Нуһниң үч оғлиниң әвлатлири
1 Нуһниң оғуллири Сам, Һам, Япәтләрниң әвлатлири төвәндикичә:
Топандин кейин у үчидин пәрзәнтләр төрәлди.
2 Япәтниң оғуллири: Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә
Тираслар еди.
3 Гомәрниң оғуллири: Ашкиназ, Рифат вә Тогармаһлар еди.
4 Яванниң оғуллири: Әлиша, Таршиш, Киттим, Роданимлар еди.
5 Улар деңиз бойлирида вә аралларда яшайдиған милләтләрниң
атиси болди. Япәтниң әвлатлири өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә
яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.
6 Һамниң оғуллири: Куш, Мисир, Ливийә вә Қананлар еди.
7 Кушниң оғуллири болса: Сиба, Һавилаһ, Сабита, Раами вә Сәбитикаһлар еди.
Рааминиң оғуллири болса: Шиба вә Деданлар еди.
8 Кушниң Нимрод исимлиқ бир оғли болуп, у йәр йүзидики әң
күчлүк батурға айланди.
9 У Пәрвәрдигарниң алдида батур очи
болған еди. Шуңа кишиләр арисида «Пәрвәрдигар сени Нимродтәк
батур очи қилсун!» дегән сөз тарқалған еди.
10 Дәсләптә униң падишалиғи Бабил, Әрәк, Акад, Калнеһ дегән җайларни өз ичигә
алатти. Бу төрт җай Бабилонда еди.
11-12 У бу йәрдин Ассур райониға кәңийип, Нинәви, Риһубот-Ир, Калах вә Рәсән
дегән шәһәрләрни бена қилди. Рәсән шәһири Нинәви билән Калах шәһириниң
оттурисида болуп, у чоң шәһәр еди.
13 Мисирниң әвлатлири: лудлар, анамийлар, леһабийлар, нафтуһийлар,
14 патруслар, каслуһийлар вә критлар еди. Филистинликләр
болса, каслуһийларниң кейинки әвлатлири еди.
15 Қананниң тунҗа оғлиниң исми Сидон еди, йәнә бир оғлиниң
исми Хит еди. Уларниң исимлири кейин һәр милләтләрниң
намлириға айлинип, улар шу милләтләрниң бовилири болди.
16 Қанан йәнә йәбуслар, аморлар, гиргашлар,
17 һивилар, аркийлар, синдийлар,
18 арвадийлар, симарийлар вә һаматийларниң бовиси болди.
Кейин қананлиқларниң қәбилилири наһайити кәң тарқалди.
19 Уларниң зимин чегариси Сидонниң җәнубидин Гирарниң
йенидики Газа шәһиригичә, шәриқтә Содом, Гомора, Адма вә
Сибоимниң йенидики Лаша шәһиригичә созулатти.
20 Һамниң бу әвлатлири һәр қайсиси өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз
тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.
21 Сам Япәтниң акиси болуп, у әбәрләрниң атиси болди.
22 Самниң оғуллири Елам, Ассур, Арпахшад, Лод вә Аррам еди. Уларниң
исимлири кейин һәр милләтләрниң намлириға айлинип, улар шу
милләтләрниң бовилири болди.
23 Аррамниң оғуллири: Ус, Һул, Гәтәр вә Машлар еди.
24 Арпахшад Шалаһниң атиси, Шалаһ болса Әбәрниң атиси еди.
25 Әбәрдин икки оғул төрәлди. Бириниң исми Пәләг еди, чүнки
у яшиған дәвирдә инсанлар бөлүнүшкә башлиди. Йәнә бириниң
исми Йоқтан еди.
26 Йоқтанниң оғуллири: Алмодад, Шәләп, Хазармавит, Йәраһ,
27 Һадорам, Узал, Диклаһ,
28 Обалий, Абимаел, Шиба,
29 Офир, Һавилаһ вә Йобаблар еди. Мана буларниң һәммиси Йоқтанниң
оғуллири болуп,
30 улар Мешадин Сәффарниң шәриқ тәрипидики
таққичә болған җайларда яшатти.
31 Самниң жуқурида тилға елинған әвлатлириниң һәр қайсиси өз қәбилилири вә
дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған
милләтләрдин болуп қалди.
32 Жуқуридикиләр Нуһниң әвлатлиридур. Булар өз зиминидики
һәр бир қәбилиләр бойичә хатириләнгән. Топандин кейин дуниядики
пүтүн милләтләр Нуһниң оғуллиридин тарқалди.
---------------------------------------------------------------------------------
1.Нуһниң әвлатлириниң исимлири кейин һәр милләтниң намлириға айлинип, улар
шу милләтниң бовиси болди. Улар турған йәрләрму шуларниң нами билән аталди.
25.Пәләг—ибраний тилидики «бөлүнүш» дегән сөз билән аһаңдаш