Айримчилиқ қилмаслиқ
1 Қериндашлирим, силәр улуқ Рәббимиз Әйса Мәсиһкә ишәнгән екәнсиләр, башқиларға икки хил көз билән қаримаңлар.
2 Силәрниң Худаға ибадәт қилидиған жиғилишиңларға қоллириға алтун үзүк селивалған, қиммәт баһалиқ кийимләрни кийивалған бир бай вә җул-җул кийинивалған бир кәмбәғәл кәлсә,
3 силәр бай кишигә «төргә чиқсила!», кәмбәғәлгә, «у йәрдә тур!» яки «төвәндә олтар!» десәңлар,
4 силәрниң бундақ охшимайдиған муамилиңлар нийитиңларниң яман екәнлигини ениқ көрситип бәрмәмду?
5 Қәдирлик қериндашлирим, қулақ селиңлар, Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни ишәнч җәһәттә бай қилиш һәм уларни Өзини сөйгәнләргә
беришкә вәдә қилған Падишалиғиға ериштүрүш үчүн таллиди.
6 Бирақ силәр кәмбәғәлләрни харлидиңлар. Силәрни әзгән вә сотқа сөригәнләр әмәлиятта байлар әмәсму?
7 Силәр мәнсүп болған Әйса Мәсиһниң алийҗанап намиға күпүрлүк қиливатқанлар йәнә шу байлар әмәсму?
8 Муқәддәс Язмилардики «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй» дегән әмиргә, йәни Худаниң Падишалиғиниң бу қануниға һәқиқий әмәл қилсаңлар, яхши қилған болисиләр. 9 Лекин башқиларға икки хил көз билән қарисаңлар, гуна қилған болисиләр. Чүнки силәр Худаниң әшу қануниға хилаплиқ қилдиңлар.
10 Әгәр бир киши Худаниң пүтүн қануниға әмәл қилдим дәп туруп, униңдики бирәр пәрманға хилаплиқ қилип қалса, у Худаниң нәзәридә пүтүн қанунға хилаплиқ қилған адәмгә охшаш гунакар һесаплиниду.
11 Худа «Нека садиқлиғини бузма» дегән һәм «Қатиллиқ қилмаму» дегән, шуңа, әгәр силәр нека садиқлиғини бузмисаңларму, лекин қатиллиқ қилған болсаңлар, йәнила пүтүн Тәврат қануниға хилаплиқ қилған билән тәң болисиләр.
12 Силәр силәрни гуна қилиштин әркин қилидиған қанун бойичә сорақ қилинисиләр, шуңа сөз-һәрикитиңлар бу қанунға уйғун болсун.
13 Чүнки силәр башқиларға рәһим қилмисаңлар, сорақ қилинғанда Худа силәргиму рәһим қилмайду. Башқиларға рәһим қилған болсаңлар, Худаниң җазасиға әмәс, рәһим қилишиға еришәләйсиләр.
Ишәнч вә әмәлият
14 Қериндашлирим! Әгәр бир киши ағзида: «Мән Әйса Мәсиһкә ишинимән», дәп туруп, уни өз әмәлиятида көрсәтмисә, униң немә пайдиси? У бундақ ишәнч билән қутқузулушқа еришәләмду?
15‑16 Әгәр қериндашлириңлардин бири ач-ялиңач қалса, униңға: «Худа қосиғиңни тоқ, кийимиңни пүтүн қилсун, аман бол!» дәп қоюпла, һаҗитидин чиқмисаңлар, буниң немә пайдиси?
17 Шуңа пәқәт ишәнч болупла, өз ишәнчигә мас келидиған әмәлияти болмиса, бундақ ишәнчниң һеч қандақ әһмийити йоқтур.
18 Лекин бәзиләр: «Мәндә ишәнч болсила болди» десә, бәзиләр: «Ишәнч билән әмәлият биргә болуши керәк», дәп өз ара талишиши
мүмкин. Мән әшу «Мәндә ишәнч болсила болди» дегүчиләргә: «Әгәр сениң әмәлиятиң болмиса, өз ишәнчиңни намайән қилалмайсән. Бирақ мән әмәлиятим арқилиқ өз ишәнчимни намайән қилалаймән», дәп җавап беримән.
19 Сән Худаниң бир екәнлигигә ишинимән десәңла купайә боламду? Худаниң бир екәнлигигә һәтта җинларму ишиниду һәм Униңдин қорқуп дир-дир титирәйду.
20 Әй надан! Әмәлияти йоқ ишәнчниң әһмийәтсиз екәнлигини қачанму биләрсән?
21 Худаниң әмригә бойсунуш үчүн әҗдадимиз Ибраһим өз оғли Исһақни қурванлиқ қилмақчи болған вә бу әмәлияти арқилиқ у Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланған әмәсму?
22 Демәк, униң әмәлияти униң ишәнчигә мас кәлгән. Шундақ қилип, униң ишәнчи әмәлияти арқилиқ толуқланди.
23 Буниң билән Тәвратта ейтилған: «Ибраһим Худаниң сөзлиригә ишәнди. Худа униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди»,
дегән сөз испатланди вә Ибраһим Худаниң дости дәп аталди.
24 Биз буниңдин шуни көрүвалалаймизки, Худа ишәнчила болуп әмәлияти болмиған адәмни әмәс, бәлки ишәнчи билән әмәлий һәрикити бирдәк болған адәмни һәққаний адәм дәп җакалайду.
25 Бу тоғрилиқ йәнә бир мисал бар. Паһишә аял Раһаб исраил чарлиғучилирини өз өйидә йошуруп, уларниң башқа йол билән қечип кетишигә
ярдәм бәргән әмәлий һәрикити үчүн һәққаний адәм дәп җакалиған әмәсму?
26 Роһи йоқ тән өлүк болғинидәк, әмәлияти йоқ ишәнчму өлүктур.