Байларни агаһландуруш
1 Һәй байлар, қулақ селиңлар! Бешиңларға келидиған палакәтләр үчүн дат-пәрият қилип жиғлаңлар.
2 Байлиғиңлар чирип кетиду, кийим-кечигиңларни күйә йәп кетиду. 3Алтун-күмүчлириңларни болса һаман дат басиду. Бу дат қиямәт күнидә шәхсийәтчилигиңларға гувалиқ берип, дозақта көйүшүңларға сәвәп болиду. Чүнки силәр бу ахир заманда байлиқ топлаш биләнла болуп кетиватисиләр.
4 Силәр етизлиғиңларда ишләватқанларниң иш-һәқлиригә һейлә- микир ишлитип кәлдиңлар. Улар үстүңлардин шикайәт қиливатиду. Силәргә һосул жиғип бериватқан бу кишиләрниң аһу-зари һәммигә қадир Худаниң қулиғиға йәтти.
5 Силәр бу дунияда баяшәт вә әйш-ишрәт ичидә яшаватисиләр. Қойлар боғузлинидиған күнгә қәдәр бодалғанға охшаш, силәрму қиямәт күнигә қәдәр өзәңларни бодаватисиләр.
6 Силәргә қарши чиққудәк күчиму болмиған гунасиз кишиләрни гунаға мәһкүм қилип, уларни өлтүрүп кәлдиңлар. Сәвир-тақәт вә дуа
7‑8 Шуңа, қериндашлар, Рәббимиз Әйса қайта келидиған күнгичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Деханлар мол һосул елиш үчүн баһар вә күз ямғурлирини сәвир-тақәт билән күткинигә охшаш, силәрму Әйса Мәсиһниң қайта келишини сәвир-тақәт билән күтүңлар.
Ирадәңлар мустәһкәм болсун, чүнки Рәббимиз Әйсаниң қайта келишигә аз қалди.
9 Қериндашлар, Худаниң җазасидин сақлиниш үчүн, бир-бириңлардин рәнҗимәңлар, сорақ Қилғучи келиш алдида туриду.
10 Худа әвәткән пәйғәмбәрләрниң азап-оқубәтләргә қандақ сәвир-тақәт қилғанлиғидин үлгә елиңлар.
11 Биз мана мошундақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнләрни бәхитлик һесаплаймиз. Аюпниң өз бешиға кәлгән һәр хил еғир
азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини, шундақла ахирида Худаниң униң һаятини қандақ яхши
орунлаштурғанлиғини билисиләр. Худа һәқиқәтәнму наһайити шәпқәтлик вә рәһимдилдур.
12 Қериндашлирим, әң муһими, қәсәм қилмаңлар! Асман, зимин вә башқа нәрсиләрниң нами билән қәсәм қилғучи болмаңлар. Җававиңлар
түзла «Һә-ә» яки «Яқ» болсун. Шундақ қилғанда, Худаниң җазасиға тартилмайсиләр.
13Араңларда җапа тартиватқан киши бар болса, у Худаға дуа қилсун.Хошал болуватқан киши бар болса, у Худаға мәдһийә нахшилирини
ейтсун. 14Ағриқ-силақлар бар болса, мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилирини чақиртип кәлсун. Улар Рәббимизниң нами билән бу
ағриватқанларниң бешиға яғ сүркәп дуа қилсун.
15 Рәббимиз толуқ ишәнч билән қилинған дуа арқилиқ ағриқни сақайтиду вә уни орнидин турғузиду. Әгәр бемар гуна қилған болса,
кәчүрүм қилиниду.
16 Шуңа шипалиқ тепиш үчүн өткүзгән гуналириңларни өз ара иқрар қилиңлар вә бир-бириңлар үчүн дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң
14. Бу йәрдики яғ сүркәшниң мәхсити, бемарға Худаниң ғәмхорлуғини әслитип, Худаниң уни сақайталайдиғанлиғиға болған ишәнчини
күчәйтиштин ибарәт. дуаси зор күч вә үнүмгә егидур.
17 Илияс пәйғәмбәрму бизгә охшаш адәм еди. У Исраилда ямғур яғмаслиқ үчүн садақәтмәнлик билән Худаға дуа қилған еди, нәтиҗидә үч
йерим жил ямғур яғмиди.
18 Кейин қайта ямғур йеғиш үчүн дуа қилған еди, ямғур йеғип, йәрму һосул бәрди.
19 Қериндашлирим, араңларда һәқиқәттин чәтнигән киши болса, уни һәқиқәткә қайтуруп әкелишкә тиришиңлар.
20 Шуни билиңларки, гунакар кишини һәқиқәткә қайтуруп әкәлгән адәм шу кишиниң мәңгүлүк өлүмдин қутулушиға вә нурғун гуналириниң
кәчүрүм қилинишиға сәвәпчи болиду.