Худаниң Ибраһимни таллиши
1 Пәрвәрдигар Ибрамға мундақ деди: —Сән жутуңдин чиқип, атаң вә башқа уруқ-җамаитиңдин
айрилип, Мән көрсәтмәкчи болған йәргә барғин.
2 «Мән сениң уруқ-әвладиңни көпәйтип,Уларни бир чоң хәлиқ қилимән.
Мән саңа бәхит ата қилип, намиңни улуқ қилимән.Шундақ қилип, кишиләр сән арқилиқ бәхит тапиду.
3 Саңа бәхит тилигәнләргә бәхит ата қилимән,Саңа ләнәт ейтқанларға ләнәт яғдуримән.
Сән арқилиқ һәммә милләтләргә бәхит ата қилимән!»
4 Ибрам йәтмиш бәш йешида Пәрвәрдигарниң йол-йоруғи билән Һаран шәһиридин кәтти, Лутму
униң билән биллә кәтти.
5 Ибрам аяли Сараһ билән җийәни Лутни вә өзлириниң Һаран шәһиридә тапқан
байлиғи вә қуллирини елип, Қанан райониға қарап йол алди. Улар Қанан тәвәсигә киргәндин кейин,
6 сәпирини давамлаштуруп, Шәкәм шәһиригә йеқин Морәһ дегән җайдики чоң бир емән дәриғиниң
йениға кәлди. У чағда қананлиқлар шу зиминда яшавататти.
7 Пәрвәрдигар Ибрамға көрүнүп, униңға:— Мана бу зиминни сениң әвладиңға тәғдим қилимән,—деди.
Шуңа Ибрам у йәрдә өзигә көрүнгән Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписини ясап, ибадәт қилди.
8 Кейин у җәнупқа йөткилип, Бәйтәл шәһириниң шәрқидики тағлиқ районға барди. Ғәрип тәрипи
Бәйтәлгә, шәриқ тәрипи Ай дегән җайға тутишидиған бу җайға орунлишип, у йәрдиму бир қурванлиқ суписини ясап, Пәрвәрдигарға ибадәт қилди.
9 Кейин у аста-аста Қананниң җәнубидики Негиб райониға йөткәлди.Ибрамниң Мисирға бериши
10 Қананда ачарчилиқ йүз берип, әһвал интайин еғир еди. Шуниң үчүн Ибрам Мисирға берип,
у йәрдә вақитлиқ турмақчи болди.
11 Улар Мисирға киришкә аз қалғанда, Ибрам аяли Сараһқа:—Сән бир гөзәл аял.
12 Мисирлиқлар сени көрсә, җәзмән мениң аялим екәнлигиңни билип, сени һаят қалдуруп, мени өлтүрүветиду.
13 Сән уларға өзәңни мениң сиңлим дегин. Шундақ десәң, улар сени дәп, мени өлтүрмәй,
маңа яхши муамилә қилиду,—деди.
14 Ибрам Мисирға киргән вақтида, мисирлиқлар дәрвәқә униң
аялиниң гөзәллигини байқиди.
15 Ордидики бир нәччә әмәлдар уни көрүп, падиша алдида униң гөзәллигини тәриплигән еди.
Шуниң билән Сараһ ордиға елип кирилди.
16 Падиша Сараһниң сәвәвидин Ибрамға яхши муамилә қилди.
Униңға нурғун кала, қой, ешәк, төгә вә әр-аял қулларни соға қилди.
17 Лекин падиша Ибрамниң аяли Сараһни елип кәткәнлиги үчүн,
Пәрвәрдигар падишаға вә униң ордисидикиләргә апәт яғдурди. Улар қорқунучлуқ кесәлгә гириптар болди.
18 Буни сәзгән падиша Ибрамни чақиртип, униңға:—Бу маңа немә қилғиниң? Немишкә
Сараһниң өз аялиң екәнлигини ейтмидиң?
19 Немишкә уни сиңлим дедиң? Шундақ дегиниңни аңлап, мән уни алдим. Аялиң мана!
Уни елип кәт!— деди.
20 Буниң билән падиша өз әмәлдарлириға Ибрамни чегаридин
чиқириветишкә әмир қилди. Улар уни аяли вә униңға мәнсүп
болған һәммә нәрсилири билән қошуп йолға салди.
----------------------------------------------------------------------------------
1 Ибрам —Худа кейин «Ибраһим» дәп исим қойған пәйғәмбәр.