Яқупниң Әфраим вә Манассәгә хәйирлик дуа қилиши
1 Бир мәзгилдин кейин Йүсүпкә атисиниң ағрип қалғанлиғи тоғрисидики хәвәр
йәтти. Шуңа Йүсүп икки оғли Манассә билән Әфраимни елип, атисиниң йениға
барди.
2 Яқуп оғли Йүсүпниң кәлгәнлигини аңлап, ятқан орнидин күчиниң баричә
күчәп туруп, аран олтарди.
3 Яқуп Йүсүпкә: — Һәммигә қадир Худа Қанандики Луз дегән йәрдә маңа көрүнүп, маңа
бәхит ата қилған еди.
4 У маңа: «Мән сениң әвлатлириңни көпәйтип, уларни нурғун милләт қилимән вә
бу зиминни сениң әвлатлириңға мәңгү зиминлиққа беримән» дегән еди, — деди.
5 Яқуп йәнә: — Әй Йүсүп, мән Мисирға кәлмәй туруп, сән бу йәрдә икки оғул
тепипсән. Бу икки оғул, йәни Әфраим билән Манассә, Рубен билән Шимонға охшаш
мениң оғуллирим һесаплансун.
6 Башқа бала тапсаң, өзәңниң болсун. Улар кәлгүсидә мирасхорлуқ қилидиған йәр
Әфраим билән Манассәниң зимини ичидә болсун.
7 Бундақ қилишимдики мәхсәт, анаң Раһиләниң сәвәвидиндур. Мән Паддан-Аррамдин
қайтип кәлгинимдә, анаң Қанан районидики Әфратаға баридиған йол бойида мени
һәсрәттә қалдуруп вапат болди. Мән уни шу йәрдила дәпнә қилған едим, — деди.
(Әфрата һазир Бәйтләһәм дәп атилиду.)
8 Исраил Йүсүпниң оғуллирини көрүп:— Бу балилар ким? — дәп сориди.
9 Йүсүп:— Мениң оғуллирим. Мән Мисирға кәлгәндин кейин, Худа маңа
бәргән балилар, — дәп җавап бәрди.Исраил йәнә:— Уларни йенимға әкәл, уларға дуа
қилай, — деди.
10 Исраил қерип кәткәнлиги үчүн, көзи торлишип, яхши көрмәтти. Йүсүп балилирини
униң алдиға елип кәлди. Исраил уларни қучақлап, сөйүп қоюп,
11 Йүсүпкә: — Әсли сени қайта көримән, дәп ойлимиған едим. Мана әнди
Худа маңа сениң оғуллириңниму көрсәтти! — деди.
12 Йүсүп Исраилниң тизидин икки оғлини йәргә чүширип, өзи атисиниң алдида беши
йәргә тәккидәк егип тазим қилди. 13 Йүсүп Әфраимни Исраилниң сол йениға,
Манассәни оң йениға турғузди.
14 Лекин Исраил икки қолини алмаштуруп, оң қолини кичик нәвриси Әфраимниң бешиға,
сол қолини чоң нәвриси Манассәниң бешиға қоюп,
15 Йүсүпкә бәхит тиләп, мундақ дуа қилди: «Бовилирим Ибраһим билән Исһақ йеқин
әгәшкән Худа Бу икки нәврәмни бәхитлик қилғай. Мени бүгүнгичә йетәкләп кәлгән Худа
Уларға бәхит ата қилғай.
16 Мени пүтүн бала-қазалардин қутқузған периштә Уларға бәхит ата қилғай. Мениң намим,
ата-бовам Ибраһим билән Исһақниң нами Бу балилар арқилиқ мәңгү давамлашқай.
Улар нурғун әвлатлиқ болуп, йәр йүзидә гүлләп яшниғай».
17 Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп, көңлидә нарази болған еди.
Шуңа у атисиниң оң қолини Әфраимниң бешидин Манассәниң бешиға йөткәп қоймақчи болуп,
18 атисиға:— Ата, бу ишиңиз тоғра болмиди, чоңи бу. Оң қолуңизни униң
бешиға қойғайсиз! — деди.
19Атиси рәт қилип:— Әй оғлум, билимән, билимән. Манассәниң әвлатлириму чоң
хәлиқ болиду, лекин иниси униңдинму күчлүк болиду. Инисиниң әвлатлири ронақ тапқан
көп хил хәлиқләргә айлиниду! — деди.
20 У күни Исраил уларға бәхит тиләп, мундақ дуа қилди:«Кәлгүсидә Исраилниң әвлатлири
кишиләргә хәйирлик дуа қилғанда, мундақ десун:‹Худа силәрни Әфраим билән Манассәгә
охшаш бәхитлик қилғай!» Шундақ қилип, Яқуп Әфраимни униң акиси Манассәдин жуқури
орунға қойди.
21 Кейин Исраил Йүсүпкә: — Мениң аләмдин өтүшүмгә аз қалғанлиғини билисән, лекин
Худа җәзмән силәргә яр болуп, силәрни ата-бовилириңларниң зиминиға қайтуруп кетиду.
22 Мән саңа қериндашлириңға қариғанда, бир һәссә артуқ зимин беримән. У йәрни мән
аморларниң қолидин қилич вә оқ-ярим билән тартивалған едим, — деди.