Яқупниң дәпнә қилиниши
1 Йүсүп атисиниң җәсидигә өзини ташлап, һәсрәт билән жиғлап, униң үзини сөйди.
2 Кейин Йүсүп қол астидики тевиплириға атисиниң җәсидини момлашни буйриди.
3 Улар адәтлири бойичә қириқ күн ичидә җәсәтни чириштин сақлаш хизмитини тамамлиди.
Мисирлиқлар униңға йәтмиш күн матәм тутти.
4 Қарилиқ тутуш мәзгили өткәндин кейин, Йүсүп падишаниң әмәлдарлириға: — Еғир көрмисәңлар,
падишаға мундақ дәңлар:
5Атам җан үзүш алдида мени өзини Қананда тәйярлап қойған йәрликкә қоюшумға қәсәм қилдурған
еди. Шуниң үчүн маңа рухсәт бәрсә, у йәргә берип атамни дәпнә қилип кәлсәм, — деди.
6 Падиша униңға: — Барсун, атисиға бәргән қәсими бойичә дәпнә қилсун, — дәп
җавап қайтурди.
7 Буниң билән Йүсүп атисини дәпнә қилғили кәтти. Падишаниң барлиқ хизмәткарлири,
орда әмәлдарлири вә Мисирдики көзгә көрүнгән әрбаплар Йүсүп билән биллә беришти.
8 Йүсүпниң пүтүн аилиси, қериндашлири вә атисиниң җамаәтлириму униң билән биллә барди,
пәқәт Йүсүпниң кичик балилири вә қой-калилирила Гошәндә қалған еди.
9 Униң билән биллә барғанларниң ичидә йәнә җәң һарвулириға олтарғанлар вә атлиқларму
бар еди. Шундақ қилип, улар гоя чоң бир қошундәк болди.
10 Улар Иордан дәриясиниң нерисидики Атад дегән йәрдики хаманға кәлгәндә, қаттиқ жиға-зар
қилишти. Йүсүпләр у йәрдә йәттә күн һаза тутти.
11 Буни көргән қананлиқлар: «Мисирлиқларниң дәпнә мәрасими немә дегән дағдуғилиқ»,
дейишкән еди. Шуңа бу йәргә Абел-Мизраим дәп нам қоюлди.
12 Шундақ қилип, Яқупниң оғуллири атисиниң тапшуруғи бойичә
13 униң җәсидини Қананға апирип, Мамрәниң шәрқидики Макпелаһ
14 Йүсүп атисини дәпнә қилип болуп, өз қериндашлири вә дәпнә мәрасимиға қатнашқан барлиқ
кишиләр билән биллә Мисирға қайтип кәлди. Йүсүпниң қериндашлирини хатирҗәм қилиши
15 Йүсүпниң атиси өлгәндин кейин, униң қериндашлири: «Әгәр Йүсүп көңлидә бурун униңға
яманлиқ қилғинимиз үчүн адавәт сақлап, биздин интиқам алимән десә, қандақ қилимиз?» дәп
ойлашқан еди.
16 Шуңа улар бир киши арқилиқ Йүсүпкә: — Атимиз җан үзүш алдида,
17 бизгә саңа буни ейтип қоюшимизни тапилиған: «Акилириң саңа яманлиқ қилип қойди.
Уларниң гунайини кәчүрүм қиливәт». Шуниң үчүн сәндин бизниң хаталиғимизни кәчүрүм қилишиңни
сораймиз. Биз болсақ, атаң ибадәт қилған Худаниң хизмәткарлири, — дәп сөз йәткүзди.
Йүсүп бу сөзни аңлап жиғлавәтти.
18Андин Йүсүпниң қериндашлири униң алдиға берип, беши йәргә тәккичә тазим қилип,
мундақ деди: — Биз сениң қулуң болайли!
19 Йүсүп уларға:— Қорқмаңлар! Мән һөкүм қилип җазалайдиған Худа әмәсмән!
20 Силәр әслидә маңа зиянкәшлик қилмақчидиңлар, лекин Худа нурғун кишиләрниң һаятини
сақлап қелиш үчүн, яман ишиңларни яхши ишқа айландурди. Бүгүн мана шунчә нурғун
кишиләр һаят қалди.
21 Силәр қорқмаңлар. Мән чоқум силәргиму, пәрзәнтлириңларғиму ғәмхорлуқ қилимән, — деди.
Йүсүп қериндашлириға меһриванлиқ билән тәсәлла берип, уларни хатирҗәм қилди.
Йүсүпниң аләмдин өтүши
22 Йүсүп вә униң атисиниң уруқ-җамаити Мисирда олтирақлишип қалған еди. Йүсүп бир йүз
он йешида аләмдин өтти.
23 Униң өмри шунчилик узун болдики, у һәтта оғли Әфраимниң үчинчи әвладини
көрүшкә муйәссәр болған. Йүсүп Манассәниң оғли Макирниң оғуллириниму өз қойниға алған.
24 У қериндашлириға: Мән аләмдин өтүшкә аз қалдим. Худа чоқум силәргә көңүл
бөлүп, силәрни бу йәрдин елип, Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа вәдә қилип бәрмәкчи болған
зиминиға башлап бариду, — деди.
25 Йүсүп қериндашлириға йәнә: — Худа силәргә ғәмхорлуқ қилип, силәрни у йәргә елип кәткән
вақитта, мениң җәсидимни биллә елип кетишкә мениң алдимда қәсәм қилиңлар! — деди.
26 Йүсүп бир йүз он йешида Мисирда аләмдин өтти. Улар униң җәсидини чириштин сақлаш
үчүн момлап, сандуққа селип қойди.