тартмиғачқа, күн чиқиш биләнла солишип қуруп кетипту.
7 Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту.
8 Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүпту. Уларниң бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул берипту.
9 Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
Тәмсилләрниң мәхсити
10 Шагиртлири келип, һәзрити Әйсадин: —Сиз немә үчүн көпчиликкә тәлим бәргәндә тәмсил кәлтүрисиз?—дәп сориди.
11 Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:—Асманниң Падишалиғиниң сирлири уларға әмәс, силәрниң билишиңларға берилди.
12 Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Униңдики әқил-парасәт ешип-ташқичә болиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду.
13 Уларға тәмсил билән сөзлишимниң сәвәви шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму тиңшимайду һәм һәқиқий чүшәнмәйду.
14 Буниң билән Худаниң Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди: «Сөзлиримни аңлайсиләр, аңлайсиләр, чүшәнмәйсиләр. Қилғанлиримға қарайсиләр,
қарайсиләр, мәнасини уқмайсиләр.
15 Чүнки бу хәлиқниң зеһни қашаңлашқан. Қулақлирини етивалған, көзлириниму жумувалған.
Ундақ болмисиди, көзлири көрәтти, қулақлириму аңлатти, Зеһни ойғинип, Маңа қайтатти. Мәнму уларни сақайтаттим».
16 Лекин силәр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки көзүңлар көриду, қулиғиңлар аңлайду.
17 Билип қоюңларки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә дурус адәмләр силәр көргән вә аңлиғанларни көрүшни вә аңлашни арзу қилған болсиму, мурадиға йетәлмиди. Уруқ чечиш тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши
18 Әнди уруқ чечиш тоғрисидики тәмсилниң мәнасини аңлаңлар.
19 Әгәр бири Худаниң Падишалиғи тоғрисидики сөзни аңлап туруп чүшәнмисә, шәйтан келип униң көңлигә чүшкән сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.
20 Тописи кам ташлиқ йәрләргә чечилған уруқларға кәлсәк, улар Худаниң сөзини аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларға тәмсил қилинған.
21 Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, Худа йолидин дәрһал чәтнәп кетиду.
22 Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләргә тәмсил қилинғанки, бу адәмләр Худаниң сөзини аңлисиму, лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.
23 Үнүмлүк топиға чечилған уруқлар болса Худаниң сөзини аңлап чүшәнгән адәмгә тәмсил қилинған. Бундақ адәмләр әлвәттә һосул бериду, бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул бериду. Явайи от тоғрисидики тәмсил
24 Һәзрити Әйса уларға башқа бир тәмсилни сөзләп бәрди:—Асманниң Падишалиғи етизға яхши уруқ чачқан адәмгә охшайду.
25 Бир кечиси һәммә адәм уйқиға чөмгәндә, у адәмниң дүшмини келип, буғдайниң арисиға явайи от уруқлирини чечиветип кетипту.
26 Майсилар өсүп башақ чиқарғанда, явайи отларму көрүнүшкә башлапту.
27 Ғоҗайинниң чакарлири келип, униңға: «Ғоҗайин, сиз етизға яхши уруқ чачқан едиңизғу, бу явайи отлар нәдин келип қалди?» дәпту.
28 «Бу бир дүшмәнниң иши», дәпту ғоҗайин. Чакарлар: «Берип явайи отларни жулувәтсәк қандақ?» дәп сорапту.
29 «Яқ! Явайи отларни жулумиз десәңлар, буғдайларму жулунуп кетиши мүмкин.
30 Уларни өсүшигә қоюветиңлар. Ома вақтида мән омичиларға: Авал явайи отларни жулуп, көйдүрүш үчүн бағлап жиғивелиңлар, андин буғдайларни жиғип амбиримға қачилаңлар› дәймән», дәпту ғоҗайин.
Қича уруғи вә хемиртуруч тоғрисидики тәмсилләр
31 Һәзрити Әйса уларға йәнә бир тәмсилни сөзләп бәрди:—Асманниң Падишалиғи худди бир адәмниң етизға чачқан қича уруғиға охшайду.
32 Қича уруғи пүтүн уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп көчәт болиду, һәтта қушларму келип униң шахлирида угулайду.
33 Һәзрити Әйса уларға башқа бир тәмсилни сөзләп бәрди: —Асманниң Падишалиғи худди хемиртуручқа охшайду. Аял хемиртуручни бир халта унға қошуп жуғарса, бу хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду.
