Яқуп оғуллирини алдиға чақирип, уларға мундақ деди:
1 — Һәммиңлар алдимға келиңлар, силәргә дуч келидиған ишларни ейтип қояй!
2 «Әй оғуллирим, һәммиңлар келип қулақ селиңлар. Атаңлар Исраилниң сөзлирини көңүл қоюп тиңшаңлар.
3 Әй Рубен, сән тунҗа оғлумсән, Сән күч-қудритимсән! Чоң болуп тапқан тунҗа оғлумсән,
Оғуллирим ичидә әң ғурурлуғи вә күчлүги сән.
4 Бирақ сән кәлкүндәк еқип, тутуқ бәрмидиң! Сән кичик хотунум билән бир орунда йетип,
Көрпәмни булғиғачқа, әнди улуқ киши болалмайсән.
5 Шимон билән Лавий иттипақдаш болуп, Уларниң қиличлири рәһимсизлик қилди.
6 Қошулмаймән уларниң яман нийитигә, Қатнашмаймән уларниң сүйиқәстлик планиға,
Чүнки улар дәрғәзәптә адәм өлтүрүп, Буқиларниң сиңирини халиғиничә кәсти.
7 Яғсун ләнәтләр уларниң ғәзивигә,Шундақла рәһимсиз өчмәнлигигә.
Тарқитиветәрмән, чечиветәрмән уларни Исраилларниң арисиға.
8 Әй Йәһуда, қериндашлириң сени махтар.Сән дүшмәнниң гелини сиқарсән.
Қериндашлириң сениң алдиңда баш қояр.
9 Йәһуда дүшминигә яш ширдәк етилиду, Уни мәғлуп қилип, қайтип келиду угисиға.
Созулуп ятса угисида, Кимму униңға тегишкә җүръәт қилар?
10 Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни.
Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға, Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.
11 Һәдди-һесапсиз бай болғанлиғидин у, Ғаҗап қоюшиға қаримай тәхийиниң,
Бағлап қояр уни әң яхши үзүмгә. Бағлап қояр хотигини үзүм шехиға.
Кийимлирини жуяр үзүм шаравида, Есил тонини жуяр үзүм шәрбитидә.
12 Униң көзлири үзүм шаравидин қара. Чишлири сүттинму ақ.
13 Зәбулун турар деңиз бойида, У йәр кемә порти болар, Зимини Сидон тәрәпкә созулар.
14 Иссакар гоя күчлүк ешәк болуп, Еғилниң ичидә ятар.
15 Көргәндә у дәм елиш орниниң яхшилиғини Вә йеридин һосул көп чиқидиғанлиғини,
Артип жүкниң еғирини мүрисигә, Қул болуп, җапалиқ ишқа мәҗбур болар.
16 Дан исраил қәбилисидин бири болар, У өз хәлқигә адил һөкүм қилар.
17 У иландәк йол бойлирида, Зәһәрлик иландәк чиғир йолларда, Чеқип атниң туйиғини,
Арқисиға жиқитар атлиқларни.
18 Әй Пәрвәрдигарим, қутқузушуңни күтмәктимән!
19 Гад қарақчиларниң һуҗумиға учрар. Лекин у кәйнидин һуҗум қилип, зәрбә берәр.
20 Ашерниң зимини худди мол ашлиқ амбири болуп, Падишаларни у тәминләр хас ләззәтлик
тамақлири билән.
21 Нафтали әркин ана кейиктур, У туғар сөйүмлүк бала кейикләрни.
22 Йүсүп мевилик дәрәқтур. У булаққа йеқиндур. Униң шахлири һалқип өтәр тамдин.
23 Шиддәтлик һуҗум қилар дүшмән очилири униңға, Оқ-ялар дәһшәтлик етилар униңға,
24 Лекин униң оқ-яри мәзмут йәнила, Униң қоллири күчлүк йәнила. Таянғачқа у Яқуп етиқат қилған
қадир Худаға, Йәни исраилниң Падичисиға, Қорам Тешиға.
25 Атаң ибадәт қилған Худа саңа ярдәм қилар, Һәммигә қадир Худа сени бәхитлик қилар.
У саңа хасийәтлик ямғур яғдуруп, Йәрдики булақларни тәғдим қилар.
Ат-калилириңни һәм авутуп, Әвлатлириңни көп қилар.
26 Атаң Худадин еришкән бу бәхит, Қедимки тағ чоққилиридинму, Идирлиқлардики байлиқлардинму
бүйүктур. Мана бу бәхит-саадәт Йүсүпниң бешиға, Йәни қериндашлиридин талланғиниға қонар.
27 Бинямин гоя жиртқуч чилбөрә. У әтигәнлиги тутқинини ялмап, Кечиси олҗиларни бөләр».
28 Исраилниң бу он икки оғли Исраил хәлқиниң он икки қәбилисиниң бовилири болди. Бу сөзләр
Яқупниң һәр бир оғлиға қилған лайиқ хәйирлик дуасидур.
Яқупниң вапати
29 Яқуп оғуллириға мундақ дәп тапилиди: — Әҗдатлиримниң қешиға кетидиғанға аз қалдим. Силәр мени ата-бовилиримниң йениға, йәни хитлардин болған Әфронниң етизлиғидики өңкүргә дәпнә қилиңлар.
30 Бу өңкүр Қанандики Мамрәниң шәриқ тәрипидики Макпелаһ йезисида болуп, Ибраһим
у өңкүр билән йәрни хитлардин болған Әфрондин йәрлик қилиш үчүн сетивалған еди.
31 Ибраһим вә аяли Сарә у йәргә қоюлған. Исһақ вә аяли Рибәқаму у йәргә қоюлған. Мән
Леяһниму у йәргә дәпнә қилдим.
32 У йәр билән өңкүр хитлардин сетивелинған болуп, силәр мени шу йәргә қоюңлар.
33 Яқуп оғуллириға бу сөзләрни қилғандин кейин, йетипла нәпәси тохтап, әҗдатлириниң қешиға кәтти.