Топан апити
1 Пәрвәрдигар Нуһқа:—Бу дуниядики кишиләр арисида сениң бирдин-бир дурус
киши екәнлигиңни байқидим. Шуңа сән пүтүн аиләңдикиләрни
елип кемигә киргин.
2 Мән «һалал» дәп бәкиткән һайванатларниң
һәр хилиниң әркәк-чишисидин йәттә җүптин, «һарамлириниң» һәр
хилиниң әркәк-чишисидин бир җүптин еливал.
3 Учар қанатларниң һәр хилиниң әркәк-чишисидинму йәттә җүптин еливал. Шундақ
болғанда, топан ахирлашқандин кейин, һәр хил һайванат, учар
қанатлар һаят қелип, йәр йүзидә уларниң уруғи қайта көпийәләйду.
4 Өзәм яратқан пүткүл җанлиқларни йәр йүзидин пүтүнләй
йоқитиш үчүн, йәттә күндин кейин, уда қириқ кечә-күндүз қаттиқ
ямғур яғдуримән,—деди.
5 Нуһ Пәрвәрдигарниң буйруқлирини бир-бирләп иҗра қилди.
6 Топан йәр йүзини басқанда, Нуһ алтә йүз яшта еди.
7 У топан апитидин қутулуп қелиш үчүн, аяли, оғуллири вә келинлирини
елип кемигә кирди.
8-9 «Һалал» вә «һарам» дәп бәкитилгән һәр хил чоң-кичик
һайванатлар вә учар қанатларму Худаниң Нуһқа ейтқинидәк Нуһниң
алдиға келип, җүплири билән кемигә кирди.
10 Йәттә күндин кейин йәр йүзини топан бесишқа башлиди.
11 Нуһ алтә йүз яшқа киргән жили иккинчи айниң он йәттинчи
күни йәр астидики һәммә булақлар йерилип, асмандин челәкләп
қуйғандәк қаттиқ ямғур яғди.
12 Ямғур қириқ кечә-күндүз тохтимай давамлашти.
13 Дәл ямғур башланған күни Нуһ, аяли, Сам, Һам,
Япәттин ибарәт үч оғли вә келинлири кемигә кирди.
14 Һәр хил явайи һайванатларниң чоң-кичиклири, өй һайванлири вә учар
қанатлар,
15 җүмлидин, тиниғи бар пүткүл мәхлуқлар өз җүплири
билән Нуһниң алдиға бир җүптин келип, кемигә кирди.
16 Һаят кәчүрүватқан барлиқ җанлиқлар Худаниң әмри бойичә өз җүплири
билән кемигә киргәндин кейин, Пәрвәрдигар кеминиң ишигини
тақап қойди.
17 Ямғур қириқ күн давамлашти. Топан улғайғансири кемә йәрдин
көтирилди.
18 Су техиму егизләп, кемә су йүзидә ләйләп қалди.
19 Топан йәр йүзини қаплап, һәтта егиз тағ чоққилириму көрүнмәй қалди.
20 Су өрләп таки әң егиз тағ чоққилиридин йәттә метр егизләп кәткичә
давамлашти.
21 Нәтиҗидә йәр йүзидики һаят кәчүрүватқан пүткүл
җанлиқлар, йәни һәр қандақ учар қанатлар, чоң-кичик һайванатлар
вә инсанлар пүтүнләй йоқитилди.
22 Демәк, йәр йүзидики һаятлиқ
нәпәси бар болғанларниң һәммиси өлди.
23 Худа йәр йүзидики һәммә
җанлиқларни, йәни инсанлар, чоң-кичик һайванатлар вә учар
қанатларни йоқатти. Пәқәт Нуһ билән униң кемисидики җанлиқларла
һаят қалди.
24 Топан йәр йүзини бир йүз әллик күн басти.