Әйса Мәсиһниң бир қетимлиқ қурванлиғи
1 Тәврат қануни Әйса Мәсиһ кәлгүсидә елип келидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки униң көләңгисинила сүрәтләп бериду. Шу сәвәптин Тәврат қануни өзигә әмәл қилип, жилму-жил охшаш қурванлиқларни аташ арқилиқ Худаға ибадәт қилидиған адәмләрни һәргизму гуналиридин пак қилалмайду.
2 Әгәр пак қилалиған болса, қурванлиқ қилиш ахирлишаттидә, ибадәт қилғучиларму гуналиридин бирақла паклинип, виждани йәнә өз гуналири түпәйлидин азапланматти.
3 Һалбуки, у қурванлиқлар уларға өз гуналирини һәр жили әслитип туриду.
4 Чүнки буқа вә өшкиләрниң қени инсанларни гунадин һәргиз пак қилалмайду.
5 Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ дунияға кәлгәндә мундақ дегән: «Инсанлардин қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң, Лекин Мән үчүн бир тән
һазирлидиң.
6 Көйдүрмә қурванлиқ вә гуна үчүн сунулған башқа қурванлиқлардинму хурсән болмидиң.
7 Шуңа дедимки, ‹ Әй Худа, Сениң қанун дәстүрүңдә Мән тоғрилиқ йезилғинидәк, Сениң ирадәңни ишқа ашуруш үчүн кәлдим».
8 Әйса Мәсиһ алди билән Худаға: «Қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң. Көйдүрмә қурванлиқ вә гуна үчүн сунулған башқа қурванлиқлардинму хурсән болмидиң», дегән. Бу қурванлиқлар Тәврат қануниниң тәливи бойичә қилинсиму, У йәнила шундақ дегән.
9Андин кейин йәнә: «Сениң ирадәңни ишқа ашуруш үчүн кәлдим», дегән. Демәк, Худа кейинки қурванлиқни күчкә егә қилиш үчүн, бурунқи қурванлиқ қилиш қаидисини әмәлдин қалдурди.
10 Худаниң бу ирадиси бойичә Әйса Мәсиһниң Өз тениниң бир йолила қурван қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ.
11 Роһанийлар һәр күни қурванлиқ суписи алдида туруп, ибадәт хизмитини
қилиш үчүн гуналарни жуялмайдиған охшаш хилдики қурванлиқларни Худаға қайта-қайта суниду.
12 Бирақ бизниң Роһанийимиз болса Өзини қурван қилиш билән гуналарни жуйидиған бирла қетимлиқ, мәңгү инавәтлик қурванлиқни Худаға сунди. Андин У Худаниң оң йенида олтирип,
13 дүшмәнлириниң Өз айиғи астида тиз пүктүрүлүшини күтмәктә.
14 У мошу бир қурванлиқ билән өзини Худаға атиған кишиләрни Худаниң алдида мәңгү мукәммәл қилди.
15 Муқәддәс Язмиларда хатириләнгәндәк, Муқәддәс Роһму бу һәқтә бизгә гувалиқ бериду. У авал мундақ дәйду:
16 «У күнләрдин кейин, улар билән түзидиған келишимим мундақ: Қанунлиримни уларниң қәлбигә салимән, әқлигә қуйимән».
17Андин йәнә мундақ дәйду: «Уларниң гунайи вә яманлиқлирини Көңлүмдә қайта сақлимаймән».
18 Шуңа гуналар кәчүрүм қилинған екән, йәнә гуналар үчүн қурванлиқ қилишниң һаҗити қалмайду. Худаға йеқинлишайли
19 Шуниң үчүн, әй қериндашлар, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени арқилиқ асмандики әң муқәддәс җайға жүригимиз тоқ һалда кирәләймиз.
20 Чүнки Әйса Мәсиһ Өз тениниң қурван болуши арқилиқ асмандики ибадәтхана пәрдисидин өтүп, биздин авал у йәргә киргән болуп, у һаятлиққа йетәкләйдиған йеңи бир йолни бизгә ечип бәрди.
21 Худаниң аилисигә, йәни мәсиһийләр җамаитигә җавапкәр бир Баш Роһанийимиз болған екән,
22 мустәһкәм ишәнч вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли. Чүнки диллиримиз Әйса Мәсиһниң қениниң сепилиши билән виждан азавидин халас болған вә бәдинимиз пакиз су билән жуюлғандәк пакланған.
23 Башқилар алдида етирап қилған үмүтүмиздә иккиләнмәй чиң турайли. Чүнки вәдә бәргүчи Худа ишәнчликтур.
24 Меһир-муһәббәт көрситиш вә яхши иш қилиш үчүн бир-биримизни қандақ илһамландурушни ойлайли.
25 Бәзиләрдәк мәсиһийләр җамаитидә җәм болуш вә Худаға ибадәт қилиштин баш тартмайли. Әксичә дайим җәм болуп, бир-биримизни илһамландурайли.Болупму Әйса Мәсиһниң қайта келидиған күниниң аз қалғанлиғини билгән екәнмиз, техиму шундақ қилайли.
26 Һәқиқәтни тонуп туруп, йәнила қәстән гуна өткүзүвәрсәк, у чағда гуналар үчүн сунулидиған башқа бир қурванлиқ йоқтур.
27 Бизгә қалидиғини пәқәт сорақ вә Худа билән қаршилишидиғанларни өртәп түгитидиған ялқунлуқ отни қорқунуч ичидә күтүштур.
28 Тәврат қануниға хилаплиқ қилған киши икки яки үч гувачиниң испати болсила, кәңчилик қилинмай өлтүрүләтти.
29 Ундақта, бир киши Худа Оғлини дәпсәндә қилса, Худаниң келишимини күчкә егә қилған вә өзини паклиған қанға сәл қариса, өзигә шәпқәт қилған Муқәддәс Роһни һақарәт қилса, техиму еғир җазаға лайиқ болмамду?!
30 Чүнки Тәвратта: «Интиқам Мениң, җазасини Өзәм беримән» вә «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сораққа тартиду», дегүчиниң Худа екәнлигини билимиз.
31 Мәңгү һаят Худа тәрипидин җазаға тартилиш немә дегән қорқунучлуқ-һә!
32 Худа қәлбиңларни йорутқан әшу күнләрни есиңларда тутуңлар.
Шу вақитларда азап-оқубәтлик күрәшләргә бәрдашлиқ берип, ишәнчиңларда чиң турдуңлар.
33 Бәзидә хәлқиаләм алдида һақарәт вә харлинишларға учридиңлар. Бәзидә өзәңларға охшаш муамилигә учриғанлар тәрәптә турдуңлар.
34 Мәһбус мәсиһийләрниң дәрдигә ортақ болдуңлар. Мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму гөзәл, бақий байлиққа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән қобул қилдиңлар. 35 Шуниң үчүн җасаритиңларни йоқатмаңлар. Бу җасарәтниң мукапити интайин зордур.
36 Худаниң ирадиси бойичә иш қилип, Униң вәдә қилғанлириға муйәссәр болуш үчүн, сәвир қилишиңларға тоғра келиду.
37 Чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа мундақ дегән: «Кәлгүчи пат йеқинда келиду, кечикмәйду.
38 Мән ‹ Һәққаний › дегән адәм, ишәнчи билән яшайду. Әгәр у ишәнчидин янса, униңдин хурсән болмаймән».
39 Бирақ биз ишәнчидин йенип һалак болидиғанлардин әмәс, бәлки ишәнч қилип қутқузулушқа еришидиғанлардиндурмиз.