1 Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Яқуптин дунияниң нурғун җайлириға тарқалған Әйса Мәсиһкә
ишинидиған йәһудийларға салам. Ишәнч вә синақ
2 Қериндашлар, һәр хил синақларға дуч кәлгәндә, уни зор хошаллиқ дәп билиңлар.
3 Чүнки силәргә мәлумки, бундақ синақлар арқилиқ ишәнчиңлар синилип, чидамлиқ болисиләр.
4 Шуңа һәр қандақ синақларға бәрдашлиқ берип, чидамлиғиңларни йетилдүрүңлар. Шундақ қилсаңлар, Худаниң күткинидәк ишәнчидә пишқан, кам-котисиз адәмләрдин болисиләр.
5 Әгәр араңлардики бири синақларға дуч келип, уларни қандақ һәл қилишни билмәй қалса, Худадин әқил-парасәт тилисун. Шундила униңға еришиду. Чүнки Худа әқил-парасәт тилигән һәммә адәмгә мәртлик билән уни бериду. Худа уларниң бундақ тиләклири үчүн уларни әйиплимәйду.
6 Бирақ у әқил-парасәт тилигәндә, Худадин қилчиму гуманланмай, толуқ ишәнч билән тилиши керәк. Чүнки гуманланған киши худди деңиз долқуниға охшаш шамал чиқсила тәвринип кетиду.
7‑8 Бундақ киши өзиниң барлиқ ишлирида беқарар вә турақсиз келиду, шуңа бундақ адәм Худадин тилигән нәрсилиригә еришимән, дәп ойлимисун.
Намратлиқ вә байлиқ
9‑10 Намрат мәсиһийләр Худаниң алдида өзлириниң наһайити қиммәтлик екәнлигидин хошал болсун. Бай мәсиһийләр Худаниң өзлирини кәмтар тутқузғанлиғидин хошал болсун. Чүнки улар шуни билсунки, уларниң бу дуниядики һаяти худди явайи от-чөпләрдики
чечәкләрдәк тез ахирлишиду.
11 Күн қизиғанда бу от-чөпләр қуруп, уларниң чечәклири тозуп кетидудә, гөзәллиги йоқитилиду. Бай адәмләр худди шуниңға
охшаш өз һәләкчилигидә йоқилиду.
Синилиш вә аздурулуш
12 Синақларға сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ бәргән киши нәқәдәр бәхитлик, һә! Чүнки у синақтин өткәндин кейин, Худа Өзини сөйгәнләргә вәдә қилған мәңгүлүк һаят таҗиға муйәссәр болиду.
13Аздурулушқа дуч кәлгән адәм «Худа мени аздуруватиду», дәп ойлимисун. Чүнки Худа аздурулмайду һәм башқиларни аздурмайду.
14 Кимду-ким өз һәвәслириниң кәйнигә кирсә, у азиду.
15 Бундақ адәмниң һәвәслири уни гунаға башлайду. Гуна униңда өсүп йетилсә, уни мәңгүлүк өлүмгә елип бариду.
16 Шуңа, қәдирлик қериндашлирим, алдинип қалмаңлар!
17 Һәр қандақ есил вә кам-котисиз илтипат Худадин келиду. Асмандики пүткүл йоруқлуқларни яратқан Худа йоруқлуқтин пәйда
болған көләңгиләрдәк өзгиришчан әмәс.
18 Худа Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәттин ибарәт болған сөзи арқилиқ йеңи һаятқа ериштүрди.Буниң билән худди дәсләпки һосулниң мевиси Худаға аталғинидәк, биз мәсиһийләр пүткүл инсанлар ичидә тунҗа болуп Худаға аталдуқ.
Аңлаш вә иҗра қилиш
19 Қәдирлик қериндашлирим, шуни есиңларда тутуңларки, һәр ким аңлашта зерәк болсун, сөзләштә алдиримисун, асан ғәзәпләнмисун.
20 Чүнки ғәзәпләнсәңлар, Худани хурсән қилидиған һәққаний ишларни қилалмайсиләр.
21 Шуниң үчүн һәр хил ипласлиқларни вә барлиқ яман қилмишларни ташлаңлар. Қәлбиңларға селинған, силәрни қутқузалайдиған сөзни кәмтарлиқ билән өзләштүрүңлар.
22 Худаниң сөзини аңлап қойсамла болиду, дәп өзәңларни алдимаңлар. Әксичә уни иҗра қилғучилардин болуңлар.
23 Худаниң сөзини аңлап қоюпла, уни иҗра қилмиған киши худди әйнәккә қарап, йүзигә қара сүркәлгәнлигини көрсиму, уни
сүртүвәтмигән кишигә охшайду.
24 Бундақ киши әйнәктин жирақлашсила өз әптини унтуп қалиду.
25 Гуна қилиштин әркин қилидиған мукәммәл қанунни давамлиқ әстайидиллиқ билән үгәнгүчи аңлиғинини унтуп қалмай, бәлки уни иҗра қилса, у һәммә ишлирида бәхитлик қилиниду.
26 Өзини Худаға садақәтмән адәм дәп қариған, лекин тилини тизгинлимигән киши өзини өзи алдайду. Бундақ садақәтмәнликниң қилчә қиммити йоқтур.
27 Худа Атимизниң нәзәридики пак вә әйипсиз садақәтмәнлик болса қийинчилиқта қалған житим-йесир, ери өлүп кәткән
тул аялларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзимизни дунияниң булғишидин сақлаштур.