Бу дунияни дост тутмаслиқ
1 Араңлардики тоқунуш вә маҗраларниң мәнбәси немә? Бу дәл қәлбиңларни чирмавалған арзу-һәвәслириңлар әмәсму?
2 Силәр өзәңлар арзу қилған нәрсиләргә еришәлмигәндә, адәм өлтүрүштин янмайсиләр. Һалбуки, арзу қилған нәрсилириңларға еришәлмәй, җедәл-маҗра чиқирисиләр. Силәр Худадин тилимигәнлигиңлар үчүн еришәлмәйсиләр.
3 Тилисәңләрму еришәлмәйсиләр, чүнки нийитиңлар яман болуп, өз арзу-һәвәслириңларни қандуруш үчүнла тиләйсиләр.
4 Әй Худаға вапасизлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлиятта Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмдиңлар? Әгәр силәр
бу дунияни дост тутмақчи болсаңлар Худаниң дүшминигә айлинисиләр.
5 Муқәддәс Язмиларда: «Худа қәлбимизгә салған Муқәддәс Роһ бизниң Худаға садақәтмән болушимизни наһайити арзу қилиду», дейилгән. Силәрчә бу қуруқ сөзму?
6 Яман арзу-һәвәслиримиз үстидин ғалибә қилишимиз үчүн Худа бизгә көп күч-қудрәт бериду Бу худди Муқәддәс Язмиларда: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға», дәп йезилғинидәктур.
7 Шуниң үчүн Худаға бойсунуңлар, шәйтанға қарши туруңлар, шу чағдила шәйтан силәрдин қачиду.
8 Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, гунадин қол үзүңлар. Әй һәм Худани, һәм дунияни дост тутимиз дегүчиләр, қәлбиңларни пак қилиңлар.
9 Қилған гуналириңлар үчүн қайғу-һәсрәт чекиңлар, һаза тутуп жиғлаңлар, күлкәңларни матәмгә, хошаллиғиңларни қайғуға айландуруңлар.
10 Худаниң алдида өзәңларни төвән тутуңлар, шу чағда Худа силәрни үстүн қилиду. Қериндашлар үстидин һөкүм қилмаслиқ
11 Қериндашлар, бир-бириңларни сөкмәңлар. Қериндишиңларни сөксәңлар яки униң үстидин һөкүм қилсаңлар, Худаниң «Бир-бириңларни
сөйүңлар» дегән қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болисиләр. Чүнки силәр Худаниң қануниниң тоғра яки хаталиғини қарар
қилидиған сотчи әмәссиләр. Силәрниң вәзипәңлар Худаниң қануниға бойсунуштин ибарәт.
12 Пәқәт Худала қанун түзгүчи вә һөкүм қилғучидур, қутқузуш вә һалак қилиш пәқәт Худаниң күч-қудритидин келиду. Шундақ екән, башқилар
үстидин һөкүм қилишқа силәрниң немә һоқуқуңлар бар?!
Махтанмаслиқ
13 Бәзиләр: «Бүгүн яки әтә палан шәһәргә баримиз. У йәрдә бир жил туримиз, тиҗарәт қилип, көп пул тапимиз», дәйду. Бундақ
дәйдиғанлар маңа қулақ селиңлар,
14 әтә немә болидиғанлиғини биләмсиләр? Силәрниң һаятиңлар худди бир дәмдила пәйда болуп йоқап кетидиған туманға охшайду.
15 Шуниң үчүн «Худа буйриса, өлмисәкла, уни қилимиз, буни қилимиз», дәңлар.
16 Бирақ һазир силәр өзәңларниң планлириңлардин мәғрурлуқ билән махтинисиләр, бундақ қилиш тоғра әмәс.
17 Есиңларда тутуңларки, қилишқа тегишлик яхши ишни билип туруп қилмиғанлар гуна қилған болиду. Байларни агаһландуруш