Һәзрити Әйсаниң синилиши
1 Униңдин кейин Муқәддәс Роһ һәзрити Әйсани шәйтанниң синақлиридин өткүзүш
үчүн, чөл-баяванға елип барди.
2 Һәзрити Әйса қириқ кечә-күндүз тамақ йемәй роза тутуп, қосиғи таза ачқан еди.
3 Уни синимақчи болған шәйтан Униң алдиға келип: — Әгәр Сән расттинла Худа
Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айландуруп йә! — деди.
4 Һәзрити Әйса униңға җававән: — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс,
бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду», дәп йезилған, — деди.
5Андин шәйтан һәзрити Әйсани муқәддәс шәһәр Йерусалимға елип барди вә Уни мәркизий ибадәтханиниң әң егиз җайиға чиқирип:
6 — Худа Оғли болсаң, пәскә сәкрәп баққина! Чүнки Зәбурда: «Худа
периштәлиригә Сән тоғрилиқ әмир қилған. Путуңниң ташларға урулмаслиғи үчүн,
улар Сени қоллирида тутувалиду», дәп йезилған әмәсму? — деди.
7 — Тәвратта: «Рәббиңлар Худани синап беқишқа болмайду!» дәпму йезилған,
— деди һәзрити Әйса.
8Андин шәйтан һәзрити Әйсани наһайити егиз бир таққа чиқирип, Униңға
дуниядики барлиқ дөләтләрни көркәмлиги билән көрситип:
9 — Йәргә баш қоюп маңа сәҗдә қилсаң, уларниң һәммисини Саңа бериветимән,
— деди.
10 — Йоқал, шәйтан! Тәвратта: «Рәббиңлар болған Худағила ибадәт қилиңлар,
пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар!» дейилгән, — деди һәзрити Әйса җававән.
11 Буниң билән шәйтан һәзрити Әйсани ташлап кетип қалди. Периштәләр келип
һәзрити Әйсаниң хизмитидә болди. Һәзрити Әйсаниң тәлим беришни башлиши
12 Һәзрити Әйса Йәһияниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Җәлилийә өлкисигә қайтип
кәлди.
13 У жути Насирәдә турмай, Зәбулун вә Нафтали районидики Җәлилийә көлигә
йеқин Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.
14 Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурулған төвәндики сөзләр әмәлгә ашурулди:
15 «Зәбулун вә Нафтали зиминлири, Иордан дәриясиниң нерисида, деңиз тәрәптә,
Йәһудий әмәсләрниң Җәлилийә зиминлирида
16 Қараңғулуқта яшиғанлар Парлақ бир Нурни көрмәктә. Өлүм көләңгисидә қалған бу әлгә
Бир Нур чүшиду әнди».
17 Шуниңдин етиварән, һәзрити Әйса: «Гуналириңларға товва қилиңлар, чүнки
Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!» дәп тәлим беришкә башлиди.
Һәзрити Әйсаниң шагирт чақириши
18 Бир күни һәзрити Әйса Җәлилийә көли бойида кетиветип, Петрус дәпму аталған
Симун вә униң иниси Әндәрни көрди. Улар белиқчи болуп, көлгә тор селивататти.
19 Һәзрити Әйса уларға: — Маңа әгишиңлар! Мән силәрни белиқ тутушниң орниға Маңа
адәм тутидиған қилимән, — деди.
20 Улар шу ан белиқ торлирини ташлап, һәзрити Әйса билән маңди.
21 Көл бойида бир аз маңғандин кейин, һәзрити Әйса Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә
Юһаннани көрди. Бу икки қериндаш кемидә атиси билән торлирини оңшавататти.
Һәзрити Әйса уларниму шагиртлиққа чақирди.
22 Улар дәрһал кемини ташлап, атиси билән хошлишип һәзрити Әйса билән маңди.
Һәзрити Әйсаниң Җәлилийәдә тәлим бериши
23 Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим
берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни
сақайтти.
24 У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди. У йәрдики халайиқ һәр хил
ағриқ-силақларға муптила болған кесәлләрни Униң алдиға елип келишти. Уларниң
бәзилиригә җин чаплашқан, бәзилириниң тутқақлиғи бар вә йәнә бәзилири паләч
кесилигә гириптар болған еди. Һәзрити Әйса уларни сақайтти.
25 Җәлилийә, Он шәһәр райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қетидин
кәлгән топ-топ адәмләр Униңға әгишип маңди.