Һәзрити Әйсаниң он икки шагиртини әвәтиши
1 Һәзрити Әйса он икки шагиртини йениға чақирип, уларға җинларни һайдаш вә һәр хил ағриқ-силақларни сақайтиш һоқуқини бәрди.
2 Бу он икки шагиртлириниң исимлири мундақ: Петрус дәпму аталған Симун вә униң иниси Әндәр, Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң қериндиши Юһанна,
3 Филип вә Бартоломай, Томас вә баҗгир Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп вә Тадай, 4 вәтәнпәрвәр дәп аталған Симун вә һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда
Ишқарийот.
5 Һәзрити Әйса бу он икки шагиртини хәлиқниң арисиға әвәтиштин авал,
уларға мундақ дәп тапилиди: — Йәһудий әмәсләрниң зиминлириға бармаңлар. Самарийәликләрниң шәһәрлиригиму бармаңлар.
6 Униңдин көрә, Худаниң йоқалған қой падилири, йәни исраиллар арисиға бериңлар.
7 Барған йериңларда: «Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!»
дәп җакалаңлар.
8 Кесәлләрни сақайтиңлар, өлүкләрни тирилдүрүңлар, мохо кесәллирини сақайтиңлар, җинларни һайдаветиңлар. Бу имтиязларни һәқсиз алған екәнсиләр, һәқсиз ишлитиңлар.
9 Һәм йениңларда алтун, күмүч вә мис пулларни елип жүрмәңлар.
10 Сәпәргә чиққанда нә хурҗун, нә бирәр артуқ көйнәк, нә аяқ, нә һаса еливалмаңлар. Чүнки хизмәткар кимгә хизмәт қилса, шуниңдин иш һәққи елишқа һәқлиқ.
11 Бирәр шәһәр яки йезиға барған вақтиңларда, алди билән у йәрдә силәрни қобул
қилишни халайдиған кишини издәп тепип, у йәрдин кәткичә шу кишиниң өйидә
туруңлар.
12 Бирәр өйгә киргиниңларда, уларға аманлиқ тиләңлар.
13 Әгәр у аилидикиләр силәрни қобул қилса, уларға тилигән аманлиғиңлар иҗавәт болиду. Әгәр силәрни қобул қилмиса, тилигән аманлиғиңлар өзәңларға яниду.
14 Силәрни қобул қилмиған, сөзүңларни аңлимиған кишиниң өйидин яки шу шәһәрдин
қайтқиниңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар.
15 Билип қоюңларки, у шәһәрдикиләрниң қиямәт күни тартидиған җазаси Содом вә
Гомора шәһиридики яман кишиләрниң тартидиған җазасидинму еғир болиду!
Кәлгүсидики зиянкәшлик
16 — Мана мән силәрни қойларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк әвәтимән. Шуңа
иландәк сәзгүр, кәптәрдәк саддә болуңлар.
17 Кишиләрдин пәхәс болуңлар. Улар силәрни тутқун қилип сотқа тапшуруп бериду,
ибадәтханилирида қамчилайду.
18 Силәр Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн, һаким вә падишалар алдиға елип берилип
сораққа тартилисиләр. Буниң билән уларниң вә йәһудий әмәсләрниң алдида Мениң
гувачилирим болисиләр.
19 Сорақ қилинған вақтиңларда, қандақ җавап бериш яки немә дейиштин әндишә
қилмаңлар. Чүнки у чағда қилидиған сөзлириңлар силәргә несип қилиниду.
20 Силәр өзәңлар сөзлимәйсиләр, бәлки асмандики Атаңларниң Роһи силәр арқилиқ
сөзләйду.
21 Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип, уларни өлүмгә тутуп бериду.
Балиларму ата-аниси билән қаршилишип, уларни өлүмгә иштириду.
22 Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн, һәммә адәм силәргә өчмәнлик қилиду, лекин ахирғичә
бәрдашлиқ бәргәнләр җәзмән қутқузулиду.
