Исраилларниң Мисирда тартқан азаплири
1 Яқупниң һәр қайси оғуллири өз бала-җақилирини елип, Яқуп билән биллә
Мисирға барди. Униң оғуллириниң исимлири
2 Рубен, Шимон, Лавий, Йәһуда,
3 Иссакар, Зәбулун, Бинямин,
4 Дан, Нафтали, Гад вә Ашер еди.
5 Уларниң һәммиси Яқупниң беваситә әвлатлири болуп, җәми йәтмиш киши
еди. Яқупниң йәнә бир оғли Йүсүп бу вақитта аллиқачан Мисирда еди.
6 Кейин Йүсүп вә униң қериндашлири һәм барлиқ замандашлири аләмдин өтти.
7 Шундақтиму Исраилниң (йәнә бир исми Яқуп) әвлатлири тез көпийип, у
йәрни толтурди вә хелә күчийип қалди.
8 Кейин Йүсүпниң Мисир хәлқигә қилған яхшилиқлиридин хәвири болмиған йеңи
бир падиша Мисирда тәхткә чиқти.
9 У мисирлиқларға:— Бу исраилларниң бизгә қариғанда көпийип, биздинму күчийип
кетиватқанлиғиға қараңлар!
10 Әң яхшиси әқиланә тәдбир қоллинип, буниң алдини елишимиз керәк. Ундақ
болмиғанда, мабада уруш болуп қалса, улар дүшмәнләр билән бирлишип бизгә һуҗум қилип,
бу йәрдин қечип кетиши мүмкин, — деди.
11 Буниң билән мисирлиқлар исраилларни еғир әмгәкләр билән езиш үчүн, әмгәк
назарәтчилирини тайинлиди. Улар исраилларға,падиша үчүн Питом вә Рәмис намлиқ тәминләш
мәркизи қилинған шәһәрләрни салдурди.
12 Лекин мисирлиқлар исраилларни қанчә әзгәнсири, улар шунчә көпийип,
дөләтниң башқа йәрлиригиму тарқалди. Бу сәвәптин мисирлиқлар исраиллардин қорқуп,
13 уларни техиму еғир ишларға салди.
14 Мисирлиқлар уларни лайчилиқ, кесәк қуюш вә етиз-ериқ ишлирини қилиштәк еғир
әмгәкләргә селип, интайин қаттиқ азапларға дучар қилди.
15 Мисир падишаси йәнә Сәхра вә Пува исимлиқ икки нәпәр ибраний туғут анисиға:
16 — Силәр ибраний аяллирини туғдурған вақтиңларда, бовақниң оғул яки қиз екәнлигигә
қараңлар. Әгәр оғул туғулса, бовақни өлтүрүветиңлар; қиз туғулса, тирик қалдуруңлар, — деди.
17 Лекин бу икки туғут аниси Худаға садақәтмән болғачқа, падишаниң
әмригә бойсунмай, оғул бовақларни өлтүрмиди.
18 Шуңа падиша уларни чақиртип:— Бу силәрниң немә қилғиниңлар? Немә үчүн оғул бовақларни
өлтүрмидиңлар? — дәп сориди.
19 Улар: — Ибраний аяллири Мисир аяллириға охшимайду. Улар наһайити сағлам келиду.
Биз йетип барғичә өзлири туғуп болиду, — дәп җавап беришти.
20‑21 Туғут анилири Худаға садақәтмән болғанлиғи үчүн, Худа уларға ғәмхорлуқ қилип, өз
аилилирини қуруш шәривини ата қилди. Исраиллар давамлиқ көпийип, техиму күчәйди.
22 Буниң билән Мисир падишаси пүтүн пухралириға:— Исраиллардин туғулған оғул
бовақларниң һәммисини Нил дәриясиға ташлаңлар, қиз балиларнила тирик қалдуруңлар, —
дәп әмир қилди.