Худаниң тилни көп тилларға бөлүветиши
1 Дәсләптә йәр йүзидә бирла тил бар еди, инсанлар пәқәт шу тилдила сөзлишәтти.
2 Улар шәриқ тәрәпкә көчүватқинида, Бабилондики бир түзләңликкә келип орунлашти.
3 Улар өз ара:—Хиш қуюп, отта пиширайли!—дәп мәслиһәтләшти.
Буниң билән улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға
қара май ишлитидиған болди.
4 Андин улар:—Бир шәһәр бена қилайли! Шәһәрдә асманға тақашқидәк бир
мунара ясап, өз намимизни чиқирип, тәрәп-тәрәпкә тарқилип
кетишимиздин сақлинайли!—дейишти.
5 Пәрвәрдигар инсанларниң бена қиливатқан шәһәр вә мунарини көргили чүшти.
6 Пәрвәрдигар:—Улар бирлишип бир җамаәт болуп, бир тилда сөзлишидикән.
Бу пәқәтла улар қилмақчи болған ишниң башлиниши! Буниңдин
кейин улар немә қилишни халиса, шуни қилалайду.
7 Биз чүшүп, уларниң тилини қалаймиқанлаштуруветип, уларни бир-бириниң
мәхситини уқалмайдиған қилип қояйли,—деди.
8 Буниң билән Пәрвәрдигар уларни пүтүн дунияға тарқитивәтти.
Улар шәһәр бена қилиш қурулушини тохтатти.
9 Шуңа бу шәһәрниң нами Бабил дәп аталди. Чүнки Пәрвәрдигар у йәрдә
инсанларниң тиллирини қалаймиқанлаштуруветип, уларни дунияниң һәр қайси
җайлириға тарқитивәткән еди.Самниң әвлатлири
10 Самниң әвлатлири төвәндикичә: Топан өтүп иккинчи жили
Сам йүз йешида Арпахшадни тапти.
11Кейин у йәнә бәш йүз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
12 Арпахшад оттуз бәш йешида Шалаһни тапти.
13 Кейин у йәнә төрт йүз үч жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
14 Шалаһ оттуз йешида Әбәрни тапти.
15 Кейин у йәнә төрт йүз үч жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
16 Әбәр оттуз төрт йешида Пәләгни тапти.
17 Кейин у йәнә төрт йүз оттуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
18 Пәләг оттуз йешида Рағуни тапти.
19 Кейин у йәнә икки йүз тоққуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
20 Рағу оттуз икки йешида Серухни тапти.
21 Кейин у йәнә икки йүз йәттә жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
22 Серух оттуз йешида Наһорни тапти.
23 Кейин у йәнә икки йүз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
24 Наһор жигирмә тоққуз йешида Тәраһни тапти.
25 Кейин у йәнә бир йүз он тоққуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
26 Тәраһ йәтмиш жил өмүр сүрүп, Ибрам, Наһор вә Һаранларни тапти.
Тәраһниң әвлатлири
27 Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: Тәраһ Ибрам, Наһор вә
Һаранларни тапти. Һаран болса, Лутни тапти.
28 Һаран калданиларниң зимини болған өз жути Ур шәһиридә атиси Тәраһтин бурун аләмдин
өтти.
29 Ибрам Сараһқа өйләнди, Наһор болса Һаранниң қизи
Милкаға өйләнди. Һаранниң йәнә Искаһ дегән балисиму бар еди.
30 Сараһ туғмас болғачқа, пәрзәнт көрмигән еди.
31 Тәраһ оғли Ибрамни, нәвриси Лутни (Һаранниң оғли) вә келини,
йәни Ибрамниң аяли Сараһни елип, калданиларниң зимини болған
Ур шәһирини қалдуруп, Қанан дегән районға кәтмәкчи еди. Бирақ
улар Һаран дегән шәһәргә кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди.
32 Тәраһ икки йүз бәш жил өмүр сүрүп, Һаранда аләмдин өтти.
---------------------------------------------------------------------------
9. Бабил —ибраний тилидики «қалаймиқанчилиқ» дегән сөз билән аһаңдаш.