34 Һәзрити Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчиликкә баян қилди. У тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти.
35 Буниң билән бир пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған мону сөзләр әмәлгә ашурулди:«Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән, Дуния яритилғандин бери сир болуп кәлгән ишларни тилға алимән». Явайи от тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши
36 Шуниңдин кейин һәзрити Әйса көпчиликтин айрилип өйгә кирди. Шагиртлири йениға келип:
—Етиздики явайи отлар тоғрисидики тәмсилни чүшәндүрүп қойсиңиз,—деди.
37 Һәзрити Әйса мундақ деди:—Яхши уруқларни чачқан Инсан Оғлидур.
38 Етиз дуния болуп, яхши уруқлар Асманниң Падишалиғиниң мирасхорлиридур. Явайи отлар болса шәйтанға тәвә болғанлардур.
39 Явайи от уруқлирини чачқан дүшмән шәйтандур. Ома вақти заман ахири, омичилар болса периштәләрдур.
40 Явайи отлар қандақ жулунуп отқа ташланған болса, заман ахиридиму шундақ болиду.
41 Инсан Оғли периштәлирини әвәтип, инсанларни гунаға аздурған вә яманлиқ қилғанларниң һәммисини Өз Падишалиғидин илғап чиқирип,
42 уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду.
43 Һәққаний адәмләр у чағда Атиси Худаниң Падишалиғида қуяштәк чақнайду. Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
32. Бу йәрдә тилға елинған қича Оттура Шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған өсүмлүкни көрситиду.
Ғәзнә вә үнчә-мәрвайит тоғрисидики тәмсилләр
44—Асманниң Падишалиғи худди етизда йошурулған бир ғәзнигә охшайду. Уни тепивалғучи һаяҗан ичидә ғәзнини қайтидин йошуруп, шу етизни сетивелиш үчүн бар-йоқини сетиветиду.
45 Асманниң Падишалиғи йәнә қиммәт баһалиқ үнчә-мәрвайитларни издигән содигәргә охшайду.
46 Содигәр наһайити қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тапқан екән, қайтип берип бар-йоқини сетип, у мәрвайитни сетивалиду. Тор ташлаш тоғрисидики тәмсил
47—Асманниң Падишалиғи йәнә деңизға ташлинип һәр хил белиқларни тутидиған торға охшайду.
48 Тор толғанда, белиқчилар уни қирғаққа тартип чиқириду. Андин олтирип, яхши белиқларни илғавелип, севәтләргә қачилап, начарлирини ташлаветиду.
49 қиямәт күниму шундақ болиду. Периштәләр келип яман кишиләрни һәққаний кишиләрдин айрийду
50 вә уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду.
51 Һәзрити Әйса улардин:—Бу сөзләрни чүшәндиңларму?—дәп сориди.—Чүшәндуқ,—дәп җавап бәрди улар.
52 Һәзрити Әйса мундақ деди:—Асманниң Падишалиғи тоғрилиқ тәлим алған Тәврат устази худди ғәзнисидин конинила әмәс, бәлки йеңи нәрсиләрниму елип чиққан ғоҗайинға охшайду.
Насирәликләрниң һәзрити Әйсани рәт қилиши
53 Һәзрити Әйса бу тәмсилләрни сөзләп болғандин кейин, у йәрдин кетип,
54 Өз жутиға кәтти вә Өз жутидики ибадәтханида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң тәлимини аңлиған хәлиқ һәйран болуп:—Бу Адәмниң бунчивала әқил-парасити вә мөҗүзә яритиш қудрити нәдин кәлгәнду?
55 У пәқәт аддий бир яғашчиниң оғлиғу? Униң анисиниң исми Мәрийәм; Яқуп, Йүсүп, Симун вә Йәһудалар Униң қериндашлири әмәсму?
56 Сиңиллириниң һәммиси өз ичимиздиғу? Шундақ туруп, Униңдики бу қабилийәтләр зади нәдин кәлгәнду?— дейишәтти.
57 Шуниң билән улар Уни рәт қилди. Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:— Пәйғәмбәр өз жути вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду.
58 Уларниң ишәнмигәнлиги түпәйлидин һәзрити Әйса у йәрдә көп мөҗүзә көрсәтмиди.