Топан апитиниң ахирлишиши
1 Шундақ болсиму, Худа Нуһни вә кемидә униң билән биллә
болған барлиқ һайванатларни унтуп қалмиди. У йәр йүзидә
шамал чиқарған еди, су пәсийишкә башлиди.
2 Йәр астидики булақлар йепилип, асмандин йеғиватқан қаттиқ ямғурму тохтиған
еди.
3 Бир йүз әллик күн ичидә су аста-аста азайди.
4 Йәттинчи айниң он йәттинчи күни кемә Арарат тағ тизмилиридики
бир тағниң үстидә олтирип қалди.
5 Су давамлиқ пәсийип, онинчи айниң
биринчи күни тағ чоққилири көрүнүшкә башлиди.
6 Қириқ күндин кейин Нуһ деризисини ечип,
7 бир қарғини қоюп бәрди. Бу қарға таки йәрдики су қуруп кәткичә, кеминиң әтрапида
айлинип жүрди.
8 Шуниң билән бир вақитта Нуһ суниң йәр йүзидин
янған яки янмиғанлиғини билиш үчүн, бир кәптәрни қоюп бәргән еди.
9 Лекин йәр йүзини техичә су қаплап турғачқа, кәптәр қонғидәк
җай тапалмай қайтип кәлди. Нуһ қолини сунуп, уни тутуп
кемигә әкиривалди.
10 Йәнә йәттә күндин кейин у кәптәрни йәнә қоюп бәрди.
11 Кәчқурун һелиқи кәптәр тумшуғида йеңи зәйтун
йопурмиғини чишлигән һалда Нуһниң йениға қайтип кәлди. Нуһ
шуниңдин суниң йәр йүзидин асасий җәһәттин янғанлиғини билди.
12 Йәнә йәттә күндин кейин у кәптәрни йәнә қоюп бәрди. Бу қетим
кәптәр қайтип кәлмиди.
13 Нуһ алтә йүз бир яшқа киргән жили биринчи айниң биринчи
күни топан йәр йүзидин пүтүнләй йенип болди. Нуһ кеминиң
қапқиғини ечип, өп-чөрисигә қарап, йәр йүзиниң қурушқа
башлиғанлиғини көрди.
14 Иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни
йәр йүзи пүтүнләй қуруп болди.
15-16 Худа Нуһқа:—Аялиң, оғуллириң вә келинлириңни кемидин елип чиқ.
17 Йениңдики барлиқ мәхлуқлар, йәни учар қанатлар вә чоң-кичик
һайванатларни елип чиқ. Улар йәр йүзидә йәнә көпийип, зиминға
таралсун,— деди.
18 Шуниң билән Нуһ аяли, оғуллири вә келинлирини елип
кемидин чиқти.
19 Йәр йүзидики барлиқ җанлиқлар, йәни чоң-
кичик һайванатлар вә учар қанатлар өз түрлири билән топ-топ
болушуп, кемидин чиқишти.
Нуһниң Худаға қурванлиқ қилиши
20 Нуһ Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписини ясап, «һалал»
дәп бәкитилгән һайванат вә учар қанатларниң һәр түридин
таллап союп, қурванлиқ сүпитидә көйдүрүвәтти.
21 Пәрвәрдигар
қурванлиқтин мәмнун болуп, көңлидә: «Инсанларниң қилмишлири
үчүн йәргә қайта ләнәт ейтмаймән. Инсанларниң кичигидин тартип
нийитиниң пүтүнләй яманлиғини билимән. Шундақ болсиму,
йәр йүзидики барлиқ җанлиқларни һәргиз бу қетимқидәк қайта
йоқитивәтмәймән.
22 Йәр йүзи бир күн моҗут болса, униңда терим-
жиғим, иссиқ-соғ, қиш-яз, кечә-күндүзму моҗут болиду!»
— деди.