Дәм елиш күни һәққидики мәсилә
1 Шу күнләрдики бир дәм елиш күни һәзрити Әйса буғдайлиқтин өтүп кетивататти. Қосиғи ечип кәткән шагиртлири башақларни үзүвелип, йейишкә башлиди.
2 Буни көргән пәрисийләр һәзрити Әйсаға:— Қараң, шагиртлириңиз дәм елиш күни чәкләнгән ишниқиливатиду, —дейишти.
3 Һәзрити Әйса уларға: —Падиша Давут вә униң һәмралириниң ач қалғанда қандақ қилғанлиғини Муқәддәс Язмилардин оқумиғанму?
4 У ибадәтханидики муқәддәс җайға кирип, Худаға аталған нанларни роһанийдин сорап, һәмралири билән биллә йегән. Һалбуки, бу нанларни роһанийлардин
башқа һәр қандақ кишиниң йейиши Тәврат қануниға хилап еди.
5 Шуниңға охшаш, ибадәтханида ишләйдиған роһанийлар дәм елиш күнлири
ишлимәслик әмрини бузсиму, Тәвратта улар гунакар, дәп йезилмиған. Силәр буни оқуп бақмиғанму?
6 Билип қоюңларки, бу йәрдә ибадәтханидинму улуғи бар.
7 Әгәр силәр Худаниң: «Мән қурванлиқ қилишиңларни әмәс, рәһим-шәпқәт
көрситишиңларни истәймән», дегән сөзиниң мәнасини билсәңлар еди, бегуна
кишиләрни гунакар, дәп қариматтиңлар.
8 Мән Инсан Оғли дәм елиш күниниң Егисидурмән. Қоли қуруп кәткән бемарниң сақайтилиши
9 Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, уларниң ибадәтханисиға барди.
10 Ибадәтханида бир қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди. Бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилишқа банә тепиш мәхситидә Униңдин:— Дәм елиш күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму?—дәп сориди.
11 Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди:—Бирәриңларниң қойи ориға чүшүп кәтсә, дәм елиш күни демәй, уни дәрһал тартип чиқиривалмамсиләр?
12 Адәм қойдин көп қиммәтликтә! Демәк, дәм елиш күни яхшилиқ қилиш Тәврат қануниға уйғун.
13 Андин һәзрити Әйса һелиқи кесәлгә:—Қолуңни узарт,—деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә келип, йәнә бир қолиға охшаш һаләткә қайтти.
14 Буниң билән пәрисийләр ташқириға чиқип, һәзрити Әйсани қандақ қилип йоқитиш һәққидә мәслиһәт қилишти.
Худа таллиған Хизмәткар
15 Буни билгән һәзрити Әйса у йәрдин кәтти. Нурғун кишиләр Униңға әгишип маңди. Һәзрити Әйса уларниң арисидики бемарларниң һәммисини сақайтти
16 вә уларға Өзиниң Ким екәнлигини башқиларға ашкарилимаслиқни тапилиди.
17 Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурулған мону сөзләр әмәлгә ашурулди:
18 «Мана Мениң таллиған Хизмәткарим Дилим сөйгән йеқиним, Униңдин хурсәнмән! Роһумни ата қилимән Униңға; У адаләтни җакалайду пүткүл хәлиқләргә.
19 У талаш-тартиш қилмас, чуқанму көтәрмәс. Кочилардиму һеч ким Униң авазини аңлимас.
20 Езилгән қомучни сундурмас, Өчәй дәп қалған чирақниму өчәрмәс,Таки адаләт ғалибә қилмиғичә,
21 Пүткүл хәлиқләр Униң намиға үмүт бағлар». Һәзрити Әйса шәйтандин күчлүктур
22 Шу чағда һәзрити Әйсаниң алдиға җин чаплишивалған кор вә кекәч бири елип келинди. Һәзрити Әйса уни сақайтип, сөзләләйдиған вә көрәләйдиған қилди.
23 Халайиқ һәйран болушуп:—Һәҗәва, бу падиша Давутниң Әвладимиду?— Дейишти.
24 Бу сөзни аңлиған пәрисийләр:—У җинларни уларниң башлиғи болған шәйтанға тайинип һайдайдикән,—дейишти.
25 Уларниң немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға мундақ деди:—Әгәр бир дөләттикиләр икки груһқа бөлүнүп соқушса, у дөләт гумранлиққа йүз тутиду. Һәр қандақ шәһәр яки аилидикиләр өз ара җедәл-маҗра қилишса, уларму вәйран болуштин сақлиналмайду.
26 Әгәр шәйтан өз башқурушида болған җинларни һайдиса, өз-өзигә қарши чиққан болиду. Ундақта, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун?
27 Әгәр Мән җинларни уларниң падишаси болған шәйтанға тайинип һайдисам, силәрниң әгәшкүчилириңлар җинларни һайдашта кимгә таянди?! Ейтқанлириңларниң хата екәнлигини өз әгәшкүчилириңлар дәлилләп бериду.
28 Әмәлиятта Мән Худаниң Роһиға тайинип җинларни һайдавәттим. Бу Худаниң Падишалиғиниң араңларда намайән болғанлиғини испатлайду.
29 Бир киши қавул бирсиниң өйигә кирип, униң мелини қандақ булап кетәлисун? Пәқәт шу қавул адәмни бағлалиғанларла униң өйини булаң-талаң қилалайду.
30 Мән билән бир йолда маңмиғанлар Маңа қарши турғучилардур. Маңа жиғивелишқа ярдәм бәрмигәнләр тозутувәткүчиләрдур.
31 Шуниң үчүн билип қоюңларки, инсанларниң өткүзгән гуналири вә қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду. Лекин Муқәддәс Роһқа қилинған күпүрлүк кәчүрүлмәйду.
32 Инсан Оғлиға қарши сөз қилғанлар кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду.
Адәмни әмәлиятидин тонуш
33 —Силәр дәрәқни мевисидин пәриқ етишиңлар керәк. Мевә дәриғи яхши болса, беридиған мевисиму яхши болиду. Мевә дәриғи яман болса, беридиған мевисиму яман болиду. Чүнки һәр қандақ дәрәқ мевисидин билиниду.
34 Әй зәһәрлик иланлар! Силәр яман турсаңлар, ағзиңлардин қандақму яхши гәп чиқсун? Чүнки көңүлдә немә болса, еғиздин шу чиқиду.
35 Яхши адәм қәлбидики яхшилиғидин яхшилиқ чиқириду. Яман адәм қәлбидики яманлиғидин яманлиқ чиқириду.
36 Билип қоюңларки, силәр қилған һәр бир еғиз қуруқ гепиңлар үчүн қиямәт күни һесап берисиләр.
37 Өз сөзлириңлар билән йә ақлинисиләр, йә гунакар болуп чиқисиләр. Карамәт көрситиш тәливи
38 Шу чағда бәзи Тәврат устазлири вә пәрисийләр һәзрити Әйсадин:— Устаз, қудритиңизниң Худадин кәлгәнлигини карамәт билән көрсәткәйсиз, —деди.
39 Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап қайтурди:— Осал вә вапасиз кишиләр карамәт көрсәт, дәпла туриду. Бирақ силәргә Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа көрситилидиған иккинчи карамәт йоқ.
40 Юнус пәйғәмбәр йоған бир белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз қандақ турған болса, Инсан Оғлиму йәрниң бағрида үч кечә-күндүз шундақ туриду.
41 Қиямәт күни Нинәви шәһиридики хәлиқму қопуп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки улар Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ бу йәрдә Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ Бирси силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар.
42 Қиямәт күни