Йәһия пәйғәмбәрниң соали
1 Һәзрити Әйса он икки шагиртиға тапилап болғандин кейин, Җәлилийәдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш вә Хуш Хәвәрни җакалаш үчүн, у йәрдин кәтти.
2 Зиндандики Йәһия пәйғәмбәр Әйса Мәсиһниң қилған ишлирини аңлап,
шагиртлирини әвәтип, улар арқилиқ һәзрити Әйсадин:
3 «Худа бизгә әвәтмәкчи болған Қутқaзғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сориди.
4 Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: —Силәр қайтип берип, яратқан
мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлимлиримни Йәһияға йәткүзүп:
5 «Корларниң көзи ечилди, токулар маңалайдиған болди, мохо кесили
болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди
вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар.
6 Йәһияға йәнә: «Мәндин гуманланмай, Маңа тәврәнмәй ишәнгәнләр немә
дегән бәхитлик!» дәп қоюңлар,—деди.
7 Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири кәткәндин кейин, һәзрити Әйса көпчиликкә Йәһия тоғрилиқ мундақ деди: —Силәр бурун Йәһияни издәп чөлгә барғиниңларда, зади қандақ бир адәмни көрмәкчидиңлар? Мәйдани шамалда йәлпүнүп турған қомучтәк тәвринип туридиған бир яхши чақниму?
8 Яки чирайлиқ кийингән бир есилзадиниму? Һәргиз ундақ әмәс! Бундақ
кийимләрни кийидиғанлар чөлдин әмәс, хан ордисидин тепилиду.
9 Әмәлиятта силәр бир пәйғәмбәрни көргили чиқтиңлар. Әнди билип қоюңларки, Йәһия пәйғәмбәрдинму үстүндур.
10 Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Мана алдиңда әлчимни әвәтимән. У Сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду»,дәп йезилған вә бу йәрдики «әлчим» дәл Йәһия пәйғәмбәрни көрситиду.
11 Билип қоюңларки, инсанлар арисида чөмүлдүргүчи Йәһиядинму улуқ киши оттуриға чиққини йоқ, амма Асманниң Падишалиғидики әң әрзимәс бирсиму униңдин улуқ болиду.
12 Чөмүлдүргүчи Йәһия оттуриға чиққан күнләрдин бери, Асманниң Падишалиғи зораванлиққа учримақта. Зораванлар Униңға һуҗум қилмақта.
13 Худаниң Падишалиғи тоғрисида Йәһия пәйғәмбәрниң заманиғичә болған барлиқ пәйғәмбәрләрниң тәлимлиридә, шундақла Тәвратта алдин-ала бешарәт берилгән.
14 Әгәр қобул қилалисаңлар, Мениң «Қайтип келиши муқәррәр болған Илияс
пәйғәмбәр дәл Йәһия пәйғәмбәрниң өзидур» дегән сөзүмгә ишиниңлар.
15 Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
16 Бу заманниң силәрдәк кишилирини зади кимләргә охшитай? Улар худди кочида олтиривелип, бир-биригә:
17 «Биз силәргә сүнәй челип бәрсәк, уссул ойнимидиңлар. Матәм музыкисини челип бәрсәк, һазиму тутмидиңлар», дәп рәнҗийдиған тутуруқсиз балиларға охшайду.
18 Чүнки Йәһия пәйғәмбәр келип роза тутатти, шарап ичмәтти. Шуниң билән улар: «Униңға җин тегипту», дейишти.
19 Инсан Оғли болса һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас
һарақкәш екән. У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду. Билип
қоюңларки, һекмәт бәргән мевиси билән тонулиду. Һәзрити Әйсани рәт қилғанлар
20 Андин һәзрити Әйса Өзи нурғун мөҗүзиләрни көрсәткән шәһәрләрдики товва қилмиғанларни әйипләп, мундақ деди:
21—Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрләрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип, гуналириға товва қилған болатти.
22 Билип қоюңларки, қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси Тир вә
Сидондикиләрниңкидинму еғир болиду.
23 Әй кәпәрнаһумлуқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар? Әксичә дозаққа ташлинисиләр. Чүнки араңларда яратқан мөҗүзилиримни Содомда яратқан болсам, у шәһәр бүгүнки күнгичә моҗут болған болатти.
24 Шуни билип қоюңларки, қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси
Содомдикиләрниңкидинму еғир болиду. Һәзрити Әйсаниң хошаллиғи
25 Шуниңдин кейин һәзрити Әйса мундақ деди:— Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Ата! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилардәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәдһийиләр ейтимән.
26 Шундақ, Ата, Сениң Өз хаһишиң әйнә шу еди.
27 Атам һәммини Маңа тәғдим қилди. Мени Атамдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду. Атамниму Мән вә Мән Өзәм ашкарилашни халайдиған кишиләрдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду.
28 Әй җапакәшләр вә еғир жүкни үстигә алғанлар! Мениң йенимға келиңлар, Мән силәргә арамлиқ берәй.
29 Мулайим вә кәмтармән. Шуңа Мениң боюнтуруғумға кирип, Мәндин үгиниңлар. Шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду.
30 Мениң боюнтуруғумда болуш асан, тәливим еғир әмәс.