Тилни тизгинләш
1 Қериндашлирим, мәсиһийләр җамаитидә һәммиңларла тәлим бәргүчи болувалмаңлар! Силәргә мәлумки, Худа биз тәлим бәргүчиләрни
башқилардин техиму еғир сораққа тартиду.
2 Һәммимиз көп хаталишимиз, һалбуки, тилда хаталашмиған киши өзини һәр җәһәттин тизгинләп, пишип йетилгән киши болиду.
3 Биз атларни тизгинләш үчүн уларниң ағзиға еғиздуруқ салимиз, буниң билән уларни халиған йеримизгә маңдуралаймиз.
4 Йәнә мәсилән, кемә шунчилик чоң болсиму, йәнә келип күчлүк боран униңға шунчә қаттиқ урулсиму, лекин һайдиғучи кичиккинә руль арқилиқ уни халиған йеригә һайдалайду.
5 Шуниңға охшаш, гәрчә тил тенимизниң кичик бир әзаси болсиму, лекин чоң ишларға сәвәп болалайду. Кичиккинә бир от учқунниң чоң орманға от қоюветәләйдиғанлиғини ойлап беқиңлар.
6 Тил дәл шу от учқуниға охшайду. У һәр хил қилмишниң мәнбәси вә әзалиримиз ичидики бузғунчи болуп, пүтүн бәдинимизни булғалайду. Бу от дозақ отидин йеқилса, һаятимизни вәйран қиливетәләйду.
7 Инсанлар явайи һайванатлар, учар қанатлар, йәр беғирлиғучи һайванлар вә су мәхлуқатлирини тизгинләләйду һәм уларни аллибурун тизгинлиди. 8Амма тилни һеч ким тизгинләлмәйду. Тил тизгинлигили болмайдиған бир осал нәрсә болуп, у худди җанға зәмин болидиған зәһәргә охшаштур.
9 Биз тилимиз билән Худа Атимизни мәдһийиләймиз, йәнә шу тилимиз билән Худа Өз обризиға охшаш қилип яратқан инсанларни қарғаймиз.
10 Демәк, бир еғиздин һәм мәдһийә, һәм ләнәт чиқиду. Қериндашлирим, бундақ болмаслиғи керәк!
11Бир булақтин шәрбәтму, зәрдапму чиқамду?
12 Қериндашлирим, әнҗир дәриғи зәйтунниң мевисини бәрмәйду, үзүм ғоли әнҗирниң мевисини бәрмәйду. Шәрбәт булиғидин зәрдапму
чиқмайду. Худадин кәлгән әқил-парасәт
13Араңларда ким әқил-парасәтлик болса, у өз һаятида кәмтарлиқ билән қилған яхши ишлири арқилиқ өзиниң әқил-параситини көрсәтсун.
14 Лекин қәлбиңларда көрәлмәслик вә шәхсийәтчилик болса, әқил-парасәтликмән, дәп өзәңлардин махтанмаңлар. Әгәр махтансаңлар, ялған
сөзләп, һәқиқәтни йоққа чиқарған болисиләр.
15 Бу дунияға вә инсан тәпәккүригә хас болған бундақ «әқил-парасәт» Худадин кәлгән әмәс, бәлки шәйтандин кәлгән.
16 Көрәлмәслик вә шәхсийәтчилик болғанла йәрдә қалаймиқанчилиқ вә һәр хил яманлиқлар болиду.
17 Лекин бир адәмдә Худадин кәлгән әқил-парасәт болса, у алди билән пак, андин течлиқпәрвәр, хуш пеил, кәмтар вә
рәһимдил болуп, униң һаяти яхши мевиләр билән толған болиду. У йәнә айримчилиқ вә сахтипәзлик қилмайду.
18 Течлиқ издигүчиләр течлиқ уруғини чачиду вә униңдин адаләт мевисини алиду.