23 Улар силәргә бир шәһәрдә зиянкәшлик қилса, йәнә бир шәһәргә қечип бериңлар.
Билип қоюңларки, силәр Исраилниң пүтүн шәһәрлирини арилап болғичә, Инсан Оғли
қайтип келиду.
15. Содом вә Гомора — Ибраһим пәйғәмбәр заманидики икки шәһәр болуп, бу
шәһәрләрниң адәмлири охшаш җинистики бузуқчилиққа қаттиқ берилип гунаға
патқанлиқтин, Худа бу шәһәрләрни адәмлири билән қошуп йоқатти.
24 Шагирт устазидин, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду.
25 Шуниң үчүн шагирт устазидәк, қул ғоҗайинидәк болғиниға қанаәт қилсун.
Улар өйниң беши болған Мени «Җинларниң падишаси шәйтан», дәп атиған йәрдә,
өйниң әзалири болған силәрни техиму зор һақарәт қилмамду?
26 Бирақ бундақлардин қорқмаңлар. Ашкарә болмайдиған һеч қандақ йошурун иш,
паш болмайдиған һеч қандақ мәхпийәтлик йоқтур.
27 Мениң силәргә мәхпий ейтқанлиримни силәр очуқ- ашкарә ейтивериңлар.
Қулиғиңларға пичирлап ейтқанлиримни хәлқи аләмгә җакалаңлар.
28 Тениңларни өлтүрсиму, җениңларни алалмайдиғанлардин қорқмаңлар. Әксичә
тениңларниму, җениңларниму дозақта һалак қилалайдиған Худадин қорқуңлар.
29 Икки қушқачни бир тәңгигә сетивалғили болсиму, лекин асмандики Атаңлар
билмәй туруп, улардин бирсиму йәргә чүшмәс.
30 Силәргә кәлсәк, һәтта силәрниң һәр бир тал чечиңларниңму һесави бар.
31 Шундақ екән, қорқмаңлар. Чүнки силәр Худа үчүн нурғунлиған қушқачтинму
қиммәтликтә!
32 Көпчилик алдида Мени етирап қилғанларни Мәнму асмандики Атамниң алдида
етирап қилимән.
33 Бирақ көпчилик алдида Мени рәт қилғанларни Мәнму асмандики Атам алдида рәт
қилимән. Течлиқ вә җедәл-маҗра
34 — Мени дунияға течлиқ елип кәлдимикин, дәп ойлап қалмаңлар. Мән течлиқ әмәс,
бәлки җедәл-маҗра елип кәлдим.
35 Мениң сәвәвимдин оғул атисиға, қиз анисиға, келин қейинанисиға қарши чиқиду.
36Адәмниң дүшмини өз аилисидики кишиләрдур.
37 Ата-анисини Мәндинму әзиз көридиғанлар Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс.
Пәрзәнтлирини Мәндинму әзиз көридиғанларму Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс.
38 Өзиниң чапрас яғичини көтирип, Маңа әгәшмигәнләрму шагиртим болушқа лайиқ әмәс.
39 Өз һаятини аяйдиғанлар әксичә униңдин мәһрум болиду. Мән үчүн өз һаятини
айимайдиғанлар униңға еришиду.
40 Силәрни қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду; Мени қобул қилғанлар болса
Мени әвәткүчи Худани қобул қилған болиду.
41 Бир пәйғәмбәрни Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги сәвәвидин қобул қилғанлар пәйғәмбәр
билән охшаш мукапатқа еришиду. Дурус адәмни униң дурус болғанлиғи сәвәвидин
қобул қилғанларму шу адәм билән охшаш мукапатқа еришиду.
42 Билип қоюңларки, һәзрити Әйсаниң шагирти дәп, шагиртлирим ичидики әң әрзимәс
биригә һәтта бирәр чинә соғ су бәргән кишиму җәзмән Мениң мукапитимдин мәһрум қалмайду.