Кона келишим дәвридики ибадәт
1 Кона келишим дәвридә ибадәт қаидилири вә инсанлар бәрпа қилған ибадәт җайи бар еди.
2 Ибадәт җайида бир чедир тикилгән болуп, униң муқәддәс җай дәп аталған бөлүмидә чирақдан, үстәл, үстәл үстидә болса Худаға һәдийә қилинған нанлар болатти.
3 У йәрдики пәрдиниң кәйнидә әң муқәддәс дәп аталған йәнә бир бөлүм бар еди.
4Алтун исриқдан вә пүтүнләй алтун билән қапланған келишим сандуғи у йәрдә еди. Сандуқниң ичидә алтундин ясалған, манна селинған комзәк, Һарунниң бихлиған һасиси вә пәризләр йезилған икки таш тахта бар еди.
5 Шан-шәрәплик «êерублар» «Меһир-шәпқәт тәхти» дәп аталған сандуқ ағзи үстигә орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти.
Әнди мән буларни техиму тәпсилий чүшәндүрүп олтармаймән.
6 Һәммә нәрсә мана шундақ орунлаштурулғандин кейин, роһанийлар чедирниң «Муқәддәс җай» дәп аталған бөлүмигә дайим кирип, ибадәт хизмитини қилатти. 7 Бирақ «Әң муқәддәс җай» дәп аталған иккинчи бөлүмгә пәқәт баш роһаний жилда бир қетимла кирәтти. Роһаний у йәргә өз гуналири вә хәлиқниң наданлиғи түпәйлидин өткүзгән гуналири үчүн аталған қурванлиқ қенини алмай кирмәтти.
8 Бу ибадәт хизмәтлириниң елип берилиши билән, Муқәддәс Роһ бизгә шуни көрситип бәрдики, ибадәт чедири, шундақла у вәкиллик қилған ибадәт хизмәтлири барла болидикән, әң муқәддәс җайға баридиған йол авам хәлиққә һәргиз ечилматти.
9 Мана булар һазирқи заман үчүн бир тәҗрибә савақтур. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, Худаға сунулған һәдийә вә қурванлиқлар
ибадәт қилғучини пак вижданлиқ қилалмайду.
10 Улар пәқәт һалал вә һарам йемәк-ичмәк вә бойини суға селиш рәсмийәтлири билән мунасивәтлик болуп, Худа йеңи тәртипни орнатқичә
күчкә егә болған сиртқи көрүнүш җәһәттики қаидә-низамлардур.
11 Лекин Әйса Мәсиһ болса гөзәл ишларни әмәлгә ашурған Баш Роһаний болуп, адәм қоли билән ясалмиған, бу дунияға мәнсүп
болмиған, асмандики техиму улуқ вә техиму мукәммәл ибадәт чедириға кирди.
12 У бу әң муқәддәс җайға өшкә яки мозайларниң қурванлиқ қенини әмәс, бәлки Өзиниң қурванлиқ қенини төкүш арқилиқ бирла қетим кирди. Мошундақ қилип, у инсанларниң гуналирини жуюп, инсанларни мәңгүгә азат қилди.
13 Кона келишим дәвридә өшкә вә буқиларниң қени һәм калиниң күли напакларниң учисиға сепилсә, улар сиртқи җәһәттә тазилинип пак болатти.
14 Ундақта, Әйса Мәсиһниң қеничу? У вижданимизни өлүмгә елип баридиған қилмишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! У Худаниң мәңгүлүк Роһи арқилиқ Өзини кам-котисиз қурванлиқ сүпитидә бизниң гуналиримиз үчүн Худаға атидиғу!
15 Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ Худа билән инсанлар оттурисида түзүлгән Йеңи келишимниң васитичисидур. У арқилиқ Худа тәрипидин
чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. Чүнки У уларни гуна қилиш сәвәвидин Кона келишим тәрипидин бәкитилгән мәңгүлүк өлүмдин ибарәт җазадин қутқузуш үчүн өлди.
16 Әгәр вәсийәт қалдурулса, вәсийәт қалдурғучи өлмигичә, вәсийәт күчкә егә болмайду.
17 Чүнки вәсийәт пәқәт өлүмдин кейин күчкә егә болиду. Вәсийәт қалдурғучи һаятла болса, вәсийитиниң һеч қандақ күчи болмайду.
18 Шуниң үчүн дәсләпки келишимму қан еқитилғандила, андин күчкә егә болған.
19 Муса пәйғәмбәр Тәврат қануниниң һәр бир әмрини пүткүл хәлиққә уқтурғандин кейин, мозай вә өшкиләрниң суға арилаштурулған қенини қизил жуң жипта бағланған марҗангүл билән қанун дәстүригә вә пүтүн хәлиққә сәпти.
20Андин у: «Бу қан келишим қенидур. У Худа әмәл қилишиңларға әмир қилған келишимни күчкә егә қилиду», деди.
21 У йәнә ибадәт чедириға вә чедирда қурванлиқ қилишқа ишлитилидиған пүткүл сайманларниң үстигә қан сәпти.
22 Дәрвәқә, Тәврат қануни бойичә һәммә нәрсә дегидәк қан билән паклиниду. Қурванлиқ қени төкүлмәй, гуналар кәчүрүм қилинмайду.
23 Шу сәвәптин асмандикигә тәхлит қилип ясалған бу нәрсиләр мошу усул билән паклиниши керәк еди. Бирақ асмандики нәрсиләр болса булардин көп яхши қурванлиқлар билән паклиниши керәк.
24 Шуңа Әйса Мәсиһ Худаниң һозурида болуп бизгә вәкиллик қилиш үчүн, асмандики ибадәт җайиға тәхлит қилинған, адәм қоли билән
ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки асманниң өзигә кирди.
25 У йәһудийларниң баш роһанийидәк, жилму-жил қурванлиқ қилинған һайванларниң қенини елип, әң муқәддәс җайға қайта-қайта киргини йоқ.
26 Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния яритилғандин бери Әйса Мәсиһниң қайта-қайта азап чекип қурван болушиға тоғра келәтти. Лекин Әйса Мәсиһ мана бу ахир заманда инсанларни гунадин азат қилиш үчүн, бир йолила оттуриға чиқип Өзини қурван қилди.
27 Һәммә адәмниң бир қетим өлүши вә өлгәндин кейин сораққа тартилиши бәкитилгән.
28 Шуниңдәк, Әйса Мәсиһму нурғун кишиләрниң гуналирини Өз үстигә елиш үчүн, бирла қетим қурван болди. У қайта кәлгәндә, инсанларниң гуналириниң төләмигә қурван болуш үчүн әмәс, бәлки Өзини күткәнләрни үзүл-кесил қутқузуш үчүн келиду.