Худаниң Нуһ билән келишим түзүши
1 Худа Нуһ вә униң оғуллириға бәхит ата қилип мундақ деди:
—Силәр нәслиңларни көпәйтиңлар, уруқ-әвладиңлар
пүтүн дунияға тарқалсун.
2 Йәр йүзидики барлиқ чоң-кичик һайванатлар, учар қанатлар
вә белиқлар силәрдин қорқуп,
силәрниң башқурушуңларда болиду.
3 Бурун силәргә озуқлуқ үчүн көктатларни бәргинимдәк, әнди силәргә
һәммә һайванатларниму беримән.
4 Лекин силәр қени бар гөшни һәргиз йемәңлар, чүнки җан қандидур.
5 Буниңдин башқа, қан төкүлүш болса, чоқум һесап алимән. Һәр қандақ бир һайван адәм өлтүрсә, униңдинму һесап
алимән. Кимду-ким адәм өлтүрсә, униму өлүмгә мәһкүм қилимән.
6 Мән адәмни Өзәмгә охшайдиған қилип яраттим,
Шуниң үчүн кимки башқа бир адәмниң қенини төксә,
Униң қениму башқилар тәрипидин төкүлиду.
7Силәр нәслиңларни көпәйтиңлар. Силәрниң уруқ-әвладиңлар
пүтүн дунияни қаплисун.
8-10 Андин Худа Нуһ вә униң оғуллириға мундақ деди:—
Мән әнди силәр вә силәрниң уруқ-әвлатлириңлар билән
һәм йәр йүзидики барлиқ һайванатлар, йәни силәр билән биллә
кемидин чиққан һәр бир өй һайванлири, явайи һайванатлар вә учар
қанатлар билән келишим түзимән.
11 Силәргә вәдә беримәнки, пүткүл
җанлиқлар һәргиз топан билән қайта йоқитилмайду, йәр йүзини
харап қилидиған топан иккинчи кәлмәйду.
12-13 Мән силәр вә барлиқ җанлиқлар билән мәңгүлүк бир келишимни түздүм.
Бу келишимниң бәлгүси —асманда көрүнидиған һасан-һүсәндур.
14-15 Мәйли қачан болмисун, ямғурдин кейин асмандики булутлар арисида
һасан-һүсәнни көргинимдә, Өзәмниң силәр вә пүткүл җанлиқлар билән
түзгән келишимимни есимгә алимән. Топан барлиқ җанлиқларни
қайта йоқатмайду.
16 Һасан-һүсәнниң булутлар арисида пәйда болуши
Өзәмниң силәр вә йәр йүзидики пүткүл җанлиқлар билән түзгән
мәңгүлүк келишимимни есимгә кәлтүриду.
17 Һасан-һүсән Мениң барлиқ җанлиқлар билән түзгән келишимимниң бәлгүси болсун.
Нуһ вә униң оғуллири
18 Кемидин чиққан Нуһниң оғуллири: Сам, Һам вә Япәтләр
еди. (Һам қананлиқларниң бовиси.)
19 Дунияға тарқалған һәммә хәлиқләр Нуһниң бу үч оғлиниң әвлатлиридур.
20 Нуһ дехан болуп, үзүмзарлиқ йетиштүргән биринчи киши еди.
21 Бир қетим у шарап ичип мәс болуп қелип, кийим-
кечәклирини селиветип, чедирида ятатти.
22 Қананниң атиси болған Һам атисиниң қеп-ялиңачлиғини көрүп қелип,
бу ишни икки қериндишиға ашкарилап қойди.
23 Сам билән Япәт учисиға бир узун чапан йепинчақлап, чедирниң ичигә
кәйничә меңип кирип, чапанни атисиға йепип қойди. Улар йүзини
алди тәрәпкә қилип, атисиниң ялиңач тенигә қаримиди.
24 Нуһ ойғинип, кәнҗә оғли Һамниң қилғанлирини билип,
25 униң оғли Қананға ләнәт ейтип мундақ деди:«Қананға ләнәт яққай!
У қериндашлириниң әң төвән қули болғай.
26 Пәрвәрдигар -Сам етиқат қилған Худа мәдһийиләнгәй!
Қананниң әвлади Самниң әвладиға қул болғай.
27 Худа Япәтни гүлләп яшнатқай.Униң әвлади Самниң әвлади билән биллә
инақ яшиғай.Қананниң әвлади Япәтниң әвладиға қул болғай».
28 Топандин кейин Нуһ йәнә үч йүз әллик жил өмүр сүрди.
29 У тоққуз йүз әллик йешида аләмдин өтти.