Баш Роһанийимиз Әйса Мәсиһ
1 Ейтқанлиримниң асасий нуқтиси шуки: асмандики улуқ Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтиридиған бир Баш Роһанийимиз бар.
2 У әң муқәддәс җайда, йәни инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигаримиз Худа қурған һәқиқий ибадәт чедирида хизмәт қилмақта.
3 Һәр бир баш роһаний Худаға һәдийә вә қурванлиқлар сунуш үчүн тайинлиниду. Шуниң үчүн бизниң Баш Роһанийимизму Худаға бирәр нәрсә сунуши керәк еди.
4 Әгәр У йәр йүзидә болсиди, һәргиз роһаний болматти. Чүнки бу йәрдә Тәврат қануниниң тәливи бойичә Худаға һәдийә сунидиған
роһанийлар аллибурунла бардур.
5 Бу роһанийлар хизмәт қилидиған ибадәт чедири вә униңда қилинидиған хизмәтләр пәқәтла асмандики чедирниң вә униңда қилинидиған хизмәтләрниң көчүрүлмә нусхиси вә көләңгисидур. Дәрвәқә, Муса пәйғәмбәр дәл ибадәт чедирини қурмақчи болуватқанда, Худа униңға: «Буларниң һәммиси Мән саңа тағда көрсәткән нусха бойичә еһтият билән ясалсун», дәп агаһландурған.
6 Әйса Мәсиһкә берилгән роһанийлиқ вәзиписи болса, башқа роһанийларниңкидин көп үстүндур. Шуниңдәк, Худа билән инсанлар арисида У арқилиқ түзүлгән кейинки келишим дәсләпки келишимдин көп үстүндур. Чүнки бу келишим техиму яхши вәдиләр үстигә қурулған.
7 Әгәр дәсләпки келишим камчилиқсиз болса еди, кейинкисиниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти.
8 Лекин Худа Өз хәлқини әйипләп мундақ дегән: «Исраил вә Йәһудийә хәлиқлири билән Йеңи бир келишим түзидиған күнләр келиду.
9 Бу келишим Мән уларниң әҗдатлирини Мисирдин чиқириш үчүн, Уларниң қоллирини тутуп түзгән келишимдәк болмайду. Чүнки улар келишимимгә садиқ болмиди, Шуңа Мәнму улардин нәзәримни йөткидим.
10 У күнләрдин кейин, исраил хәлқи билән түзидиған келишимим мундақ:Қанунлиримни уларниң әқлигә салимән, Қәлбигә пүтимән. Мән уларниң Худаси болимән. Уларму Мениң хәлқим болиду.
11 Һеч кимниң өз жутдишиға, өз қериндишиға: ‹Пәрвәрдигарни тонуңлар ›, дәп әқил үгитишиниң һаҗити қалмайду. Чүнки гадайдин ханғичә һәммиси Мени тонуйду.
12 Яманлиқлирини кәчүримән, Гуналирини көңлүмдә сақлимаймән».
13 Демәк, Худа бу келишимни «Йеңи» дейиш арқилиқ бурунқисиниң вақти өткәнлигини көрсәтти. Вақти өткән, конириған нәрсә узун өтмәй йоқилиду.