида шундақ чақнисунки,
улар силәрниң қилған яхши әмәллириңларни көрүп, асмандики Атаңларға мәдһийиләр
ейтсун. Тәврат һәққидә
17 — Мени Тәврат қанунини яки пәйғәмбәрләрниң язғанлирини бекар қилғили кәлди,
дәп қалмаңлар. Мән уларни бекар қилғили әмәс, бәлки әмәлгә ашурғили кәлдим.
18 Билип қоюңларки, асман-зимин моҗутла болидикән, улар әмәлгә ашурулмиғичә,
Тәвратниң бир һәрипи, һәтта бирәр чекитиму бекар қилинмайду.
19 Шу сәвәптин, Тәврат қануниниң маддилиридин һәтта әң кичиклиригиму хилаплиқ
қилип, башқиларға шундақ қилишни үгәткүчиләр Асманниң Падишалиғидики адәмләрниң
арисида әң әрзимәс һесаплиниду. Әксичә Тәврат қануниға әмәл қилғанлар вә башқиларға
шундақ қилишни үгәткүчиләр болса Асманниң Падишалиғида улуқ һесаплиниду.
20 Шуңа билип қоюңларки, силәр Худаға бойсунушта Тәврат устазлири вә
пәрисийләрдинму ешип кәтмисәңлар Асманниң Падишалиғиға кирәлмәйсиләр.
Ғәзәплиниш һәққидә
21 — Әҗдатлиримизға «Қатиллиқ қилма, қатиллиқ қилған һәр қандақ адәм сотқа тартилиду»
дейилгән тәлимни аңлиғансиләр.
22 Лекин шуни билип қоюңларки, қериндашлириға ғәзәпләнгәнләрму сотқа тартилиду.
Қериндашлирини «ахмақ», дәп тиллиғанлар алий кеңәшмидә җавапкәрликкә тартилиду.
Қериндашлирини «әбләх», дәп һақарәтлигәнләр отлуқ дозаққа чүшиду.
23 Шуниң үчүн силәр Худаға һәдийә атимақчи болғиниңларда, қериндашлириңларниң
силәргә қосақ көпүги барлиғи ядиңларға йәтсә,
24 һәдийәңларни қоюп туруп, авал қериндишиңлар билән яришивелиңлар, андин келип
һәдийәңларни атаңлар.
25 Әгәр үстүңлардин әризә қилмақчи болған бири болса, сотқа чүшүштин бурун униң
билән тездин яришивелиңлар. Болмиса, у силәрни сотчиға, сотчи болса гундипайға
тапшуруп зинданға солитиветиду.
26 Билип қоюңларки, селинған җәриманниң бир тийининиму қоймай төлимигичә,
зиндандин чиқалмайсиләр.Нека садиқлиғини бузуш һәққидә
27 — Силәр «Нека садиқлиғини бузмаңлар» дегән тәлимни аңлиған.
28 Лекин шуни билип қоюңларки, бирәр аялға шәһваний көзи билән қариған киши көңлидә
у аял билән нека садиқлиғини бузған болиду.
29 Шуңа, әгәр оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташлавәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң
дозаққа ташланғинидин, бәдиниңдики бир әзаниң набут болғини көп әвзәл.
30 Әгәр оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташлавәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң
дозаққа киргинидин көрә, бәдиниңдики бир әзадин ваз кәчкиниң көп әвзәл.
Талақ қилиш һәққидә
31 — Силәр «Кимду-ким аялини талақ қилса, талақ хетини бәрсун» дегән тәлимниму
аңлиған.
32 Бирақ шуни билип қоюңларки, бир адәм өз аялиниң җинсий әхлақсизлиқ қилишидин
башқа ишини сәвәп қилип, уни талақ қилса һәм талақ қилинған аял йәнә бир
әргә тәгсә, талақ қилған адәм өз аялини нека садиқлиғини бузушқа тутуп бәргән болиду.
Талақ қилинған аялни әмригә алған кишиму нека садиқлиғини бузған болиду. Қәсәм қилиш
һәққидә
33 — Силәр әҗдатлириңларға «Қәсәмдин қайтма, Пәрвәрдигариңға қилған қәсимиңдә тур»
дейилгән тәлимни аңлиған.
34 Лекин шуни билип қоюңларки, қәтъий қәсәм қилмаңлар. Асманни тилға елип қәсәм
қилмаңлар, чүнки асман улуқ Падиша Худаниң тәхтидур.
35 Яки йәрни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки зимин Худаниң пут қойидиған йеридур.
Йерусалимни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки у йәр улуқ Худаниң шәһиридур.
36 Һәтта өз бешиңларни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки силәрниң чечиңларниң
бир телиниму ақ яки қара рәңгә өзгәртишкә күчүңлар йәтмәйду.
37 Пәқәт «һә-ә» дегиниңлар «һә-ә», «яқ» дегиниңлар «яқ» болсун. Буниңдин артуғи
шәйтандин келиду.Интиқам һәққидә
38 — Силәр «Қанға қан, җанға җан» дегән тәлимни аңлиған.
39 Лекин шуни билип қоюңларки, яман билән тәң болмаңлар.
Бирси оң йүзүңларға урса, сол йүзүңларниму тутуп бериңлар.
40 Бирси үстүңлардин дава қилип, көйнигиңларни алмақчи болса, чапиниңларниму
селип бериңлар.
41 Мабада бири силәргә жүк-тақисини көтәргүзүп бир чақирим йол жүрүшкә зорлиса,
йәнә бир чақирим артуқ йол жүрүп бериңлар.
42 Бирси силәрдин бирәр нәрсә тилисә, тилигинини бериңлар. Бирси силәрдин бирәр
нәрсә қәриз сориса, уни қуруқ қол қайтурмаңлар. Дүшмәнләргә меһир-муһәббәт көрситиш һәққидә
43 — Силәр «Хошнаңни сөй, дүшминиңгә нәпрәтлән» дегән тәлимни аңлиған.
44 Лекин шуни билип қоюңларки, силәргә дүшмәнлик қилғанларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, зиянкәшлик қилғанларға дуа
38. Сөзму-сөз тәрҗимиси: «көзгә көз, чишқа чиш». қилиңлар.
45 Шундақ қилғанда, асмандики Атаңлар Худаниң һәқиқий пәрзәнтлиридин болалайсиләр.
Чүнки Худа қуяш нурини яхшиларғиму, яманларғиму чүшириду. Ямғурниму адаләтликләргиму, адаләтсизләргиму яғдуриду.
46 Әгәр силәр өзәңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, буниң қандақму
мукапатқа еришкүчилиги болсун? Һәтта инсапсиз баҗгирларму шундақ қиливатмамду?
47 Әгәр силәр достлириңлар биләнла салам-саат қилишсаңлар, буниң башқилардин немә
пәрқи? Һәтта бутпәрәсләрму шундақ қилидуғу!
48 Шуңа асмандики Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәрму шундақ болуңлар.